Адәтләнгән ялғанчилиқму яки йәнә бир қетимлиқ алдамчилиқму?
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2008.09.09
2008.09.09
20 - Әсирниң 60 - йиллирида ли фиңдин өгиниш вә мавзедуң әсәрлирини өгиниш, 70 - йилларда даҗәйдин өгиниш җуңгода бут ясап чиқиш вә бутқа чоқунушни әмәлийләштүрүш дәп атилатти. Заман 80 - йилларға киргәндә һазирқи шинҗин шәһири иқтисади ислаһат сияситини әмәлийләштүрүшниң үлгиси қилинди.
Дөләт башқуруш әнәниси яки дөләт башқуруш нәзирийиси яки дөләт башқуруш идеологийиси муқим болмиған яки мәдәнийәт асаслири кәмчил болған бир дөләттә йолға қоюлған ниспи һалда өзгирип туридиған, керәк болғанда ишлитип, керәк болмиғанда чөриветидиған тәҗрибичиликкә тайинип дөләт башқуридиған хитай мустәмликичилири йеқинда хитай коммунистик партийиси хунән өлкилик комитетиниң секритари җаң чүншәнниң ағзи арқилиқ 2008 - йили 8 - айниң 31 - күни җуңго җәмийитигә бир хәвәр тарқатти. Бу киши хунәндә" идийини азат қилиш, муһакимә қилиш" һәрикити қозғимақчи болди.
Бу киши "идийини азат қилған"да "һоқуқни пуқраларға қайтуруп бериш" кә "давамлиқ диққәт қилип аввал мәнпәәткә еришкүчиләрниң мәнпәәт қоғлишиш хаһишини чәкләп, һоқуқни пуқраларға қайтуруп беришкә етибар берип сотсиялистик демократийини зор куч билән тәрәққи қилдуримиз" дәп көрсәтти. Бу кишиниң нутқи бейҗиңниң сиясий йүзлинишигә қизиқиватқан кишиләрниң диққитини тартти. Бу кишиләр һөкүм қилип:" җуңнәнхәй йил ахирида һоқуқни пуқраларға қайтуруп бериш" тин ибарәт сиясий түзүлмә ислаһатини йолға қоямду? дәп соал қоюшти.
Җуңго җәмийитини анализ қилғанда, мавзедуң дәври, немә ху җинтав дәври дәйдиған ибариләрни заман, макан мунасивәтлири ичигә қоюп анализ қилишқа мувапиқ болмайду. Чүнки дәвирләргә айриш үчүн айрилғучи дәвәр заман, макан характерлик яки сиясәт характерлик түплүк өзгириш һасил қилған болуши лазим. Мәсилән, русийә җәмийитини ленин, сталин дәври, никита хирошшив дәври, горбачив, йилитсин дәври дәйдиған дәвирләргә тамамән айриш мумкин. Җуңго җәмийити мавзедуң һөкүмранлиқиниң ахирқи мәзгилидин ху җинтав һөкүмранлиқиниң бүгүнгичә маһийәтлик өзгириш һасил қилмиған җәмийәттур.
Мәйли демократик әлләрдә болсун яки һаким мутләқ түзүмлүк әлләрдә болсун җәмийәт тәрәққи қилиши керәк. Нуқул иқтисади тәрәққият вақитлиқ болуп қалиду. Мәнивийәтниң тәрәққи қилиши билән маддиийәтниң тәрәққи қилиши бирдәк болуши керәк дейилидиған болса, җуңгода маддиийәт тәрәққи қилди, лекин мәнивийәт боғуп ташланди. Җуңгода маддиийәтниң тәрәққи қилиши бир путлуқ йол меңишқа охшап қалди. Һәр қандақ тәрәққият собектип тиришчанлиқниң нәтиҗиси дейилгәндиму, мубада зиддийәтлик обйектип реаллиқниң тәрәққият тәләплиригә сәл қарилидиған болса, тәрәққиятқа донкихотчә, акиючә муамилә қилиш оттуриға чиқатти. Җуңгода шундақ болмидиму?
Бу мәнидин ейтқанда, реаллиқниң тәрәққият тәләплири яки қудрәтлик бир партийиниң яки қудрәтлик бир армийиниң ирадисигә бағлиқ болмайдиған пәқәт өзигә хас ички қанунийәтләрниң рол ойниши арқилиқла рояпқа чиқатти. Бир җәмийәтниң тәрәққияти бир партийиниң яки бир армийиниң ирадисигә бағлиқ болупла қалидиған болса, мавзедуңниң синипи күрәш тәлимати җуңгода иптидаий капитализмниң өткүнчи дәвригә орун бәрмигән болатти.
Дөләт башқуруш дегәнлик, реаллиқни асас қилиш, зиддийәтлик обйектип реаллиқниң тәләплиригә маслишиш вә зиддийәтлик хаһишлирини үмидлик нишанға йетәкләш дегәнликтур. Лекин буниң мәниси һазирғичә җуңго рәһбәрлириниң каллисида тәҗрибичиликкә баравәр болуп кәлгән. Мубада хитай мустәмликичилири демократик ислаһат елип беришқа тәрәддут қилған болса, буниң учун хунән өлкисини вә җаң чүншән әпәндини үлгә қилип тиклигән болса ундақта, реаллиқниң тәләплиригә җаваб беришкә мәҗбур болуп қалдиму?
Мавзедуң һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә синипи күрәш, диң шавпиң һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә иқтисади ислаһат, җаң земин һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә дуня сода тәшкилатиға әза болуп кириш, ху җинтав һөкүмранлиқ қиливатқан мәзгилдә йәр шарилишиш, демукратик ислаһат елип бериш күн тәртипкә қоюламду - қандақ? әгәр шундақ йолға қоюлидиған болса, бу адәтләнгән ялғанчилиқ болуп қаламду яки йәнә бир қетимлиқ алдамчилиқ болуп қаламду?