Хитай һөкүмити террор гумандарини қайтуруп беришни тәләп қилди
Мухбиримиз айгүл
2010.09.02
2010.09.02
www.bbc.co.uk/news Дин елинди.
Өз исмини микаил давудқа өзгәртивалған рашидин муһәммәт башқа икки шериклири билән бу йил 8 -июл күни норвегийә дөләт бихәтәрлик идариси тәрипидин террор гумандари дәп қарилип қолға елинған иди.
Ташқи ишлар министири җонас гаһр стөрәниң күндилик гезит мухбирлириға бәргән ахбаратида илгири сүрүлүшичә :хитай һөкүмитиниң рашидин муһәммәт мәсилисигә болған позитсийиси интайин қаттиқ болған. Буниңдин башқа, хитай һөкүмити рашидин муһәммәтниң норвегийә пуқралиқини етирап қилмиған вә уни өзлиригә қайтуруп беришни қаттиқ тәләп қилған.
Җонас гаһр стөрә бу мәсилә һәққидә өзиниң очуқ мәйданини ашкарилап : әлвәттә норвегийә һөкүмитиниң террорлуқ қилмишлириға интайин қаттиқ муамилә қилидиғанлиқини, шу түпәйлидин башқа дөләтләр билән йеқиндин һәмкарлишип рашидин муһәммәт қатарлиқларни қолға чүшүргәнликини оттуриға қойған. Шуниң билән биргә, у, рашидин муһәммәт гәрчә террор гумандари болсиму, лекин норвегийә һөкүмитиниң уни өз пуқраси дәп қарап хитайға қайтуруп бәрмәйдиғанлиғини, униң җинайи қилмишлириға норвегийидики қанун вә сот системисиниң қарар чиқиридиғанлиқини ейтқан.
Рашидин муһәммәтниң адвокати арилд һумлән хитай һөкүмитиниң уни қайтуруп елиш һәққидики позитсийисигә қарита өз қарашлирини интайин ихчам һалда билдүрүп мундақ деди: "норвегийә пуқраси һәргиз қайтурулмайду. Немә үчүн хитай һөкүмити рашидин муһәммәтни қайтуруп елип кетиш үчүн алаһидә вақит сәрп қилиду? хитай һөкүмитиниң уйғурларға нисбәтән өз алдиға шәкилләндүргән күн тәртиплири бар болуп, улар һәр даим уйғурларға қарита адәттин ташқири рәһимсизләрчә муамилидә болиду."
Мәлум болушичә, рашидин муһәммәт 1999 - йили норвегийигә келиштин илгири пакистанда қуран мәктипидә оқуған болуп хитай һөкүмити уни шу чағдин башлапла қайтуруп келишни пиланлиған икән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.