Street Журнилида нури түркәлниң уйғурларға адаләт намлиқ мақалиси елан қилинди

Америка алий сотиниң дүшәнбә күнидики қарари билән, гүәнтанамодики уйғур мәһбуслар мәсилиси йеңи бир басқучқа қәдәм қойди. Сот пәрһат һузәйфә давасидики қарари арқилиқ, уйғур мәһбусларниң гүәнтанамо түрмисидин қутулуш йолини ачти. Әмдики мәсилә мәһбусларниң қәйәргә йәрлишиш мәсилисидур. Нөвәттә уйғур паалийәтчилири буниң үчүн һәрикәттә. Бүгүн америкида чиқидиған вал ситрит журнилида елан қилинған уйғурларға адаләт намлиқ мақалә мана бу һәрикәтләрдин бир парчидур.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.06.26

 Мақалиниң аптори нури түркәл америка уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси. Нөвәттә вашингтондики бир тиҗарий қанун мулазимәт ширкитиниң адвукати. У мақалисида, гүәнтанамодики уйғурларни америкиға йәрләштүрүшни әң тоғра йол дәп көрситиду вә мундақ язиду: шундақ, уйғурларни америкиға йәрләштүрүш бәлгилик қийинчилиқларни туғдуриду, әмма аридин 6 йил өткән бүгүнки күндә ишниң тоғриси бу. Аптор йәнә мундақ язиду: хитай дипломатик қаналлири арқилиқ, 100 дин артуқ дөләтниң бу мәһбусларни қобул қилишиға тосқунлуқ қилди. Америкиниң қобул қилишиғиму наразилиқ билдүридиғанлиқи ениқ, әмма, америка бу ишни америка асасий қануни вә җинайи ишлар қануни буйичә хитайға чүшәндүрүп берәләйду.

Нури түркәл мақалисидә йәнә, уйғурларниң америкилиқлар билән мәйли тарихта, мәйли бүгүн болсун бир мәнпәәт тоқунуши болмиғанлиқини, гүәнтанамодики уйғурларниң хитайға қарши әркинлик җәңчилири икәнликини, уларниң америкиға қарита бир тәһдит амили болушниң мумкинсизликини баян қилиду вә мундақ язиду: америкида уйғурларниң сиясий панаһлиқ тилиши мушу әсирниң 50 ‏ - йиллири башланған. Һазирға қәдәр америкида яшаватқан уйғурларниң мутләқ көп қисми сиясий панаһлиқ тилигән, улар бүгүн һәр қайси саһәдики нәтиҗилири билән америка җәмийитигә тоһпә қошуватиду. Нури туркәл пикрини мундақ давамлаштуриду: биз билән йәни бүгүн америкида яшаватқан уйғурлар билән бүгүн гүәнтанамода туруватқан уйғурларниң арисида бирла пәрқ бар, у болсиму, биз бу йәргә айропилан арқилиқ кәлдуқ, улар болса тағ атлап кәлди, йәни тутулуп кәлди.

Нури түркәл мақалисидә йәнә, уйғурларниң әзәлдин әркинлик вә демократийәпәрвәр хәлқ икәнлики, уйғурларниң бүгүнки күришиниң алдинқи әсирдә қурған миллий вә демократик дөлитини әслигә кәлтүрүш икәнликини шу сәвәбтин, америкиниң нөвәттә елип бериватқан диктаторларға қарши һәрикитини уйғурларму қарши еливатқанлиқини билдүрүп өтти.

Биз бүгүн адвокат нури түркәл билән гүәнтанамодики уйғурлар мәсилисиниң уйғур давасидики орни һәққидә пикир игилидуқ. Униң қаришичә, гүәнтанамодики уйғурлар мәсилиси ялғуз он нәччә уйғурниң һаятий бихәтәрлики мәсилиси әмәс, бәлки бир милләтниң мустәқиллиқ давасиниң һәққанийлиқ мәсилисидур.

Гүәнтанамодики һәр бир уйғурниң давасиниң, бүгүн америка сотида бир милләтниң даваси сүпитидә оттуриға чиқиватқанлиқини әскәрткән нури түркәл, бу мақалини йезиш мәқсити һәққидә мундақ тохтилиду: нури түркәлниң қаришичә, гүәнтанамодики уйғурлар мәсилиси бүгүн яхши бир йөнүлүшкә йүзләнди әмма, уларниң һаяти хәп - хәтәрдин тамамән қутулуп болмиди.

Нури түркәл гүәнтанамодики уйғурлар мәсилисини, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири билән хитай һөкүмити арисида хәлқара сәһнидики әң кәскин бир күрәш дәп қарайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.