Нурмуһәммәт ясинниң аилә-тавабиати униң сақ-саламәт икәнликини билдүрди
2013.01.02
Нурмуһәммәт ясинниң түрмидә вапат болғанлиқи һәққидики хәвәрни тунҗи болуп хитай кишилик һоқуқ адвокати тең бяв оттуриға қойған. Униң илгири сүрүшичә, нурмуһәммәт ясин 2011-йили кесәл сәвәбидин шаярдики бир түрмидә вапат болған. Мәзкур хәвәр чәтәл ахбарат васитилири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә хәлқара қәләмкәшләр җәмийити қатарлиқ органларниң дәрһал диққитини қозғиған иди. Биз язғучиниң қолум-қошна, аилә -тавабиатиға телефон қилсақ, униң һаят икәнлики вә һазирму үрүмчи 1-түрмидә йетиватқанлиқини билдүрди. Униң аилә-тавабиатлириниң билдүрүшичә, нурмуһәммәтниң аяли икки балисини елип, 2012-йили 7-айда уни йоқлап кәлгән.
Нурмуһәммәт ясинниң исмини ашкарилашни халимайдиған бир аилә әзаси, язғучиниң роһи һалити, саламәтлик әһвалиниң яман әмәс турғанлиқини билдүрүп, униң 10-айда аилисигә хәт язғанлиқи, аниси вә бала-чақилириниң бу йил 17-январ үрүмчигә берип, униң билән йәнә бир қетим көрүшүп келишкә тәйярлиқ қиливатқанлиқини билдүрди.
Язғучиниң һаятиға алақидар юқириқи бир-биригә зит, ихтилаплиқ хәвәрләр кишиләрни гаңгиритип қойди вә һәр гуманларни пәйда қилди. Униң вапати һәққидики хәвәр кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғиған болуп, бәзи тәшкилатлар түрлүк қаналлар арқилиқ хитай даирилириниң чүшәнчә беришини тәләп қилған. Бирақ хитай һөкүмити һазирға қәдәр униң вапат болғанлиқ һәққидики хәвәрләрниң раст-ялғанлиқиға һечқандақ инкас қайтурмиған. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, хитай даирилириниң нурмуһәммәт ясин һәққидики ихтилаплиқ учурларға дәрһал чүшәнчә берип, бу җәһәттики әндишиләргә хатимә беришини тәләп қилди.
Нурмуһәммәт ясин кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәсис қилған “һелман-һамлет мукапати” қатарлиқ бир қанчә хәлқара медалларға еришкән язғучи болупла қалмай, йәнә б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң көңүл бөлүш даирисидики шәхс иди. Б д т тән җазасиға қарши туруш комитетиниң тәкшүргүчи әмәлдари манфред новак, 2005-йили үрүмчидә тәкшүрүш елип барғанда 1-түрмини зиярәт қилип, нурмуһәммәт ясин билән көрүшкән. Новакниң ашкарилишичә, нурмуһәммәт ясин мәзкур б д т әмәлдариға өзиниң тән җазасиға учриғанлиқини билдүргән.
Бизниң вәқәдин хәвәрдар кишиләрдин игилишимизчә, б д т әмәлдари кәткәндин кейин, түрмә даирилири нурмуһәммәт ясинни пүтүн күнлүк сиясий тәлим-тәрбийә курсиға орунлаштурған һәм униң аилиси билән көрүшүш вақтиға чәклимә қойған. Көзәткүчиләр буниң нурмуһәммәт ясиндин өч елиш һәрикити икәнликини илгири сүргән иди.
Адвокат тең бявниң қәйт қилишичә, нурмуһәммәт ясин 2011-йили шаярдики түрмигә йөткәп келингәндә тени аҗизлап, саламәтлики интайин начарлишип кәткән. У йәнә, достлириниң тәминлигән учурларға асаслинип, язғучиниң мушу түрмидә вапат болғанлиқини, хитай кишилик һоқуқ паалийәтчи гав җишеңму нурмуһәммәт ясин вапат болған мәзкур түрмигә қамалғанлиқини билдүргән. Хәлқара уйғур қәләмкәшләр мәркизиниң билдүрүшичә, улар 2009-йили 3-айдин башлап нурмуһәммәт ясинниң һаят яки яшаватқанлиқидин һечқандақ учур алалмиған.
Язғучиниң вапат болғанлиқи һәққидики учур чәтәлдики хитай ахбарат васитилиридә кәң хәвәр берилди. Фалунгоңчиларниң “йеңи ера гезити” ниң германийә долқунлири радиосидин нәқил кәлтүрүп илгири сүрүшичә, чәтәлдики уйғур тәшкилатлири вә мәмликәт ичидики вәқәдин хәвәрдар уйғурлар әһвалдин бир қанчә ай бурун хәвәр тепип, язғучиниң аилиси билән алақиләшкән болсиму, бирақ аилисидикиләр қорқуп кәткәчкә униң хәвирини ашкарилашни рәт қилған.
Лекин мухбиримизниң зияритини қобул қилип, язғучиниң һаят икәнликини билдүргән юқириқи ханим, униң 2014-йили чиқидиғанлиқини билдүрди.
Хәлқара қәләмкәшләр җәмийити вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, нурмуһәммәт ясин хитай һөкүмитиниң йезиқчилиқ, пикир вә милләтләрниң өз тил-йезиқини қоллиниш һоқуқиға қилған таҗавузчилиқ қилмишиниң типик мисали. Шуңа америка қәләмкәшләр җәмийити, әнглийә қәләмкәшләр җәмийити, хитай мустәқил қәләмкәшләр җәмийити нурмуһәммәт ясинға пәхрий әзалиқ нами бәргән. 2009-Йили америка йеңи енгланд қәләмкәшләр мәркизи униңға “васил стус әркинлик мукапати” бәргән.
Бу мунасивәт билән америкилиқ шаир речард хофман “бостон йәр шари” гезитидә елан қилған мақалисидә нурмуһәммәт ясинниң әсиригә баһа берип, “ява кәптәр наһайити ениқки бир кинайә. Йәни у мәдәнийәт вә территорийилик йоқитишқа қарши иззәт-һөрмәт, бир пүтүнлүк вә иптихарлиқ һәққидики һекайә” дәп көрсәткән.