Президент барак обама: қәйәрдә кишиләр әркинлик издәйдикән, америка уларниң дости

Президент обаманиң нутқи бир қисим америкилиқларда америкиниң ливийидики һәрбий һәрикитигә нисбәтән соал пәйда болуватқан вә ливийидики қозғилаңчи хәлқ казафий қисимлири үстидин ғәлибә қиливатқан мәзгилгә тоғра кәлди.
Мухбиримиз җүмә
2011.03.30
obama-liwiye-nutuq-305.jpg Президент барак обама 2011-йили 29-март ливийә мәсилиси тоғрилиқ соз қилди.
whitehouse.gov

Президент обама нутқини америка әскәрлиригә миннәтдарлиқ билдүрүш билән башлиди.

Обама алди билән америкиниң дунядики тоқунушларни һәл қилиш хаслиқи үстидә тохталди вә нәччә әвладтин бери америкиниң дуня тинчлиқи вә кишилик әркинликини қоғдашта таянч күчлүк рол ойнап кәлгәнлики, һәрбий һәрикәтләрниң чиқими вә хәтирини көздә тутуп, америкиниң дунядики көплигән риқабәтләрни һәрбий күч билән һәл қилишқа алдирап кәтмигәнликини билдүрди.

У, америкиниң ливийидә елип бериватқан һәрбий һәрикәтлириниң сәвәблири һәққидә тохталди вә мундақ деди: һалбуки, мәнпәитимиз вә қиммәт қаришимиз тәһдиткә учриғанда, бизниң һәрикәт қоллиниш мәҗбурийитимиз бар. Өткән 6 һәптидин буян ливийидә йүз бәргән вәқәләрму дөләт мәнпәитимизгә тәһдит елип келидиған вәқәләр иди.

2010-Йили 17-декабир, туниста партлап ғәлибигә еришкән “ясимән инқилаби” мисир, йәмән вә ливийә қатарлиқ әрәб әллиригә туташқан иди. Мисирдики инқилаб мубарәкниң истепа бериши билән хатимиләнгән болсиму, ливийә президенти казафий 2011-йили 15-февралдин буян намайишчиларни бастурушқа башлиған.
Намайиш қозғилаң түсини алғандин кейин, қозғилаңчилар ливийиниң бенғази шәһиригә топланған. Казафий армийиси қозғилаңчиларға зәрбә бериш үчүн шәһәрни муһасиригә алған вә шәһәргә һавадин һуҗум қилинған иди.

Обама, юқириқи вәқәләрни бир қатар әсләп өткәндин кейин, әйни чағда ливийидики һөкүмәткә қарши күчләр вә әрәб иттипақи дуняға мураҗиәтнамә қилип, ливийидә қирғинчилиқ йүз беришниң алдини елишни өтүнгәнликини билдүрди. У мундақ деди: әгәр биз йәнә бир күн күткән болсақ, америкиниң чарлот шәһири чоңлуқидики бенғази шәһири, пүтүн оттура шәрқ районида әкс сада пәйда қилидиған вә пүткүл инсанийәтниң виҗданиға дағ тәгкүзидиған қирғинчилиқтин еғир һалсириған болатти.

Дәрвәқә, казафий армийиси қозғилаңчиларни қирғин қилишни техиму кәскинләштүргәндин кейин, 18-март бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши 1973-номурлуқ қарарни мақуллап, казафий армийисиниң ливийидә учушини чәкләш чарисини йолға қойған иди.

Президент обама ливийидики қирғинчилиқ, бирләшкән дөләт тәшкилатиниң мәзкур қарари вә өзиниң һәрбий буйруқи һәққидә тохтилип мундақ деди: буниң йүз беришигә йол қоюш, бизниң дөләт мәнпәитимизгә уйғун әмәс. Мән бу вәқәләрниң йүз беришигә қарап туралмидим. Шуңлашқа 9 күн муқәддәм, дөләт мәҗлиси билән баш қошқандин кейин, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 1973-номурлуқ қарарини иҗра қилиши вә қәтлиамни тохтитиш үчүн һәрбий һәрикәт қоллиниш буйруқи бәрдим.

Президент обама нутқида, 1990 йилларда боснийә хәлқи вәһшийликкә учриғанда хәлқара җамаәтчиликниң буниңға қарита инкас қайтуруши үчүн бир йил кәткәнлики, бу нөвәт ливийидики қирғинчилиқиниң алдин елиш қарарини 31 күндә тәйяр қилғанлиқини оттуриға қойди.

