Обама һиндистанниң баш көтүрүп чиққанлиқини дуняға җакарлиди

Америка президенти барак обама 10 күнлүк асия зияритиниң 3 ‏- күнидә, һиндистан зияритини аяғлаштуруп һиндонезийигә кәлди. Обама һиндистанни зиярәт қилғанда, һиндистан аллиқачан бир қудрәтлик дөләт болуп баш көтүрүп чиққанлиқини вә дуняда йеңичә рол ойнашқа башлиғанлиқини намайән қилди.
Мухбиримиз вәли
2010.11.09
Obama-Hindistan-Monmoxan-singh-305 Сүрәт, америка президенти барак обама һиндистан зийаритида һиндистан баш министири монмохан сиң билән көрүшкәндики көрүнүш.
AFP Photo

Обама бу қетим өзиниң өсмүрлүк дәврини өткүзгән һиндонезийидә көпрәк зиярәттә болаламду? бу, һиндонезийидә янар тағ партлап пәйда болған хәтәрлик вәзийәттә қандақ өзгириш пәйда болидиғанлиқиға бағлиқ.

Бирләшмә агентлиқиниң йеңи деһлидин баян қилишичә, америка президенти барак обама һиндистанни зиярәт қилғанда, һиндистан аллиқачан бир қудрәтлик дөләт болуп баш көтүргәнликини вә дуняда йеңичә рол ойнашқа башлиғанлиқини намайән қилди. Һиндистан он нәччә йилдин буян, мушундақ бир нишанға йетиш үчүн тәйярлиқ көрүшкә башлиған иди. Обама бүгүн һиндистан зияритини аяқлаштурғанда 'һиндистан аллиқачан баш көтүрүп чиқти, америка һазир һиндистанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң даимий әзаси болушини күтмәктә' дәп дуняға җакарлиди.

Обама һиндистанға қаритилған юқири техника чәклимисини бикар қилмақчи

Хәвәрдә ейтилишичә, обама бу қетимқи һиндистан зияритидә, һиндистанниң афғанистан урушида ойниған ролиға яхши баһа бәрди. Пакистанниң һиндистанға қарши қораллиқ гуруппиларға қарита йетәрлик тәдбир қолланмиғанлиқиға хапа болғанлиқини ипадилиди. Шундақла америкиниң һиндистанға қаратқан юқири техника чәклимисини бикар қилидиғанлиқини җакарлиди.

Обама һиндистанда қилған сөзидә хитай һәққидиму тохталди

Америка авазиниң баян қилишичә, америка президенти обама һиндистан зияритидә, хитай һәққидә сөз қилғанда, пулниң миқдарини көпәйтип тарқитиш мәсилиси үстидә тохталғандин башқа йәнә, хитайниң иқтисадий җәһәттә гүллинишини вә хәлқарада мәсулийәтчан дөләт болушини үмид қилидиғанлиқини ипадилиди.

Хитай, һиндистанниң б д т бихәтәрлик кеңишиниң даимий әзаси болушини принсип җәһәттин қоллайдиғанлиқини ипадиләш үчүн...

Лос анҗилис таймис гезитиниң баян қилишичә, изчил һалда һиндистанниң б д т бихәтәрлик кеңишигә даимий әза болушиға қарши туруп келиватқан хитай түнүгүн, ташқи ишлар минситирлиқиниң баянатчиси ши лей арқилиқ, һиндистанниң б д т бихәтәрлик кеңишиниң даимий әзаси болушини принсип җәһәттин қоллайдиғанлиқини ипадиләш үчүн ' биз һиндистанниң бихәтәрлик кеңишигә даимий әза болуп кериш арзуйини тоғра чүшинимиз, һиндистан буниңдин кейин тәрәққи қиливатқан дөләтләр билән зич мунасивәттә болуши керәк' дәп җакарлиди.

Иҗазханниң қаришичә, обаманиң һиндистанда қилған сөзлириниң һечқандақ әмәлий роли йоқ

Америка авазиниң баян қилишичә, пакистанниң пишавур университети хәлқара сиясәт паколтетиниң башлиқи иҗазхан ' гәпниң растини қилғанда, обаманиң һиндистанда қилған сөзлириниң һечқандақ әмәлий роли йоқ, у һиндистан вәзийитини өзгәртәлмәйду' дәп тәһлил қилди.

Синханиң қаришичә, америка хитайни тосалайдиғандәк әмәс

Йеңи деһли неһру университетиниң хәлқара сиясәт мутәхәссиси синханиң қаришичә, пакистанниң вәзийити һазир муқим әмәс, тәбиий апәт бу дөләтниң иқтисадини қаттиқ зәхмиләндүрди. Униңдин башқа, пакистан йиллардин буян террорчиларға панаһ болуп келиватқанлиқи вә ядро қораллириниң тарқилишини кәлтүрүп чиқарғанлиқи үчүн, хәлқараниң нәзиридин чүшүп қалди. Әмма, хитай һазир йәнә пакистанниң қобул қилиш иқтидари бар - йоқлуқиға қаримайла, пакистанниң бәшинчи чоң ядро електир реактори қурушиға ярдәм беримиз, дәватиду. Бундақ ишларда һазир, америка хитайни тосалайдиғандәк әмәс.

Хитайниң муавин баш минситири һазир көп миқдарда кириватқан пул - мәбләғниң пул пахаллиқини пәйда қилишидин әнсирәйдикән

Хитайниң 'йәр шари вақит гезити'ниң баян қилишичә, обаманиң асия зиярити хитайниң әтрапидила давамлишиватиду. У һиндистан, һиндонезийә зияритидин кейин йәнә японийә, җәнубий корийиләрни зиярәт қилиду, әң ахирида японийидә өткүзилидиған 20 чоң санаәт алий дәриҗилик учришишиға қатнишидикән, хәвәрдә ейтилишичә, бүгүн хитайниң муавин баш министири ваң чисән 'тәрәққи қиливатқан дөләтләр һазир, көп миқдарда кириватқан пул - мәбләғ билән пул пахаллиқи пәйда болуш хәвпигә йүзлиниватқанлиқи'дин әндишә қиливатқанлиқини ипадилигән.

Обама янар тағларниң қоюқ ис - түтәклири ямраватқан һиндонезийидә зияритини қисқартишқа мәҗбур болди

Вашингтон почтиси гезитиниң баян қилишичә, обама бүгүн йеңи деһлидин җакартиға келип, һиндонезийини зиярәт қилишқа башлиди. Обама һиндонезийә президенти сушило билән көрүшти, бу икки президент сода, маарип, пакиз енергийә қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқини күчәйтидиғанлиқини җакарлиди.

Америка авазиниң баян қилишичә, обама өсмүрлүк дәвридики төт йилини 1960‏ - йиллирида мушу бу дөләттә өткүзгән иди. У өсмүрлүк дәвридики савақдашлири билән көрүшишни арзу қилатти, бу дөләттики мусулманларму униң мәсчитләргә келишини күтәтти. Әмма, америка президенти обама, 4‏ - ноябирдин башлап янар тағларниң қоюқ ис - түтәклири ямраватқан бу әлдә елип баридиған зияритини қисқартишқа мәҗбур болмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.