Обама хитай зияритидә мәркизи телевизийә истансиси вә хәлқ гезитиниң зияритини рәт қилған

Тибәт роһани даһийси далай лама америка президенти обаманиң хитай зияритигә баһа берип, обаманиң "кишилик һоқуқ" мәсилисидә юмшақ қоллуқ қилмиғанлиқини, пәқәт бу қетимлиқ сөһбәттә кишилик һоқуқ мәсилисини охшимиған усулда оттуриға қойғанлиқини тәкитлиди.
Мухбиримиз миһрибан
2009.11.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Obama-xitayda-muxbir-bilen-305.jpg Сүрәт, "җәнубий җуңго һәптилик гезити" дики обаманиң зийарәт қобул қиливатқан сүрити.
"Җәнубий җуңго һәптилик гезити" дин елинди.

Тибәт роһани даһийси далай лама йәкшәнбә күни һиндистан телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилғинида бу созни қилған болуп, далай лама бу сөзи һәққидә башқа чүшәндүрүш бәрмигән. Далай лама йәнә, һиндистан баш министири сиңниң бу һәптидики америка зияритидә, обама билән болған сөһбәттә, тибәт мәсилисини тилға елишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Обама хитай зиярити мәзгилидә ху җинтав билән болған сөһбәттә, бейҗиң тәрәпни тибәт мәсилиси тоғрилиқ далай лама вәкиллири билән сөһбәтлишишкә үндигән иди. Әмма өктичиләр обаманиң бу нөвәтлик хитай зияритигә баһа берип, "обаманиң хитай зияритидә америка билән хитай оттурисидики бәзи назук мәсилиләрдин чәтнәп кетилди. Кишилик һоқуқ мәсилиси, тибәт мәсилиси, хәлқара пул - муамилә мәсилиси, ахбарат әркинлики мәсилиси қатарлиқ мәсилиләрдә, ениқ бир келишим түзүлмиди яки пикир бирлики һасил қилинмиди, болупму кишилик һоқуқ вә тибәт мәсилисидә обама бейҗиң тәрәпкә бесим ишләтмиди " дәп тәнқидлигән иди.

Нөвәттә обаманиң хитай зияритигә нисбәтән, мәтбуатларда бәс - муназириләр елип берилған болуп,америка авази радио истансисиниң бүгүнки хәвиридә, обаманиң хитай зиярити мәзгилидики ахбарат хәвәрлиригә баһа берилип, " обаманиң хитай зиярити җәрянида, хитай вә америкидин ибарәт икки тәрәп ахбарат саһәсидә учур җеңи болди, америка билән хитай охшимиған нуқтилардин обаманиң хитай зиярити һәққидә мәлумат бәрди һәм охшимиған мәйданини ипадилиди," дәп көрсәтти.

Хоңкоң университети ахбарат тәтқиқати мәркизиниң хитай ахбарат тәтқиқат ишханисиниң мәсули чен вәнбав өзиниң америка президенти обаманиң хитай зиярити һәққидики мақалисидә, "бу қетимлиқ учур җеңиниң тунҗи оқини америка тәрәп атти. Обаманиң хитай зиярити һарписида америкиниң бейҗиңдики баш әлчиси хитайниң тор бәтлиридә мақалә елан қилип келиватқан 10 нәччә нәпәр хитай язғучилири билән сөһбәт уюштурған болуп, америка әлчиханисиниң бу паалийити хитай тәрәпниң җиддий диққитини қозғиди," дәп баян қилди.

"Вашингтон почтиси" қатарлиқ гезитләрдә, "обаманиң хитай зиярити җәрянида шаңхәйдики оқуғучиларға сөзлигән нутқи мәсилисидә, америка тәрәп нәқ мәйдан хәвирини 1.3 Милярд аһалиси бар, 97% аилидә телевизор бар бу чоң дөләттә пүткүл хәлққә нәқ мәйдандин көрситишни тәләп қилған болсиму, әмма хитай тәрәп бу нуқтида қилчә йол қоймиған болуп, обаманиң нәқ мәйдан нутқини пәқәт шаңхәй шәһириниң йәрлик теливизийә истансиси тәрипидинла көрситилишигә қошулди, америкиниң күчлүк тәләп қилиши билән шинхуа тор бетидә нәқ мәйдан көрүнүшини беришкә қошулди. Хитай тәрәп сөһбәтниң толуқ қисмини бәрмәстин, бәлки сөһбәтни үзүп - үзүп бәрди. Нәтиҗидә, хитайдики авам пуқралар обаманиң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси вә интернет әркинлики, һәрқайси милләтләрниң өз диний етиқад әркинлики болуши керәклики қатарлиқ мәсилиләр һәққидики нутқини аңлиялмиди," дәп хәвәр берилди.

