Норвегийидики уйғурлар б д т күнини хатирилиди
Мухбиримиз айгүл
2010.10.25
2010.10.25
Сүрәтни норвегийә уйғур комитетиниң рәиси пәрһат йақуп тәминлигән.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси пәрһат яқуп әпәндиниң баян қилишичә, норвегийиниң оплан районлуқ гҗөвик коммуна билән қизил крист җәмийити 24 - өктәбир күни кәчтә хатириләш паалийити орунлаштурған болуп, норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән бу йиллиқ хатириләш паалийитигә гҗөвик шәһиридин вә осло, ставаңәр қатарлиқ җайлардин кәлгән уйғур қериндашларму қатнашқан.
Паалийәткә йәнә, уйғурлардин башқа африқа, бирма вә афғанистандин кәлгән кишиләрму иштирак қилған болуп езиливатқан милләтләрни тонуштуруш паалийәтниң асаслиқ мәзмуни қилинған.
Бу қетимқи паалийәткә норвегийиниң даңлиқ язғучиси һанс әпәндиму қатнашқан болуп, у бирма вә хитай һөкүмитиниң нөвәттики сияси әһвали вә бу икки дөләттики кишилик һоқуқ вә инсан һәқлири дәпсәндичилики мәсилиси һәққидә тохталған.
Пәрһат яқуп әпәндиниң мәлумат беришичә мәзкур паалийәтниң күн тәртипидә уйғурларға алаһидә орун берилгән болуп,паалийәт җәрянида уйғур қериндашлар пурсәтни чиң тутуп уйғурниң кимлики һәққидә тәйярлиған мәхсус темидики нутуқлири, етип әкәлгән тәмлик уйғур таамлири, йеңидин қурулған сәнәт гурупписи тәрипидин орундиған есил нахша - музикилири вә милли, әнәниви кийим - кечәклири билән паалийәткә қатнашқан һәр саһәдики норвег вә башқа милләт кишилиригә уйғурлар һәққидә әтраплиқ чүшәнчә бәргән вә чоңқур тәсиратларни қалдурған.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим һәққидә йезилған "әҗдиһа билән елишқан аял" намлиқ әсәрниң инглизчә нусхиси гҗөвик шәһәрлик мәдәнийәт идарисиниң башлиқиға вә язғучи һанс әпәнди қатарлиқ кишиләргә тәқдим етилгән болуп, улар бу китаб һәққидә аңлиған болсиму, лекин һазирғичә көрүш пурситигә еришәлмигәнликини ипадә қилишип китаб совға қилған норвегийә уйғур комитетиниң рәһбәрлиригә чоңқур тәшәккүрлирини билдүргән.
Бу қетимқи б д т күнини хатириләш паалийитигә уйғур вә башқа милләтләрдин икки йүзгә йеқин кишиләр қатнашқан болуп паалийәт достлуқ, инақлиқ вә уйғурларға яңритилған алқишлар ичидә ғәлибилик тамамланди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.