Президент обаманиң биринчи 100 күнлүк хатириси
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.04.30
2009.04.30
AFP Photo
Бүгүн дуня мәтбуати обаманиң йүз күнлүк мусаписи һәққидә пикир вә баһаларға кәң орун орун бәрди.
Президент обама бүгүн мухбирларни күтүвелип, өзиниң өткән йүз күнлүк мусаписидики нәтиҗилиридин мәмнун икәнликини, әмма униңға қанаәт қилмайдиғанлиқини билдүрди. Бүгүн дуня мәтбуати обаманиң бу йүз күнлүк хизмити үстидә тохталмақта. Анализчиларниң қаришичә, обама, бу йүз күн ичидә, иқтисадий кризисни оңшаш,гүәнтанамо түрмисини тақашта ташқи ярдәмгә еришиш, пакистанда кучийиватқан талибан күчлириниң алдини тосуш вә чошқа зуками қатарлиқ бир қанчә крзис характерлик мәсилигә тәң дуч кәлди.
Обама бүгүн мухбирларға қилған сөзидә адәттә президентларниң 2 яки 3 чоң мәсилигә дуч келидиғанлиқини, өзиниң болса, дуняда иқтисадий кризис йүз бәргән алаһидә вәзийәттә тәхткә чиққини үчүн, 7 һәтта 8 түрлүк мәсилигә тәң дуч кәлгәнликини билдүрди. У бу мәсилиләр қатарида афғанистан, ирақ, иран вә шималий корийә мәсилилирини; дөләт ичидә ениргийә мәсилиси, саламәтлик суғуртиси қатарлиқ мәсилиләрни көрсәтти вә буларни ваз кечишкә вә кечиктүрүшкә болмайдиған мәсилиләр дәп баян қилди. Обама сөзиниң ахирида келәр йүз күнлүк яки униңдин кейинки күнләрдә америкиниң юқириқи мәсилиләрниң һәммисини бир тәрәп қилишқа қадир болалайдиғанлиқини билдүрди.
Президент обама вәзипә тапшурувалғандин кейин, ислам дунясиға тутқан сияситидә сабиқ президент бошқа нисбтән алаһидә пәрқлиқ йол таллиди. Бу йолни обама ислам дуняси билән өз -ара мәнпәәт йәткүзүш вә өз - ара һөрмәт қилиш дәп шәрһилиди. Обама ислам дунясиға хитап қилип америкиниң ислам дүшмини әмәсликини ениқ баян қилди вә америкиниң илгирики ислам сияситидә бәлгилик хаталиқларниң болғанлиқини етирап қилди.
Обама тунҗи иши сүпитидә гүәнтанамо түрмисини тақаш қарари алди вә мәһбусларға қарита сорақханида қийин-қистақни чәклиди; иран билән ядро қораллири мәсилисдә сүһбәт үткүзидиғанлиқини баян қилди; ирақта, сайлам үткүзидиғанлиқи вә у йәрдин келәр йили әскәр чекиндүридиғанлиқини билдүрди.
Әмма көзәткүчиләр, америка билән ислам дуняси арисидики асаслиқ мәсилиниң пәләстин мәсилиси икәнликини, әгәр америка пәләстин мәсилисидә исраилийигә ян бесиш позитсийисини өзгәртмисә, америкиниң ислам дунясидики образида түзүлүш болмайдиғанлиқини оттуриға қоймақта. Оттура шәрқ тәтқиқатчиси давид пәтер обама һөкүмитини мана мушу йөнүлүштә қәдәм бесиватиду дәп қариғучилардиндур. У бүгүн америка авази радиосида қилған сөзидә, обаманиң тунҗи теливизийә зияритини бир әрәп теливизийисидә өткүзүшини, җорҗ майкилни оттура шәрқ мәсилисигә алаһидә вәкил қилип тәйинлишини ислам әллириниң алқишиға еришти дәп көрситиду.
Нөвәттә йәнә көзәткүчиләр, әгәр обама һөкүмити, пәләстин мәсилисидә буш һөкүмитидин растинла пәрқлиқ йол тутмақчи болса, пәләстиндә сайламда утуп чиққан күч хамасни етирап қилиши керәкликини, әгәр бундақ болмиғанда америкиниң демокиратийә мәсилисдә қош бислиқ позитсийә тутқан болидиғанлиқини, буниң билән йәнила ислам дунясидики образида түзүлүш болмайдиғанлиқини оттуриға қоймақта.
Америка ташқи ишлар министири һилларий килинтон бу һәқтики баянида, америкиниң оттура шәрқ сөһбәт пиланида һәр хил лайиһәси болуши керәкликини, булардин бириниң хамасни өз ичигә алған пәләстин бирләшмә һүкүмитигә соғуқ нәзәрдә бақмаслиқ керәкликини тәкитлигән.
Америка авазиниң билдүрүшичә, ақсарай исраилийә, пәләстин вә мисир дөләт рәһбирини пат йеқинда, сөһбәт үстилигә әкәлмәкчи вә пәләстин билән исраилийә тәң мәвҗут болуп туридиған икки дөләт лайиһәсисни оттуриға қоймақчи.
Обаманиң 100 күнлүк президентлиқ иҗраитидики уйғурларға алақидар көзгә көрүнәрлик вәқә, америка һөкүмитиниң гүәнтанамо уйғурлиридин бир қанчә нәпирини америкиға қоюп беришкә тәйярлиниватқанлиқидур.