Америка тәрәп ахбарат вастилирида болса, обаманиң шаңхәйдики нутқини толуқ аңлатқан болуп, ақсарай калифорнийидики "Connect Solution" ширкити арқилиқ, өзиниң тор бетидә обаманиң нутқини әң сүзүк һәм ениқ һаләттә көрсәтти. Обаманиң хитай зиярити мәзгилидә америкиниң хитайдики әлчиханиси болса бир қисим хитай оқуғучилири һәм меһманларға ақсарайниң америкидин улап бериватқан обаманиң шаңхәйдики нутқиниң нәқ мәйдан хәвирини көрүши учун сорун һазирлап бәрди.

Мәзкур ширкәт йәнә, ақсарай тор бекитидә сөһбәт мунбири тәсис қилип,хитай пуқралирини америка президенти обамадин күтидиған тәләп вә үмидлирини бу йәрдә ипадиләшкә уюштурди.Тәхминән 7000 әтрапидики хитай тордашлири өз пикир ‏ - тәләплирини оттуриға қойған болуп, уларниң 70% тин көпрәки хитайниң интернет қамали һәққидә тохталған, бәзи тордашлар хитайниң интернет қамалини " берлин теми" ға охшатқан. Охшаш бир вақитта хитайниң шинхуа тор бетиму хитай тордашлириниң обаманиң хитай зиярити җәрянида өз қарашлирини оттуриға қоюши учун тор бекитидә пикир мәйдани һазирлиған болуп,тәхминән 3290 мәсилә оттуриға қоюлған болсиму, лекин һечбир киши хитайдики интернет қамали һәққидики мәсилини оттуриға қоймиған.

Ақсарай баянатчиси обаманиң бу нөвәтлик зияритидә шаңхәй шәһәрлик һөкүмәттики йиғин мәзгилидә хитай пуқралири билән бир қетимлиқ "тарихий әһмийәтлик сөһбәт" өткүзди дәп тәриплигән болса, хоңкоң университетиниң хитай ахбарат тәтқиқатчиси чен вәнбав мақалисидә америка президенти обаманиң хитай зияритигә баһа берип, "обама америка президентлириниң хитай зиярити тарихидики хитай һөкүмәт тәрәпниң тәқиб қилишиға әң қаттиқ учриған президент болди," деди.

"Нюйорк гезити"ниң 18 - ноябирдики хәвиридә болса, "хитай һөкүмити ахбарат саһәсигә қаратқан бир қатар тәкшүрүш һәм бесимлири арқилиқ обаманиң хитай пуқралири арисидики тәсирини азайтмақчи болди," дәп көрсәтти.

Чен вәнбав мақалисидә йәнә, "гәрчә хитай һөкүмити қаттиқ контрол қилған болсиму, лекин бу контроллуқта йәнила йочуқлар пәйда болди. Америка бир чәтәл һөкүмити болуш сүпити билән, хитайниң ахбарат контроллуқиға җәң елан қилди. Бу қетим америкиниң хитай тордашлириниң райини синиши һәм екранда хитай пуқралириниң пикирлирини хәт шәклидә көрситишиниң өзи хитай һөкүмитигә бир агаһландуруш болди," дәп язди.

Обаманиң бу нөвәтлик хитай зиярити хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғиған муһим мәсилиләрниң биригә айланған болуп, көзәткүчиләр, обаманиң хитай зияритиниң ахирқи күнидә хитайдики мәркизи телевизийә истансиси, хәлқ гезити қатарлиқ хитай коммунист һөкүмитиниң ахбарат органлириниң зияритини рәт қилип, әксичә, "җәнубий җуңго һәптилик гезити" дәк адәттики бир гезитниң намини атап уларниң зияритини қобул қилиши, хитайниң учур ахбарат саһәсигә нисбәтән бир агаһландуруш болғанлиқини оттуриға қоймақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Nov 26, 2009 06:52 AM

Әскәртиш бәргиниңизгә рәхмәт, түзүтүш берилди.

Anonymous
Nov 24, 2009 09:45 PM

13 Милярт әмәс 1 милярт 300 милйон

Anonymous
Nov 25, 2009 02:27 PM

Дунйһ нупсе 6 мңллйһттңн куп, икқтһй 1.3 Мңллйһр 13 мңллйһрт емес.