Президент барак обама журналист Daniel Pearl ға беғишланған мәтбуат әркинлики қанунини имзалиди

Америка президенти барак обама, дуняда ахбарат әркинликини қоллашқа аит қанун маддисиға имза қойди. Бу қанунда, америка ташқи ишлар министирлиқиниң, кишилик һоқуқ йиллиқ доклатида елан қилинған ахбарат әркинлики чәклиниватқан дөләтләргә қаритилған тәкшүрүшни күчәйтиши тәләп қилинған.
Мухбиримиз әқидә
2010.05.20
Obama-axbarat-erkinlik-qanuni-305.jpg Сүрәт, америка президенти барак обама, журналист Daniel Pearl ға беғишланған дунйада ахбарат әркинликини қоллашқа аит қанун маддисиға имза қойған паалийәттики көрүнүш.
www.whitehouse.gov Дин елинди.

Президент обама имзалиған бу қанунда, Америка ташқи ишлар министирлиқиниң пүтүн дунядики мәтбуат әркинлики вәзийитини мунтизим һалда көзитип туридиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Аммиви ахбарат вастилириға тосқунлуқ қилидиған яки буниңға әһмийәт бәрмәйватқан дөләтләр қайси? журналистларни һимайә қилиш чарилири қандақ иҗра қилинмақта ? мухбирларға һуҗум қилған яки өлтүргән җинайәтчиләр тегишлик җазаға тартилдиму? дегәндәк маддиларни өз ичигә алған бу қанунда, барлиқ журналистларни қоғдашни мәқсәт қилған чарә - тәдбирләр қәйт қилинған.

Президент обама мәзкур қанунниң америка үчүн елип ейтқандиму наһайити қиммәтлик икәнликини оттуриға қойған. Обама йәнә америкиниң, қәләм әһлилирини, һаятиниң хейим - хәтәргә учрушиға қаримай хизмәт көрсәткән журналистларни өз панаһиға алидиғанлиқини билдүрди.

Америкидики нопузлуқ "валстрит жорнили" ниң мухбири буниңдин 8 йил бурун пакистандики террорчилар тәрипидин вәһшийләрчә өлтүрүлгән болуп, террорчилар уни өлтүрүш җәрянини синалғуға елип, пакистандики америка әлчиханисиға әвәтип бәргән. Шу чағда мәзкур вәқә пүтүн дуняниң диққитини қозғиған бир вәқәгә айланған иди.

Мәзкур қанун,2002 ‏- йили пакистанда гөрүгә елинип қәтли қилинған америкилиқ журналист, " валстрет жорнили" ниң мухбири Daniel Pearl шәрипигә түзүлгән болуп, қанунға имза қоюш мурасимиға, Daniel Perlning ата - аниси, аяли һәмдә Daniel өлтүрүлүп үч айдин кейин дуняға кәлгән ялғуз оғли қатнашқан.

18 ‏- Май күни күчгә игә қилинған бу қанун, мана шу Daniel Perl ниң намиға беғишланған.

Президент обама, "даниел перилниң өлүми бизгә савақ болуши керәк. Мәтбуат әркинлики наһайити назук вә муһим бир мәсилә, биз мәтбуат әркинликини боғуватқан дөләтләрни диққәт билән көзитиватимиз" дәп тәкитлиди.

Пешқәдәм ахбаратчи пәрһат муһәммиди мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң аммиви ахбарат вастилириға тосқунлуқ қилидиған сиясәтлири һәққидә тохталди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.