Обама нобел тинчлиқ мукапатини тапшурувалди

Америка президенти барак обама пәйшәнбә күни, 10 - декабир, норвегийә пайтәхти ослода нобел мукапатини тарқитиш мурасимиға қатнишип, тинчлиқ мукапатини тапшурувалди. У, мукапат тапшурувелиш мурасимидики нутқида өзиниң "әрзигүдәк" бир нәтиҗә қазанмиғанлиқини билдүрди шундақла америкиниң афғанистандики урушини ақлиди.
Мухбиримиз әркин
2009.12.11
Obama-Nobil-mukapati-tapshuruwaldi-305.jpg Сүрәт, 10 - декабир күни, президент обама норвегийә пайтәхти осло шәһириниң шәһәр мәркизи залида нонел мукапатини тапшурувалған көрүнүш.
AFP Photo

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири болса обаманиң кишилик һоқуқ саһәсидики иш излириға шүбһи билән қаримақта.

Америка президенти барак обама пәйшәнбә күни, норвегийә пайтәхти ослодики нобел мукапатини тарқитиш мурасимида сөз қилип, нобел комитетиниң наһайити көп талаш - тартиш қозғиған бу қетимқи тинчлиқ мукапатини наһайити кәмтәрлик билән қобул қилди.

Обама, "дуня сәһнисидики хизмити"ниң башланғуч нуқтисида туруватқанлиқини әскәртип, "мәлум мәнидин ейтқанда,  мән дуня сәһнисидики хизмитимниң ахирқи басқучида әмәс, бәлки башланғуч нуқтисида турмақтимән. Мениң нәтиҗәм илгири бу мукапатқа еришкән шветзер, киң, маршал вә мандилаға охшаш бүйүкләргә селиштурғанда әрзигүдәк әмәс" дәп көрсәтти.

Обама нобел мукапати тарихидики уруш мәзгилидә нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән тунҗи дөләт рәһбири болуп, у мукапат тарқитиш мурасимидики сөзидә бу мәсилини тилға алди. Обама талибан вә әл -қаидигә қарши урушниң америка халап қозғиған уруш әмәслики, бу америкиниң 2001 - йили 11 - сентәбирдә йүз бәргән ню -йорк вә вашингтондики террорлуқ һуҗумға қайтурған инкаси икәнликини әскәртти. Обама мундақ дәйду" : биз уруш мәзгилидә туруватимиз. Шундақла мән миңлиған яш америкилиқларни йирақ бир земинға әвәтип, уруш қилишқа орунлаштуруш мәсулийитини иҗра қиливатимән. Бәзиләр өлиду, бәзиләр өлтүрүлиду. Шуңа мән бу йәргә қораллиқ тоқунушниң бәдили қандақ болидиғанлиқиға аит наһайити сәзгүр бир туйғу билән кәлдим. Бу туйғу уруш билән тинчлиқниң мунасивитигә һәмдә бири йәнә бириниң орнини алидиған қийин соалларға даир бир туйғудур."

Обама 1964 ‏ - йилдики нобел тинчлиқ мукапатиниң саһиби мартен лутир киң башчилиқидики зораванлиқсиз йолида һечқандақ аҗизлиқ йоқлуқи, лекин буниң бирдин -бир йол болалмиғанлиқини әскәртип, өзиниң америка хәлқи дуч кәлгән тәһдит алдида амалсиз қарап туралмайдиғанлиқини билдүрди. У, "зораванлиқсиз бир һәрикәт гитлер армийисини тосуп қалалмайти. Сөһбәт әл‏ -қаидини қорал ташлашқа қайил қилалмайтти. Бәзи чағда қорал күчини зөрүр, дәп қараш үмидсизликни тәшәббус қилғанлиқ әмәс. Бу тарихни тонуш, инсанниң такамулсизлиқи вә сәвәбни билиш иқтидаридики чәклимини ипадиләйду," дәйду.

Президент обама ослодики мукапат тарқитиш йиғиниға қатнишидиған һарпа күни, мәркизи лондон вә ню -йорктики икки чоң хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати баянат елан қилип, обаманиң кишилик һоқуқ саһәсидики тиришчанлиқиға шүбһилик баһа бәргән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати америка бөлүминиң иҗраийә директори ларрий кокс, обамани хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә көз юмуп, хитайға йетәрлик бесим ишләтмәслик билән әйиблигән.

"Вашингтон почта гезити"ниң 10 - декабирдики хәвиригә қариғанда, ларрий кокс, "обама, нобел мукапати саһиби аңсән сукйиниңкигә охшаш бәзи мәсилиләрни оттуриға қойған болсиму, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини йетәрлик дәриҗидә қәтийлик билән оттуриға қоймиди. Бу мәсилә башқа еһтияҗлар сәвәби сөзләшкә тегишлик йәрдә сөзләнмиди"дегән.

Мәзкур гезитниң хәвиридә йәнә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң муавин директори каррол богерт, обама һөкүмитидә америка кишилик һоқуқни тәкитләшни азайтса, америкиниң хәлқара мәсилиләрдә ойнайдиған роли күчийиду, дәйдиған қараш барлиқини әскәртип, "кишилик һоқуқни оттуриға қойса америкиниң орни аҗизлайду, дәйдиған бу қараш хата бир һөкүмдур. Бу мәсилидә сүкүт қилиш обамани аҗиз көрситиватиду" дәп тәкитлигән.

Һалбуки, обама нобел мукапатини тапшурувелиш мурасимидики сөзидә өзиниң истибдат дөләтләр билән алақә қилиш сияситини ақлап, бу дөләтләргә йеңи бир йолда меңиши үчүн ишикни ечиш керәкликини әскәртти.

Обама мундақ дәйду" :кишилик һоқуқни илгири сүрүш, ялғуз елип барғини болидиған нәрсә әмәс. Бу вақит сәрп қилиш вә дипломатик тиришчанлиқларни тәләп қилиду. Мән шуни билимәнки зомигәр һакимийәтләр билән болған муамилидә ғәзәп нәпрәткә таянғили болмайду. Диалог елип бармай ембарго қоюш, сөһбәт елип бармай тәнқид қилиш үнүмлүк нәтиҗидә бәрмәйду."

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 11, 2009 12:49 PM

Обаманиң "нобил нутуқ сөзләш мукапати" ни тапшуривалғанлиқини тәбрикләймән.

Anonymous
Dec 11, 2009 07:25 PM

Обама нобел мукапатға лайқ ,мәс ойғурлар улватса немеш кәп келмайду