Нурсултан назарбайеф қазақистандики уйғурларға телеграмма йоллиди
2011.07.11

Йеқинда қазақистан президенти нурсултан назарбайеф қазақистан уйғурлири җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизи вә қуддус ғоҗамияроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятири намиға телеграмма йоллиған болуп, у “уйғур авази” гезитидә елан қилинди. Мәлумки, мәмликәтниң мустәқиллиқ йиллирида еришкән утуқлири һәмдә униңдики президентниң төһписи шундақла мәвҗут иқтисадий, иҗтимаий, мәдәний мәсилиләр һәққидә өз ой-пикирлирини билдүрүп йезилған көп сандики хәтләр президентниң шәхсий почтисиға келип чүшмәктә. Шулар җүмлисидин җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи вә уйғур зиялийлири вәкиллири намидинму қазақистан президенти намиға “ортақ ойимиздики тинчлиқ һаят мустәһкәм болиду” мавзусида хәт әвәтилгән болуп, униң мәзмуни “егемен қазақистан” вә “казахстанская правда” гезитлиридә орун алған иди.
Қазақистан президенти өз телеграммисида уйғурларниң мәмликәттики иқтисад вә мәдәнийәт, илим вә билим, шундақла милләтләр ара достлуқ вә өз-ара разимәнликни мустәһкәмләштики төһписини атап келип, уйғур тиятири коллектипиға, илим-пән вә мәдәнийәт әрбаблириға, барлиқ уйғурларға утуқлар тилигән.