Нур бәкри һәққидә җәмийәттә “нөл бәкри” дегән йеңи ләқәм тарқалған

Хитай дөлити 60 йилдин буян уйғур райониға уйғурлардин рәис тәйинләштә, пәқәт өз мәнпәитигә вәкиллик қилидиған, уйғурларниң мәнпәити билән һесаблашмайдиған кишиләрни тәйинлимәктә.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.10.10
nur-bekri-wang-lechwan-pichillashmaqta.jpg Нур бәкри билән ваң ләчван пичирлашмақта. 2009-Йили 6-март, бейҗиң.
EyePress

Хитай йәнә бу рәисләрни, уйғур хәлқиниң вәкили, дәп тәшвиқ вә тәрғибат қилмақта. Сиясий вә ахбарат сорунлирида әркин пикир қилиш һоқуқи болмиған уйғурлар өзлириниң аммиви сорунлиридики параң вә сөһбәтлиридә һәр хил васитиләр арқилиқ тәйинләнгән рәисләргә қарита наразилиқ вә ғәзәп-нәпрәтлирини билдүрмәктә; ләқәм қоюш-мана бу васитиләрдин бири.

Уйғур районида ваң лечүән һөкүм сүрүватқан мәзгилидә, нур бәкригә, униң 3 хил күчләргә қарши туруш намидики бастуруш һәрикитигә наразилиқ билдүрмигәнлики, һәтта униңға актип маслашқанлиқи үчүн, уйғур хәлқи тәрипидин ваң бәкри дәп ләқәм қоюлған; бу ләқәм уйғур җамаәт сорунлирида тарқилиш билән бирликтә, уйғур торбәтлиридики мақалә вә инкаслардиму көп қетим тилға елинған. Мәлум болушичә, уйғур райони җаң чүншйән дәвригә кәлгәндә, хитай мәркизи һөкүмити уйғур райониға бир қатар аталмиш иқтисади етибар бериш сиясәтлирини йолға қойған болсиму, уйғур хәлқи буниңдин һечқандақ бәһримән болалмиған, нур бәкриниң һоқуқи бу мәзгилдиму карға кәлмигән. Нәтиҗидә уйғурлар арисида нур бәкри һәққидә “нөл бәкри” дегән йеңи ләқәм тарқалған.

Үрүмчидики бир дәрдмән аял билән өткүзүлгән сөһбәттин парчә:
Соал: бу дәрдлириңизни нур бәкригә ейтип бақмидиңизму?
Җаваб: яқ ейтмидим, униң қолидин поқ кәлмәйду.
Соал: һәр вақит кәлмигән тәқдирдиму бәзи чағларда ишләп қелиши мумкинти әмәсму?
Җаваб: яқ, чортла кәлмәйдикән, “униң дәрди биздин җиқ, һечкимгә гепи өтмәйду” дейишиду хәқләр.
Соал: шундақму?
Җаваб: шу, шу, һазир уни һәммә адәм “нөл бәкри” дәйду.

Мәлум болушичә, нур бәкри һәққидики бу йеңи ләқәм чәтәлдики уйғурлар арисидиму тарқалған. Мана буниңға асасән, америкида яшаватқан уйғур сиясий көзәткүчи илшат һәсән әпәнди бу һәқтә бир парчә мақалә елан қилди. Мақалиниң нами “нур бәкриниң йеңи ләқими һәққидә”. Биз бүгүн мақалиниң мәзмуни вә йезилиш сәвәби һәққидә аптор илшат әпәндини зиярәт қилдуқ. У сөзидә уйғур хәлқиниң һәр вақит ақ-қарини пәрқләндүрүп, дост-дүшминини айрип яшап кәлгәнликини, гәрчә әркин пикир қилиш һоқуқи болмисиму, һәрхил васитиләр арқилиқ, мәсилиләргә қарита өз мәйданини вақти-вақтида ипадиләп кәлгәнликини оттуриға қойди.

У сөзидә уйғур хәлқиниң абләт абдурешитқа “омақ”, төмүр давамәткә “тавақ”, хәлчәм исламға “ялақ” әркин имирбақиға “әркин хемирбақи”, исмаил тиливалдиға “исмаил таливалди”, мәмтимин закирға “мәмтимин музакир” дегәндәк ләқәмләрни қоюш арқилиқ, тарих вә реаллиққа тоғра баһа берип вә адил һөкүм чиқирип кәлгәнликини илгири сүрди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.