Норвегийидики террор гумандари рашидин мәмәт һуҗум нишаниниң хитай икәнликини билдүргән

Норвегийидә әл қаидә билән мунасивити бар дәп қарилип, тутуп туруливатқан уйғур гумандар рашидин мәмәт әсли пиландики һуҗум нишаниниң норвегийә пайтәхти ослодики хитай әлчиханиси икәнликини билдүргән.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.09.30
Norwegiyidiki-terror-gumandari-rashidin-memet-305 Сүрәттә, норвегийидики террор гумандари рашидин мәмәт.
http://www.vg.no Дин елинди.

Мәзкур 3 нәпәр террор гумандари ичидики ирақлиқ шаван садиқ, алдини күни өзиниң данийидики бир гезитханини партлитишни пиланлиғанлиқини ашкарилиған иди.

Террор гумандари рашидин мәмәтниң Адвокатиниң түнүгүн норвегийә ахбаратиға ашкарилишичә, рашидин сәйшәнбә күндики сорақ давамида, өзлири пилан қилған һуҗум нишаниниң данийидики бир гезитхана икәнликини инкар қилған.

Рашидин мәмәт йәнә, делоға четишлиқ икки нәпәр гумандарниң әсли пиландин хәвәрсиз икәнликини, у иккисини пәқәт ярдәмчи сүпитидә пайдиланғанлиқини билдүргән. Адвокат Carl Konow Rieber-Mohn түнүгүн NRK радиосиға қилған сөзидә, рашидинниң уйғур районидики хитай һакимийитини мустәмликичи һакимийәт дәп тонуйдиғанлиқини, уйғурларниң азадлиқ мәсилисиниң дипломатик йол билән һәл болушиға ишәнмәйдиғанлиқини, шуниң үчүн, ослодики хитай әлчиханисини партлитишни пиланлиғанлиқини билдүргән.

Делоға арилишиватқан йәнә бир адвокат Arild Humlen, түнүгүн NTB агентлиқиға ашкарилишичә, рашидин сәйшәнбә күнидики сорақ давамда өзиниң аилә әзалири вә уруқ-туғқанлири ичидин хитай һөкүмити тәрипидин өлтүрүлгәнләр барлиқини билдүргән. Рашидин сорақ давамида, әл қаидә тәшкилати билән болған мунасивитини рәт қилған.

Норвегийидә тутуп туруливатқан 3 нәпәр террор гумандариниң бириниң, болупму йетәкчиси дәп қаралған кишиниң уйғур миллитидин болуши, муһаҗирәттики уйғурлар арисида әҗәблиниш туйғулирини пәйда қилған. Чүнки муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилири өзлириниң хитайдин башқа һечқандақ бир дөләт билән мәсилиси йоқлуқини тәкитләп кәлгән. Болупму америка билән явропа дөләтлириниң қоллишиға еришиш үчүн изчил паалийәт елип бериватқан иди. Шуңа бу нөвәт рашидин муһәммәтниң ғәрб дөләтлиригә қарши һуҗум пиланини инкар қилиши вә һуҗум нишаниниң хитай икәнликини ашкарилиши муһаҗирәттики уйғурлар арисида мәлум дәриҗидә раһәтлиниш туйғуси пәйда қилғанлиқи байқалмақта.

Норвегийә уйғур комитетиниң башлиқи пәрһат яқуп бу һәқтә тохтилип, рашидин муһәммәтниң һуҗум пиланиниң ғәрб дөләтлири әмәс икәнликини уқуп мәмнун болғанлиқини, әмма пиландики һуҗум норвегийә қануниға хилап болғачқа хәвәрдин йәнила әпсусланғанлиқини билдүрди.

Пәрһат яқуп йәнә, норвегийә уйғур җәмийитиниң, хәлқара қанунлар һәм норвегийиниң қанунлири даирисидә һәрикәт елип баридиғанлиқини, буниңға қарши һәрқандақ пилан вә һәрикәтни қоллимайдиғанлиқини әскәртти.

Норвегийидә яшаватқан йәнә бир уйғур бәхтияр әпәндиму, уйғурлар арисидики хитайға қарши һәрқандақ қаттиқ қаршилиқ пилани яки һәрикити көрүлсә буниңға һәйран қалмайдиғанлиқини, әмма, орни вақти яхши талланмиған қаршилиқ пилани вә һәрикәтлирини алқишлайдиғанлиқини билдүрди.

Америка уйғур җәмийитиниң муавин рәиси илшат әпәнди хитайниң юқириқи сөзлиригә қарашлирини оттуриға қойди.

"Норвегийә учурлири вә пикирлири" гезитиниң хәвәр қилишичә, түнүгүн хитайниң норвегийә әлчиханиси баянат елан қилип, "рашидин мәмәтниң хитай әлчиханисини партлитиш пиланини, шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң хәлқарадики террорчи тәшкилатлар билән мунасивитиниң күчәйгәнликиниң испати" дегән вә "улар, зораванлиқ вә террорлуқ һәрикәтлирини давамлаштуриду" дәп әйиблигән. Шундақла, норвегийә һөкүмитини шәрқи түркистан күчлиригә зәрбә беришта өзлири билән һәмкарлишишқа чақирған.

Норвегийә ташқи ишлар министири jonas Gahr Store өткән айда, хитайниң микаил давутни йәни рашидин муһәммәтни қайтуруп беришни тәләп қилғанлиқини, әмма, норвегийиниң бу тәләпни рәт қилғанлиқини билдүргән иди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.