Хитай даирилири шәрбазханниң виза илтимасиини 3 айғичә тәстиқлимиди
2012.02.13

Хитайниң пакистандики әлчиханиси виза бәрмигәнлики үчүн оғлиниң мейит намизиғиму баралмиған шәрбазхан үрүмчидә қалған аяли вә башқа аилә тавабиатлири билән көрүш имканийитидинму мәһрум қалдурулған.
Нурулислам 2009-йилидики “5-июл вәқәси” қурбанлириниң бири болуп, униң дадиси шәрбазхан пакистанлиқ, аниси пашайим уйғур. У уйғур елидә туғулуп чоң болған вә әйни йили қолға елинғанда әмдила 17 яшниң қарисини алған толуқ оттура мәктәп оқуғучиси иди.
Нурулислам 2010-йили 13-апрел ақсу вилайәтлик сот даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Шәрбазхан оғли нурулислам җазаға тартилғандин кейин тутқун қилинип, 2010-йили 10-июн хитай чеграсидин мәҗбурий пакистанға чиқириветилгән.
Шәрбазханниң билдүрүшичә, униң үчүн әң әләм қилғини болса, у пакистанға қайтурулуп бир йилдин ашқанда оғли нурулисламниң түрмидә өлгәнлик хәвирини аңлаш вә униң мейит намизиға беришқиму йол алалмаслиқ болған.
Нурулислам 2001-йили 13-ноябир үрүмчи 1-түрмидә намәлум сәвәбләр билән һаятидин айрилған иди. Шәрбазхан шу чағда радиомиз зияритини қобул қилип, оғлиниң түрмидә қийнап өлтүрүлгәнликини билдүргән иди.
Шәрбазхан шундин кейин дуня мәтбуатлириға оғли вә аилисиниң бешиға кәлгән дәрд-әләмләрни паш қилиштин башқа “фейисбок”, “ютуб” қатарлиқ тор бәтлиридә ведиолуқ баянатларни елан қилип, хитай үстидин шикайәт қилишни тохтатмиған.
Арилиқта шәрбазхан хитайға берип оғлини көрүшкә көп тиришқан, пакистандики хитай әлчиханисидин виза илтимас қилған, әмма даириләр униң виза илтимасни һазирғиғичә тәстиқлимиған.
Униң бүгүн радиомизға билдүрүшичә, пакистандики хитай әлчиханиси өткән йили 11-айдин башлап униң виза илтимасиға җаваб қайтурмиғанниң үстигә паспортини қайтуруп бәрмигән.
Кейин у пакистан ташқи ишлар министирлиқи қатарлиқ мунасивәтлик орунларға өзиниң әндишисини йәткүзгән.
Шәрбазхан сөһбәт җәрянида оғли нурулислам хитай түрмисидә өлүп кәткәндин кейин, саламәтликидин айрилип қалғанлиқи вә равалпиндидә орун тутуп йетип даваланғанлиқини билдүрди.
Шәрбазхан ахирда дуня җамаәтчиликигә мураҗиәт қилип, хитай даирилириниң уйғурларға зулум селиватқанлиқи, хитай түрмилиридә йәнә нурғун уйғур пәрзәнтлириниң өлүп кетиватқанлиқини тәкитлиди.
У сөзини “бу ишларға сәбрә қилимән” дегән җүмлиләр билән аяғлаштурди.
Хитай даирилири шундин кейин “5-июл вәқәси” гә четип 30 ға йеқин адәмгә өлүм җазаси берилгәнликини очуқ елан қилған, әмма йәнә қанчилик адәмниң муддәтсиз вә муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилинғанлиқини ениқ ашкарилимиған.
Һалбуки, бир қисим көзәткүчиләр “5-июл вәқәси” дин кейин җаза һөкүм қилинған яшларниң бир нәччә миңдин ешип кетидиғанлиқини һәтта бәзи яшларниң түрмидики таяқ вә қийин қистақ-сәвәбидин өлүп кетиватқанлиқини илгири сүрүшкән иди.