Обама ислам дунясиға қарита әһмийәтлик нутуқ сөзлиди
Америка президенти барак обама сәуди әрәбистанидики қисқиғинә зияритини аяқлаштурғандин кейин, 2009 - йили 4 - июн пәйшәнбә күни әтигәндә мисир әрәб җумһурийитиниң пайтәхти қаһирә шәһиригә йетип барған болуп, мисирниң даңлиқ хәлқаралиқ университети қаһирә университетида пүтүн ислам дунясиға атиған мәшһур нутқини сөзлиди.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.06.04
Омабаниң нутқи мисир, сәуди әрәбистани, қатар вә барчә әрәб дөләтлириниң телевезор қаналлирида нәқ мәйданда берилди.
Обама нутқиниң мәзмуни
Обама ислам дунясиға қаратқан нутуқини йәттә чоң мәсилигә ихчамлиған болуп, улар: террорчилиққа қарши туруп, тинчлиқни қоғдаш, пәләстиндә, исраилийә - пәләстиндин ибарәт икки дөләтниң қәд көрүрүп турушини әмәлгә ашуруш, иранниң ядро енергийә программисиниң хәтириниң алдини елиш, дин таллаш вә диний паалийәтләр билән шоғуллиниш әркинликини қанат яйдуруш, диний өзгичиликләргә чәк қоймаслиқ, демократийини дуняниң һәммила җайлирида әмәлгә ашуруп, хәлқниң әркин яшаш һөрийитини қоғдаш, аялларниң һоқуқини қоғдаш, уларниң диний қияпәтлиригә вә билим елиш әркинликигә чәк қоймаслиқ, иқтисадни җанландуруп, бар имканийәтләрдин пайдилиниш һәмдә дөләтләр ара һәмкарлиқни җанландуруш қатарлиқ мавзуларда тәпсилий сөзләнди.
Америка исламға қарши әмәс
Обама мундақ деди:" илгири америка конгрисидә бир мусулман әза болған болуп, у киши йенида қуран кәримниң бир нусхисини сақлиған икән. Қуран кәримниң бу нусхиси һазирму у кишиниң китабханисида сақилип кәлмәктә. Мән ислам динини ислам вәһийиси чүшкән җайға келиштин бурун үч қитәдә яхши тонуған идим. Мәндики бу мәлумат америкиниң ислам дининиң һәқиқити билән тамамән маслишидиғанлиқиға болған ишәнчимни ашуриду. Америка дуняниң қандақла йеридә болмисун, исламниң һәқиқий сүритини бормилап көрситидиған хаһишларға қарши туриду. Лекин мусулманларни мәдәнийәтсизләр дәп сүпәтләш оғра болмиғандәк, америкини императорлуқ дәп чүшинишму тоғра әмәс. Мәлумки, америка дуня тәрәққиятиниң асаслиқ мәнбии санилиду. Мән императорлуққа қарши қанлиқ қозғилаңларни көтүрүп, демократийини әмәлгә ашурған вә һәммә баравәр болидиған адаләтни бәрпа қилған земиндә туғулдум. Америка иттипақдаш шитатлардин бирликкә кәлгән демократик бир дөләт. Һәқ - һоқуқта һәммә охшаш. Һәтта мән барак һүсәйн обама бу дөләткә президент болуп сайландим. Америкида йәттә милйон мусулман яшайду, һәр бир вилайәттә мәсчитләр тепилиду, мусулман аяллар вә қизлар мусулманчә кийиништин мәни қилинмайду. Инсанлар қайси дин вә қайси милләттин болмисун, америкида баравәр яшаш һоқуқиға игә. Америка мусулманларға яки исламға қарши әмәс, лекин динни яман ғәрәз билән қоллинидиғанларға қарши туриду. Бу мавзуда силәр билән һәммимиз бирмиз. Радекаллиққа вә террорлуққа һәммә бирликтә қарши туришимиз лазим. Пүтүн динлар радекаллиққа қарши туриду. Қуран кәримдә:' кимки наһәқ адәм өлтүрмигнә яки йәр йүзидә бузғунчилиқ қилмиған бир адәмни өлтүрсә, у пүтүн инсанларни өлтүргәндәк болиду, кимки бир адәмни тирилдүрсә ( қутқузса) , у пүтүн инсанларни қутқузғандәк болиду' дейилгән. Һәқиқий ислам йирикликкә вә радекаллиққа қарши туриду. Ислам дининиң вә мусулманларниң адаләт вә тинчлиқпәрвәрликини өтмүшләрдә испанийә вә қуртубиләрдә йүргүзгән һөкүмранлиқидин биливалғили болиду. Лекин әлқаидә наһәқ адәм өлтүргәнлики үчүн америка уларға қарши уруш ачти. Келидиған йилниң кириши билән гүәнтанамо түрмиси тақилиду.""
