Язғучи николас кристофниң "террорчилиқ вә олимпик" намлиқ мақалиси тоғрисида

Ню - йорк вақит гезитиниң 29 - майдики санида, мәзкур гезитиниң мәхсус сәһипә язғучиси николас кристофниң қәлими астида "террорчилиқ вә олимпик" намлиқ бир парчә мақалә елан қилған.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.05.29
kristof_1a-305 Аптор николас кристоф тартған " шәрқи асийаға қариғанда, оттура шәриқ пуриқи көп" болған қәшқәр кочилириниң сүрәтлиридин бир көрүнүш.
Photo: Nicholas D. Kristof/The New York Times

Аптор мақалисини мундақ башлиған: " бу йил хитайниң әң ғәрбидики мусулманлар районидин кәлгән, нәтиҗилик болмай қалған айропилан партлитиш суйиқәсти, бу йиллиқ олимпикни TNT билән партлитиш, һәтта олимпик тәнһәрикәтчилирини гөрүгә елишни пилан қиливатқан ' вәһший террорчилар гуруһи ' қатарлиқ террорлуқ суйиқәстлири һәққидики хәвәрләр қаримаққа ойдурмидәк қилатти".

" Террорчи издәп қәшқәргә учтум "

Аптор буларниң интернет тор бәтләрдики әпқачти гәпләр болмастин, бәлки хитай һөкүмитиниң доклатлири икәнликини шуңлашқа бу җәһәттә йип учиға еришиш үчүн қәшқәргә
kristof_7-200
Аптор николас кристоф тартған, қәшқәрдики " мав зедуңниң хитайда сақлиниватқан аз бир қисим һәйкили" дин көрүнүш.
Photo: Nicholas D. Kristof/The New York Times
Сәпәр қилғанлиқини баян қилип " шундақ қилип мән террорчи издәп, нәқишлик мунарлири, төгә вә гиләмлири билән оттура шәрқчә кәйпият беридиған қәдимий йипәк йолидики бостанлиқ ‏ - қәшқәргә учтум" дәп язиду.

Аптор қәшқәргә барғандин кейин өзи йолуққан кәчүрмишләрни интайин сатирик усулда баян қилған болуп, өзи издәватқан нәрсини тапмастин туруп қәшқәргә келә - кәлмәй, хитай бихәтәрлик тармақлириниң уни тепивалғанлиқини язиду вә өзи яллиған хитай апараторниң униңға телефон қилип өзини икки нәпәр пуқрачә кийингән сақчиниң сорақ қилғанлиқини һәмдә сорақтин кейин у сақчиларниң бу сорақ һәққидә һелиқи америкилиқ мухбирға һечнемә ейтмаслиқи керәкликини, мухбирларниң бундақ ишларға бәк сәзгүр муамилә қилидиғанлиқини ейтқанлиқини оттуриға қойиду.

Мустәқилчиләр "шәрқий түркистан" дөлити қуруш учун паракәндичилик селип туриду

Аптор юқиридики сорақлар һәққидә тохтилип: " сорақ қилиш болса хитай һөкүмити, хитайниң ғәрбидики бу мусулманлар райониниң муқимлиқидин әндишә қилидиғанлиқиниң бәлгиси болса керәк" дәп язиду вә бу райондики мустәқилчиләрниң "шәрқий түркистан"дөлити қуруш учун анда - санда хитай сақчилириға паракәндичилик селип туридиғанлиқини баян қилип, хитай һөкүмитиниң 1997 - йилидин 2001 - йилиға болған арилиқта мушу хилдики вәқәләргә алақидар дәп қаралған кишиләрдин 200 нәпәргә өлүм җазаси бәргәнликини оттуриға қоюп өтиду.

Аптор мақалисини ахирида, 11 - сентәбир вәқәсидин кейин хитайниң өз алдиға террорлуққа зәрбә беришни башлиғанлиқини, әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәмдә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хитайниң террорлуққа қарши туруш баһанисида уйғурларни бастуруватқанлиқини илгири сүргәнликини һәмдә хитайниң террорлуққа қарши бастурушлирини америка һөкүмитиниң мәлум җәһәттин қоллиғанлиқини оттуриға қоюп: " бу бир номуссизлиқ болуп, биз хитай қилған ипласлиқларни садир қилмаслиқимиз керәк иди" дәп язиду.

" Хитай ишпийонлирини аздуруштин хушаллиқ таптим "

Бу мақалидә адәмниң диққитини тартидиған бир тәрәп болса, қәшқәрдә аптор зиярәт қилған уйғурларниң өз пикирлирини интайин еһтиятчанлиқ билән оттуриға қоюши һәмдә униң арқисиға сайидәк әгишивалған хитай бихәтәрлик тармақлириниң ишпийонлири болуп, гәрчә аптор немә үчүн хитай ишпийонлириниң өзиниң арқисиға киривалғанлиқини вә уларни аздуруш җәрянидин хушаллиқ тапқанлиқини сүрәтлисиму, әмма өзи зиярәт қилған уйғур яшлири олимпикниң үстидин шикайәт қилған болса, бәзи дукандарлар өзлириниң хитай көчмәнлириниң уйғур елигә көпләп киришидин интайин нарази икәнликини билдүрүшкән болуп, аптор бу уйғурларниң өз пикирлирини интайин еһтият билән дәңсәп туруп ипадилишидин тәәҗҗүпләнгән‏ - ю ‏суал қоймиған.

Бу һәқтә өз көз қарашлирини оттуриға қойған сиясий көзәтчи илшат әпәнди уйғурларниң өз пикирлирини еһтият билән оттуриға қоюши уйғурлар үстидики сиясий бесимниң интайин еғир икәнликини испатлайдиғанлиқини билдүрди.

"Уйғурларниң чәтәл мухбириға әмәлий әһвални чүшәндүрәлиши мумкин әмәс"

Дәрвәқә йәрлик хитай һөкүмити уйғур районида йеқиндин буян давамлаштуруп келиватқан һәрбий һаләт йүргүзүш, кечиси талаға чиқишни чәкләш, айропиланға чиққан уйғурларни қаттиқ тәкшүрүш қатарлиқ тәдбирләрни алған болуп, илшат әпәндиниң билдүрүшичә, һазир пойиз билән сәпәр қилған уйғурларму қаттиқ тәкшүрүлидиған болуп, бу һәқтә тохталған илшат әпәнди: " бундақ әһвалда уйғурларниң бир чәтәл мухбириға уйғур елиниң әмәлий әһвалини чүшәндүрәлиши мумкин әмәс" деди.

Уйғур илидин кәлгән мәлуматларға қариғанда, хитай һөкүмити алған бихәтәрлики тәдбирлири уйғурларниң нормал турмуш кәчүрүшигә һәр хил тосалғуларни пәйда қилған болуп, улар һазир олимпикниң тезрәк аяғлишишини күтмәктә икән.

Илгири дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит олимпик бихәтәрлики сәвәбидин қәшқәрниң үсти очуқ түрмигә айланғанлиқини билдүргән иди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.