Нур бәкриниң “бейиған, мәдәнийләшкән” деһқанлири кимләр?
2012.01.10
Йиғинда сөз қилған рәһбәрләр уйғур елиниң 2011-йиллиқ хизмәтлирини хуласиләп, “һалқима тәрәққият пилани” йолға қоюлғандин буян зор өзгиришләрниң барлиққа кәлгәнликини, болупму 2011-йилида хәлқ турмушиниң яхшилинип, деһқанларниң йиллиқ кириминиң илгирикидин нәччә һәссә өрлигәнликини доклат қилған. Әмма уйғур деһқанлириниң инкаси вә көзәткүчиләрниң инкаси пәрқлиқ болуп, улар һалқима тәрәққиятниң уйғур елиниң йәрлик хәлқлирини бейитишниң орниға, ичкиридин кәлгән ширкәтләрни вә хитай көчмәнлирини бейитқанлиқини билдүрди.
Уйғур аптоном районлуқ 11-нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 5-омумий йиғини 1-айниң 10-күни үрүмчидики хәлқ сарийида рәсмий башланған. Йиғинда уйғур район рәиси нур бәкри уйғур елиниң иқтисадий вә сиясий хизмәтлиридин доклат берип, 2011-йилиниң иқтисадий тәрәққият вә муқимлиқини ишқа ашурушта зор қәдәмләрниң ташланғанлиқини, мәркәзниң сиясий вә иқтисадий пиланлири уйғур елидә кәң омумлишип,, яхши нәтиҗиләрниң қолға кәлгәнликини, нәтиҗидә, уйғур елиниң ишләпчиқириш омумий қиммитиниң илгирикидин 12 пирсәнт өсүп, деһқанларниң оттуричә кириминиң 5400 йүәндин ашқанлиқини илгири сүргән.
Нур бәкри доклатида, “һалқима тәрәққият” йолға қоюлғандин буян, уйғур елидә алаһидә тәрәққиятларниң мәйданға кәлгәнликини тилға алған болуп, у 19 өлкиниң “ғәмхорлуқи” нәтиҗисидә уйғур елидики хәлқ турмушиниң көрүнәрлик яхшилинип, иқтисадниң 2005-йилиға қариғанда бир қатланғанлиқини еғзи-еғзиға тәгмәй мәдһийилигән. У сөзидә, 19 өлкә-шәһәр, мәркәз дөләт органлири вә карханилиридин шинҗаңға ярдәм бәргили кәлгән 5600 дин көп кадир тәңритағниң җәнуб-шималида кечә-күндүз күрәш қилип, қан-тәри вә әқил-параситини төккәнликини, һалқима тәрәққият йолға қоюлғандин буян, болупму 2011-йилида хәлқ турмушида көрүнәрлик өзгиришләрниң барлиққа кәлгәнликини, деһқанларниң әсирләрдин буянқи “соқма там”, “кесәк өйләр” дин бина өйләргә көчүп, заманиви, мәдәний турмушқа еришкәнликини илгири сүргән.
2011-Йиллиқ хизмәтләргә аит илгири елан қилинған хуласиләрдә болсун, яки уйғур район даирилириниң елан қилған йиллиқ доклатлирида болсун, 2011-йилиниң хәлқ турмушида болупму деһқанларниң турмушида ғайәт зор өзгиришләр барлиққа кәлгән бир йил болғанлиқи қайта-қайта тилға елинди. Биз бүгүн юқирида ейтилғанларниң қанчилик тоғрилиқини билип беқиш үчүн қәшқәр вилайитигә қарашлиқ мәлум бир деһқанниң өйигә телефон қилдуқ.
Әмма, телефонимизға чиққан бу деһқанниң бизгә наһайити еһтиятчанлиқ билән җаваб берип, әмәлийәтни сөзләштин өзини қачуруши диққитимиздин қачмиди әлвәттә.
Чәтәлләрдики кишилик һоқуқ органлири “шинҗаң хизмити” йиғинидин кейин уйғур елиниң 19 өлкигә бөлүп берилишини қаттиқ тәнқид қилған иди. Улар доклатлирида буниң уйғур ели тәбиий байлиқлирини йөткәш, уйғур елигә көчмән йөткәш вә уйғур кимликини суслаштуруш қәдимини тезлитишниң йәнә бир хил усули дәп баһа берип, буниң йәрлик хәлқтин бәк ичкиридин чиққан карханиларни мәнпәәткә ериштүрүватқанлиқини билдүргән. Бу һәқтә радиомизға әһвал инкас қилған бир деһқан бизгә һалқима тәрәққиятниң уйғурларға һечқандақ бир нәп әкәлмигәнликини, әксичә хитай көчмәнләрни көпәйтип, деһқанларни йеридин айриғанлиқини, уйғур деһқанларниң турмушиниң йәнила охшаш қейинлиқини инкас қилған иди.
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири болса, хитай һөкүмитиниң уйғур елини 19 өлкигә парчилап бериш арқилиқ, уйғур елини талан-тараҗ қилиш қәдимини тезләткәнлики, һалқима тәрәққият сияситиниң көчмән хитайларни мәнпәәтләндүридиған вә көчмән йөткәш қәдимини тезлитидиған сиясәт икәнликини илгири сүрүп кәлмәктә. Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин шветсийә уйғур маарип җәмийитиниң мәслиһәтчиси абдулла әхәт әпәнди нур бәкриниң сөзи һәққидә тохталди. У, әгәр хитай рәһбәрлири илгири сүргәндәк уйғур деһқанлириниң турмуши яхшилинип, һалқима тәрәққияттин нәпкә еришиватқан болса, буни испатлаш үчүн хәлқара органларниң, чәтәл мухбирлириниң кирип әһвал игилишигә рухсәт қилиши керәкликини ейтти.