Нур бәкригә уйғур тор бәтлиридә йезилған бир парчә очуқ хәт
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.09.26
2008.09.26

www.china.org.cn
Әмма мақалә узун өтмәй тор бәтләрдә баян қилинған бир қисим сәмимий тәнқидләргә охшашла өчүрүлүш қисмитигә дуч кәлди.
Мақалә алди билән уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкригә хитап қилип мундақ дәйду: рәис әпәндим, сиз йиғинларда давамлиқ хәнзучә сөзләйсиз, сиз өзиңиз рәис болуп туруватқан районниң уйғур аптоном райони икәнлики есиңиздә барму - йоқ? билимән, сиз хитайчә оқуған болғиниңиз үчүн, сиз сөзләватқан йиғинда кадирлар асасән хәнзулар болғини үчүн, қолайлиқ яритиш үчүн хәнзучә сөзләйсиз. Унтуңмаңки, сиз дөлитимизниң қануниға хилаплиқ қиливатисиз. Қанун буйичә уйғурчә сөзләш сизниң һоқуқиңиз һәм мәҗбурийитиңиз."
Аптор мақалисидә уйғурлар, болупму уйғур рәһбири кадирлар өз тилини өзи қәдирлимисә, өзини өзи сөймисә башқиларниң көзгә илмаслиқиниң нормал әһвал болуп қалидиғанлиқини әскәртиду. Аптор бир рәһбәр үчүн ана тилда сөзләшниң ялғуз қолайлиқ - қолайсизлиқ мәсилисила әмәс, бир милләтниң иззәт - һөрмитини қоғдаш мәсилиси икәнликини тәкитләп мундақ язиду: " рәис әпәндим, қазақистан президенти нурсултан нәзәрбайифниң русчә сәвийиси сизниң хәнзучә сәвийәңиздин төвән әмәс, әмма у русийә президенти виладимер путин билән көрүшкәндә, рус тилида әмәс, қазақчә гәп қилиду. Әтрапиңиздики тәрҗиманлар дәл мушуниң үчүн аҗритилған. Аптор мақалисидә, нур бәкриниң йиғинларда хитайчә сөзлишини, иҗра қилинмайватқан аптономийә қануни ичидики һәммигә аян болған бир мисал сүпитидә шәрһиләйду.
Аптор мақалисидә қош тиллиқ маарипни аталмиш қош тиллиқ маарип дәп көрситиду. Аталмиш қош тиллиқ маарипниң уйғур тили вә уйғур мәдәнийитини йоқитиш шундақла миллий тарихни унтулдурушни мәқсәт қилғанлиқини, һәқиқий қош тиллиқ маарипниң һәр икки тил, һәр икки мәдәнийәтниң тәң мәвҗут болуш вә тәң тәрәққий қилишқа йол ечиши керәкликини баян қилиду.
Аптор йәнә, уйғур районида, миллий рәһбири кадирларни тәйинләштә миллий һессияттин халий болушни өлчәм қиливатқанлиқини, буниң җәмийәт тәрәққияти үчүн зиянлиқ икәнликини тәкитләйду вә мундақ дәйду: миллий һессият өз мәдәнийитини сөйүш, өз тарихини сөйүш, өз миллитидин пәхирлиниш демәктур. Әгәр уйғурларниң өз миллитини сөйүши хаталиқ һесабланса, ундақта дөләтни сөйүш билән милләтни сөйүш бир - биригә зитму? уйғурлар бу дөләтниң пуқраси әмәсму вә яки бу дөләт уйғурларниң дөлити әмәсму?"
Аптор йәнә бу һәқтә мундақ дәйду: " миллий һессият әслидә инсаний бир хусусийәт, миллий һессиятлиқ болуш ғәйрий нормаллиқ әмәс, әксичә, миллий һессияттин халий болуш, ғәйрий нормаллиқтур, еғир мәнивий кесәлдур, уйғурлар рәһбәр болуш үчүн инсаний хусусийитидин айрилиши, ғәйрий нормал бир инсан болуши шәртму?"
Аптор мақалисидә, уйғур районидики һәқсизлиқларни санап вә йезип түгәткили болмайдиғанлиқини, буниң пикир әркинлики, диний етиқад әркинлики, тәбиий байлиқларниң тәқсимати мәсилиси, уйғурларниң ишқа орунлишиш мәсилиси қатарлиқ көплигән саһәгә четилидиғанлиқини, бу мәсилиләрни тилға алғанларға бөлгүнчилик қалпиқи кәйдурүлүватқанлиқини баян қилиду.
Аптор мақалисидә йәнә, ваң лечүәнниң муқимлиқ һәммини бесип чүшиду дегән чақириқи билән ху җинтав уйғур районини көздин кәчүргәндә оттуриға қойған шинҗаңда асасий вәзипә иқтисадий тәрәққият дегән чақириқиниң бир - биригә зит икәнликини көрситиду вә рәис нур бәкриниң ху җинтавниң чақириқи буйичә әмәс, ваң лечүәнниң чақириқи буйичә иш тутуватқанлиқини баян қилиду.
Аптор мақалисиниң ахирида уйғурларниң миллий мәнпәәтиниң дөләтниң мәнпәәтигә хилап әмәсликини, уйғур мәнпәәтини қоғдаш үчүн хәлқ аммиси билән бирликтә зиялийлар қошуни вә миллий рәһбәрлик қатлими тәң һәрикәт қилиши керәкликини, рәис нур бәкриниң уйғурға вәкил сүпитидә рәисликкә тәйинләнгини үчүн уйғур мәнпәәтини қоғдашта баш тарталмас мәсулийити барлиқини әскәртиду вә мақалисини мундақ ахирлаштуриду: әгәр миллитимиз бу мәсилиләрниң сөз арқилиқ һәл болушиға ишәнчини йоқитип қойса, һәқ - һоқуқини башқа йоллардин издәшкә мәҗбур болуп қалиду дәп агаһландуриду.
Һөрмәтлик оқурмәнләр, юқирида биз силәргә вәтән ичидики уйғур тор бәтлиридә рәис нур бәкригә қаритип йезилған бир парчә очуқ хәтниң мәзмунини тонуштурдуқ.