Нур бәкри йәнә бир қетим иҗтимаий муқимлиқ шоарини товлиди
2012.04.30
Шинхуа агентлиқи вә тәңритағ ториниң 26-апирилдики хәвиригә асасланғанда, 25-апрел күни чүштин кейин уйғур аптоном район бойичә җәмийәт башқурушни күчәйтиш, йеңилиқ яритиш темисида телевизийилик телефон йиғини чақирилған. Йиғинда иҗтимаий муқимлиқ, инақ җәмийәт бәрпа қилиш шоари тәкрар оттуриға қоюлған. “нур бәкри җәмийәт башқурушни күчәйтип, иҗтимаий муқимлиққа капаләтлик қилишни тәкитлиди”намлиқ хәвәрдә, нур бәкриниң үч хил күчләргә қаттиқ зәрбә беришни, иҗтимаий муқимлиқни һәммидин муһим орунға қоюшни тәкитлигәнлики баян қилинған.
Уйғур аптоном район даирилири 2009-йилидики 5-июл үрүмчи вәқәсидин буян инақ җәмийәт бәрпа қилиш, муқимлиқни әмәлгә ашуруш темисида тохтимай йиғин чақирип кәлмәктә. “100 күнлүк зәрбә бериш”, “диний әсәбий күчләрни тазилаш” һәрикәтлирини һәр йили иҗра қилмақта. 10 Миңлиған һөкүмәт кадирлирини асаси қатламларға чүшүрүп, компартийигә садиқ болуш тәрбийиси елип бармақта. Хитай һөкүмити уйғур вәтининиң муқимлиқи үчүн немишқа бу қәдәр көп енергийә сәрп қилиду? инақ җәмийәт бәрпа қилиш дегән немә? муқимлиқ вә инақ җәмийәт ким үчүн хизмәт қилиду?
Биз, австралийидә яшаватқан д у қ ниң муавин рәиси һүсән һәсән әпәндиниң бу соалларға бәргән җавабини аңлап бақайли.
Һүсән һәсән әпәнди хитай һөкүмитиниң муқимлиқни әмәлгә ашуруш үчүн елип бериватқан һәрикәтлиридин уйғур вәтининиң муқимсизлиқини көрүвалғили болидиғанлиқини, бу реаллиқ хитайниң өз мустәмликисини уйғурларға техичә етирап қилдуралмиғанлиқини испатлап беридиғанлиқини ейтти. Хитайниң муқимлиқ йолида бу қәдәр көп күч сәрп қилишидики мәқситиниң өз вәтининиң мустәқиллиқи үчүн күрәш қиливатқан уйғур әркинлик җәңчилирини шәпқәтсизләрчә бастуруштин ибарәт икәнликини оттуриға қойди. У сөзидә, мустәмликә бир милләт билән таҗавузчи бир милләт әзалириниң һечқачан инақ өтәлмәйдиғанлиқини, инақ җәмийәт бәрпа қилиштин ибарәт бу сахта шоар билән хитайниң өзлириниму, уйғурларниму алдаватқанлиқини тәкитлиди. Һүсән һәсән әпәнди йәнә, әгәр инақ вә муқим бир җәмийәт бәрпа болған тәқдирдә, бу ниспий муқимлиқниң хитай үчүн уйғур вәтинини талан-тараҗ қилиш пурсити яритип беридиғанлиқини, буниң уйғурлар үчүнму, уйғур вәтинидә яшаватқан хитайлар үчүнму пайдисиз икәнликини оттуриға қойди.