Пәләстин дөлити қуруш америкиниң арзуси
Обама йәнә мундақ деди:" америкиниң исраилийә билән болған күчлүк мунасивитини һәммә яхши билиду. Бу ортақ мәдәнийәт вә ортаққа тарихқа мунасивәтлик иш. Шуниму онутмаслиқ керәкки, йәһудийлар өтмүшләрдә көп қирғинчилиқларға учриған бир хәлқ. Пәләстинләрму һазир чедирларға панаһлинишқа мәҗбур болуп көп қийинчилиқларни тартмақта. Пәләстин дөлити қурулуп, исраилийә - пәләстин икки дөләтниң тинчлиқ ичидә өтүши үчүн һәммә биргә ишлишимиз лазим. Қудус шәһириниң мусулманлар, христианлар вә йәһудилардин ибарәт ибраһим әләйһиссаламниң әвладлири мәңгүлүк яшайдиған тинчлиқ земини болуши үчүн тиришимиз. Пәләстин земини мусулманлар, христианлар вә йәһудийлар үчүн муқәддәс земин һесаблиниду. Исра - мираҗ қиссисидә, муса, иса вә муһәммәд (әләйһиссалам) ләрниң ирусалимда биргә намаз оқуғанлиқи баян қилиниду. Радекаллиққа қарши туруп, өз - ара бир - биригә кәңчилик қилиш билән өтүш һәқиқий тинчлиқниң йолидур. Қуран кәримдә:' и инсанлар! биз силәрни адәм билән һәввадин ибарәт бир әр, бир аялдин яраттуқ, өз - ара тонушушуңлар үчүн силәрни нурғун милләт вә уруқ қилдуқ' дейилгән. Тәвратта:' һәммиңлар (тинчлиқни әмәлгә ашурүштин ибарәт) бир ғайә үчүн бирлишиңлар' дейилгән. Инҗилда:' йәр йүзигә тинчлиқ елип кәлгүчиләргә мубарәк болсун' дейилгән."
Демократийә пүтүн хәлқниң һәққи
Обама сөзиниң ахирида мундақ деди:" дуняниң қандақла йеридә болмисун, демократийниң әндизиси бирдур. Һакимийәт үстидикиләр буни шундақ әмәлийләштүрүши лазим. Бәзи кишиләр һоқуққа чиқиштин бурун демократийини қоғдайду. Әмма һоқуққа чиққинидин кейин, башқиларниң һәқ - һоқуқлирини барчә вәһшилик билән дәпсәндә қилмақчи болиду. Бу демократийиниң роһиға ойғун әмәс. Хәлқниң һакимийитини қолиға алған кишиләрниң һәммисигә ейтимәнки, хәлқниң һәқ - һоқуқлириға һөрмәт қилиңлар, зорлуқ билән идарә қилиш билән әмәс, бәлки хәлқниң халиши билән һөкүмранлиқ қилидиған болуңлар. Аз санлиқларниң һәқ - һоқуқлирини қоғдаш бәк муһим мәсилә. Силәр омум хәлқниң мәнпәәтини өзүңларниң вә силәр мәнсуп болған партийиниң мәнпәәтидин үстүн тутушуңлар лазим. Бундақ болмайдикән, һәқиқий демократийини тапқили болмайду."