Обама президентлиқидики бир йил вә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә мулаһизә

Америка қошма шитатлириниң 44 - президенти барак обама президентлиқ вәзиписигә олтурғили бир йил болди. У, өзиниң америка тарихидики тунҗи қара тәнлик президент болуши вә америка сияситидә елип бармақчи болған ислаһатлири һәққидә бәргән вәдилири түпәйли америка вә шундақла дуня хәлқиниң диққитини қаттиқ җәлп қилған иди.
Мухбиримиз ирадә
2010.01.29
Obama-tunji-yilliq-doklatta-305.jpg Сүрәт, президент обама чаршәнбә күни, 27 - йанвар ахшам өзиниң президент болғанлиқиға бир йил толғанлиқ мунасивити билән парламентта америка хәлқигә йиллиқ доклат бериватқан көрүнүшләрдин бири.
AFP Photo

Президент обама чаршәнбә күни ахшам өзиниң президент болғанлиқиға бир йил толғанлиқ мунасивити билән парламентта америка хәлқигә йиллиқ доклат берип, америкиниң өзиниң предентлиқидики бу бир йилини хуласилиди вә бундин кейинки пиланлирини баян қилди.

Америка президенти барак обама бу бир йил җәрянида хәлқниң өзидин күткән үмидигә лайиқ иш қилалидиму, униң сөзигә қандақ баһалар берилди?

Америка президенти барак обама президентлиқиниң биринчи йил хатирә күнидә америка хәлқигә хитабән сөз қилип, өзиниң бир йиллиқ хизмити вә бундин кейинки пиланлирини хуласиләп чиқти. У чаршәнбә күни қилған сөзидә, асаслиқи америка иқтисадини йүксәлтиш вә америкида нөвәттә 10 персәнт болған ишсизлиқ нисбитини чүшүрүш үчүн техиму көп иш имкани яритидиғанлиқини алаһидә тәкитләп өтти. У сөзидә йәнә, өзиниң сайламда бәргән әң чоң вәдилиридин бири болған саламәтлик суғурта ислаһати елип беришни қәтий давам қилидиғанлиқини билдүрди.

Әмма обама афғанистан, ирақ вә иранниң ядро мәсилилири һәққидә наһайити қисқила тохтилип өтти. Нюйорк вақти гезити қатарлиқ бир қисим гезитләр америка президенти барак обаманиң йиллиқ хуласисиға бәргән баһасида униң бир йилдин буян йәкүнлигән тәҗрибилирини наһайити сәмимийлик билән оттуриға қойғанлиқини вә өзиниң нутуқи билән хәлқниң көңлини утқанлиқини язди.

Улар йәнә обаманиң америка иқтисадини яхшилаш мәсилисини биринчи орунға қоюшини тоғра бир таллаш дәп баһа бәрди.

Әмма буниңға охшимайдиған көз қараштикиләр болса, обаманиң дөләт мудапиә мәсилиси үчүн сөзидә йетәрлик орун бәрмигәнликини, обаманиң ташқи сиясәттә һечқандақ нәтиҗә қазиналмиғанлиқини илгири сүрди.

Биз обаманиң бир йиллиқ хизмәтлири, бундин кейинки пиланлири вә униң уйғур мәсилисигә болған тәсирлири һәққидики көз қаришини елиш үчүн америка уйғур җәмийитиниң муавин рәиси, адвокат алим сейитоф әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.