Пакистандики өмәр уйғур вәхпи дуня уйғур қурултийи намидин нурул ислам аилисидин һал сориди

Өмәр уйғур вәхпи пакистандики уйғур балилар үчүн ана тил мәктипи қуруп бериш вә башқа паалийәтлири арқилиқ, пакистандики уйғурлар арисида зор тәсир қозғиған иди.
Мухбиримиз меһрибан
2011.12.23
nurul-islam-sherbaz-305.jpg Шәрбазхан билән оғли нурул ислам шәрбазниң ата-балилиқ испати.
RFA

22 - Декабир күни өмәр уйғур вәхпи йәнә өткән айда хитай түрмисидә намәлум сәвәбләр түпәйлидин өлгән, нурул исламниң пакистандики аилисигә берип, дуня уйғур қурултийи намидин униң дадиси шәрбазхандин һал сориди.

2009 - Йили 5 - июл үрүмчи вәқәсидә қолға елинип, 17 йешидила муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған нурул исламниң дадиси пакистан пуқраси болуп, нурул ислам өткән айда сирлиқ һалда хитай түрмисидә өлгән иди.

Пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллиридин абдуқейим әпәнди бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, вәхпидикиләрниң нурул ислам өлүминиң 40 күнлүк нәзири күнидә, вәхпә мәсули өмәр әпәндиниң башчилиқида, нурул исламниң пакистандики дадиси шәрбазхан аилисидин һал сориғанлиқини билдүрди.

Абдуқейим әпәнди өз баянида, өмәр уйғур вәхпидикиләрниң, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим һәм дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса әпәндиләрниң хитай түрмисидә өлгән нурул исламниң пакистандики аилисигә язған тәзийә хетини, нурул исламниң дадиси шәрбазхан аилисидикиләргә йәткүзгәнликини билдүрди.

Абдуқейим әпәнди йәнә, нөвәттә нурул исламниң дадиси шәрбазхан әпәндиниң хитайниң пакистандики әлчиханисиниң түрлүк бесимлириға пәрва қилмай, нурул исламниң өлүм сәвәбини ениқлашни тәләп қиливатқанлиқини билдүрди.

Абдуқейим әпәндиниң баян қилишичә, нурул ислам қолға елинғандин кейин, униң дадиси шәрбазхан әпәнди көп қетим хитай һөкүмитидин оғлини қоюп беришни тәләп қилған. Хитайниң пакистандики әлчиханисиниң ли вә ваң фамилилик хадимлири, шәрбазханға униң чәтәл мәтбуатлириға оғли нурул исламниң қолға елинғанлиқ вәқәси һәққидә учур бәрмәслик шәрти билән, нурул исламни түрмидин қоюп беришкә ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма хитай һөкүмәт даирилири нурул исламни йәнила муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған. Өткән айда нурул ислам түрмидә туюқсиз өлүп кәткәндин кейин, хитайниң пакистандики әлчихана хадимлири шәрбазхан аилисидикиләрни йәнә агаһландуруп, нурул ислам өлүми һәққидики хәвәрләрни хәлқара мәтбуатларға бәрмәслик һәққидә давамлиқ тәһдит салған.

Абдуқеюм әпәнди сөзиниң ахирида, пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң мәсули өмәр әпәндиниң нурул ислам өлүми һәққидә радиомизға бәргән баянатини йәткүзди.

Өмәр әпәнди радиомизға бәргән баянатида, пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң нурул исламниң дадиси шәрбазхан билән бирликтә, хитайниң пакистандики әлчиханисидин хитай түрмисидә биәҗәл өлгән нурул исламниң өлүм сәвәбини давамлиқ сүрүштә қилидиғанлиқини, шундақла хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин һәм ғәрб демократик дөләтлиридин хитай түрмисидә өз әҗилисиз өлүп кетиватқан уйғур мәһбуслириниң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақирғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.