'Хитайдики кишилик һоқуқ актиплириниң арқисида обама бар'
Мухбиримиз миһрибан
2009.08.26
2009.08.26
AFP Photo
Мақалидә аптор хитайдики адвокат шү җиюң вә мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиниң қоюп берилишигә америка президенти брак обаманиң бу йил 11 - айниң оттурилирида бейҗиңда елип баридиған хитай зиярити сәвәб болған болуши мумкин дәп көрсәтти.
Мақалә аптори, америкиниң хитайдики баш әлчиси җон һонтсман әпәндиниң 8 - айниң 21 - күни елан қилған "америка презенти брак обама 11 - айниң оттурилири бейҗиңда зиярәттә болиду, бу мәзгилдә америка - хитай оттурисида бир мәзгил тохтап қалған кишилик һоқуқ сөһбити нормаллишиши мумкин" дегән созини нәқил елип, хитай һөкүмити бәлким америка президенти брак обаманиң 11 - айдики хитай зияритидин илгири, хитайдики кишилик һоқуқ актиплирини қоюп берип, өзиниң хәлқарадики кишилик һоқуқ хатирисини яхшилимақчи болса керәк дегән.
Җон гарнаут мақалисидә, илһам тохти вә униң "уйғур биз " тор бети һәққидә тохтилип, " илһам тохти уйғурбиз тор бетидә елан қилған бир қатар мақалиләр хитайдики уйғур миллити бу йилларда учраватқан тәңсизликләрни, уйғурларниң наразилиқлирини ипадилигини учун хитайниң уйғур елидики һөкүмәт әмәлдарлириниң оч елиш обйектиға айланған" дәп язиду.
Бу йил 6 - июл күни йәни "үрүмчи намайиши" болуп әтиси уйғур аптоном райониниң рәиси нурбәкри телевизорда нутуқ сөзләп, "5 - июл үрүмчи вәқәси" ниң йүз беришидә "уйғур биз қатарлиқ тор бәтлири қутратқулуқ характердики язмиларни елан қилип, хәлқ арисидики наразилиқ кәйпиятини улғайтивәткән " дәп уйғурбиз тор бетиниң саһиби илһам тохтини әйиблигән иди.
Җон гарнаут мақалисидә йәнә, баш штаби нюйоркқа җайлашқан кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири тәтқиқатчиси николас беколинниң сөзини нәқил елип, "шу җиюң вә илһам тохтиға охшаш хитайда бәлгиләнгән қанун даириси ичидә сөзлигән кишиләрниңму тутқун қилиниши, һазир хитайда пуқраларниң нормал пикир бериш әркинликиниңму чәклимигә учраватқанлиқини көрситиду. Бу хитай сияситидики қарши пикирдикиләрни тәқиб астиға алидиған даириниң барғанчә кеңийиватқанлиқини көрситиду," дәп язған.
Хитай демократчиси ху пиң әпәндиму зияритимизни қобул қилип, гәрчә хитай һөкүмити бу қетим шу җиюң вә илһам тохтини қоюп бәргән болсиму, лекин буниң биләнла хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хатирисиниң яхшилинип қалмайдиғанлиқини лю шявбо қатарлиқларниң һелиму хитай түрмисидә қамилип туруватқанлиқини баян қилди.
Ху пиң әпәнди сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң шу җиюң вә илһам тохтиға охшаш хитайниң өзи бәлгилигән қанун даириси ичидә туруп сөзлигән кишиләрниңму қолға елиниши хитайда һечқачан кишилик һоқуқ әркинликиниң йоқ икәнликини, гәрчә хитай қанунида пуқраларниң сөзләш вә йиғилиш әркинлики бар дәп бәлгилигән болсиму, лекин бу қанунниң һечқачан әмәлдә иҗра қилинмайдиғанлиқини баян қилди.
Ху пиң әпәнди сөзидә йәнә, хитайниң бу қетим шу җиюң вә илһам тохтини қоюп беришиниң, бәлким бу йил ноябирда америка президенти брак обаманиң хитайда елип баридиған зиярити сәвәбидин болуши мумкинликиниму чәткә қеқишқа болмайдиғанлиқини баян қилди.
Мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәндиму истансимиз мухбириниң зияритини қобул қилип, өзиниң бу 6 һәптилик нәзәрбәнд астида турғинида, сақчилар гәрчә силиқ муамилә қилған болсиму, лекин уйқусиз қойғанлиқини, оттура һесаб билән һәр күни пәқәт 2 саәтла ухлиялиғанлиқини баян қилған иди.
Көзәткучиләрниң қаришичә, хитайда кишилик һоқуқ қануниниң һәқиқий һалда иҗра қилинишидин һазирқи әһвал астида үмид күткили болмайдикән.