Президент обама нутқида америкиниң инсаний мәҗбурийити һәққидиму тохталди. У бу һәқтә мундақ деди: дунядики йетәкчи болуш сүпитимиз билән, америкиниң мәҗбурийәтлиридин баш тартишимиз, техиму чоңқуррақ қилип ейтқанда, башқа инсанлар мушундақ әһвалға йолуққанда мәҗбурийитимиздин баш тартишимиз бизниң ким икәнликимизгә қилинған асийлиқ болиду.

Президент обама йәнә, америкиниң қиммәт қарши җәһәттә башқа дөләтләргә охшимайдиған тәрәплирини алаһидә тәкитлиди. У бу һәқтә мундақ деди: бәлким бәзи дөләтләр, башқа дөләтләрдә йүз бериватқан инсанийәткә қарши җинайәтләргә көз юмалиши мумкин. Әмма, америка қошма штатлири уларға охшимайду. Мән униң президенти болуш сүпитим билән қәтлиамлар вә адәмләр топ-топ көмүлүш вәқәлириниң йүз беришини күтүп турушини қәтий қобул қилалмаймән.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә әза дөләтләр ливийигә қарши һәрбий һәрикәт қоллиниш тоғрисида беләт ташлиғанда хитай вә русийә аваз бериштин ваз кәчкән иди. Көзәткүчиләрниң қаришичә, обама бу йәрдә хитай билән русийини көздә тутқан болуши мумкин икән.

Обама нутқида америкиниң дөләт башқуруш принсипи, оттура шәрқтики тарихий өзгиришләр һәққидиму тохталди вә кишилик һоқуқни қоғдайдиған дөләтләрни қоллайдиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: мән шуниңға ишинимәнки, бу өзгириш дәқиқилирини чекиндүргили болмайду һәмдә биз, америкилиқларни нурғун боран-чапқунлардин бихәтәр өткүзгән ашу негизлик принсипларға: йәни бизниң өз хәлқигә зораванлиқ қилғучиларға қариши икәнликимиз, өзини ипадиләш әркинлики вә өз башлиқини өзи таллаш әркинликидин тәркиб тапқан универсал кишилик һоқуқни әмәлгә ашурғучиларни һәмдә өз хәлқниң арзу-арманлириға толуқ қулақ салидиған һөкүмәтләрни қоллайдиғанлиқимиздин ибарәт негизлик принсипларға ишинидиғанлар билән қәтий бир сәптә туримиз.

Обама йәнә мундақ деди: биз әркинликкә тәшна болғанларниң күрәшлиридин туғулғанмиз. Биз оттура шәрқ вә шималий африқидики яшларниң йол башлаватқанлиқидәк тарихий илгириләшләрни қарши алимиз. Чүнки қәйәрдә кишиләр әркинлик издәйдикән, америка уларниң дости. Әң ахирида, бу ишәнч, бу ғайә америка йетәкчиликиниң һәқиқий өлчимидур.

Президент обама ахирида америка дуняниң башқа җайлирида елип барған вә елип бериватқан һәрбий һәрикәтләр һәққидә чүшәнчә берип мундақ деди: биз шуни есимиздин чиқармаслиқимиз керәкки, биз нәччә әвладтин буян өз хәлқимизни вә шундақла дуняниң башқа җайлиридикиләрниму җан тикип қоғдидуқ. Биз, әгәр йәниму көплигән адәмләр әркинлик вә инсаний қәдри-қиммәт нуриға чөмүлүп яшиялиса, өз кәлгүсимиз бихәтәр, техиму парлақ болиду, дәп ишәнгәчкә шундақ қилған идуқ.

Обама нуқтиниң ахирида дуняниң һәрқайси җайлирида вәзипә өтәватқан америка һәрбий хадимлириға миннәтдарлиқ билдүрди вә нутқини мундақ хитаблар билән аяғлаштурди: биз пәқәт өз дөлитимизниң кәлгүсигила әмәс, бәлки дуняниң һәрқайси җайлирида әркинликкә тәшна болған барлиқ кишиләрниң кәлгүсигә ишәнч вә үмид билән бақайли.

Бу президент обаманиң ливийә һәққидә бәргән әң толуқ нутуқлириниң бири болуп, униң нутқи гүлдүрас алқиш садалири ичидә аяғлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.