Обаманиң ислам дунясиға қилған нутқиға қарита уйғурларниң инкаслири

Америка президенти барак һүсәйин обаманиң қаһирәдә ислам дунясиға хитабән сөзлигән нутқи уйғурлар арисидиму күчлүк тәсир пәйда қилди. Обаманиң нутқидики ислам дининиң һәқиқити, аяллар һоқуқи вә демократик һәқләр тоғрилиқ сөзләр уйғур көзәткүчиләрниң қизғин алқишиға еришти.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.06.06
Obama-Misir-Qahire-Sozde-305 6 - Айниң 4 - күни, президент обама мисирниң даңлиқ хәлқаралиқ университети қаһирә университетида пүтүн ислам дунйасиға атиған мәшһур нутқини сөзлигән көрүнүшләрдин бири.
AFP Photo

Обама нутқида қурани керимдин айәтләрни мисал кәлтүрүп, ислам дининиң тенчлиқ вә мәрһәмәт дини икәнликини; адаләт вә тәрәққиятниң исламниң иҗтимаий ғайиси икәнликини баян қилди; у йәнә тәврат вә инҗилдинму нәқил кәлтүрүп, мусулманлар, йәһудилар вә христианлардин ибарәт ибираһим аләйһиссалам әвладлириниң қиммәт қарашлирида ортақлиқ барлиқини билдүрди.

Обама нутқида йәнә мундақ дәйду: "ислам мәрһәмәт әнәниси билән пәхирлинишкә һәқлиқ. Буни испанийидики әндүлүс вә кордоба тарихидин көрүвалғили болиду. Мән мусулманлар дөлити һиндонезийидә әзан авазини аңлап чоң болдум, һиндонезийидә, христианларниң әркин ибадәт пурситигә игә икәнликини өз көзүм билән көрдум. Бүгүн бизгә керәк болуватқини мана мушу роһ."

Обама сөзидә диний әркинлик болмиған йәрдә хәлқләрниң баравәр вә тенчлиқта бирликтә яшаш имкани болмайдиғанлиқини әскәртиду. У сөзидә мусулман аялларниң йүзини өртишини, тәңсизлик дәп қарашқа болмайдиғанлиқини, әсли тәңсизликниң маариптин узақ қелиш икәнликини көрситиду. У бу һәқтә мундақ дәйду: аялларниң иҗтимаий орнидики тәңсизлик мәсилиси ялғуз исламниңла мәсилиси әмәс; аяллар һоқуқи һәққидики паалийәтләр һәр қайси саһәләр бойичә америкидиму, дуняниң башқа җайлиридиму давам қиливатиду. Түркийидә, пакистанда, бенгалда вә һиндонезийидә аялларниң сайламда утуп чиққанлиқини көрдуқ. Мән өрп - адәтлири вә етиқади бойичә кийингән аялларға һөрмәт қилимән. Һәр ким өзи тоғра тапқан вә халиған шәкилдә кийиниши керәк, заманивийлиқ дәп башқиларниң кийинишигә арилишишқа болмайду.

Бу сөзләрни илшат әпәнди уйғурлар үчүнму бир сигнал дәп қарайду.

Обама нутқида тәрәққият билән әнәниниң бир - биригә зит әмәсликини; японийә билән җәнубий корийиниң өз әнәнисини сақлап туруп тәрәққий қилғанлиқини, бундақ мисалларни ислам дунясидиму учратқили болидиғанлиқини, куалалампурдин дубәйгичә бир көз йүгүртүлсә бу мәнзирини көргили болидиғанлиқини, ислам өлималириниң тарихтиму, бүгүнму йеңилиқта вә маарипта алдинқи сәптә болуп кәлгәнликини көрситиду.

Обама ирақ мәсилиси үстидә тохталғанда, демократийә һәққидә мундақ дәйду: һәр қандақ бир һакимийәт сестимисини бир дөләт йәнә бир дөләткә теңишқа болмайду. Һәр бир милләт өз әһвали вә адитигә қарап өз һакимийәт сестимисини бектиши керәк. Америка һечбир дөләттики сайлам нәтиҗисини тоғра тәхмин қилип болалмиғинидәк; кимгә қайси түзүмниң әң тоғрилиқиниму тәхмин қилип болалмайду. Әмма мениң бу нуқтида тәврәнмәс бир қаршим бар: у болсиму, һәр қандақ бир хәлқ арзу - арманлирини әркин баян қилишни арзу қилиду; һакимийәт тәрипидин қандақ башқурулуватқанлиқи һәққидә өз пикрини билдүрүшни халайду; һәммә хәлқ қанун алдида баравәр болушни, адаләтсизликкә йолуқмаслиқини арзу қилиду. Мана бу америкиниңла ғайиси әмәс, бу инсан һәқлири; шуңа биз дуняниң нәридила болсун, мана бу һәқләрни һимайә қилимиз.

Обама йәнә, бир һакимийәтниң сайламда утуши биләнла иш түгимәйдиғанлиқини, чоқум өз тәвәликидики аз санлиқларниң һәқлиригә һөрмәт қилиши керәкликини тәкитләйду.

Һөрмәтлик оқурмәнләр, мисирдики әлһурра теливизийиси, сүрийә, мисир, сәуди әрәбистан қатарлиқ җайлардики кишиләр арисида обаманиң нутқи һәққидә рай синаш елип барған. Райи синалған 700 кишиниң мутләқ көпчилики обаманиң нутқидин мәмнунлуқини билдүргән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.