Хитайниң адаләтсиз сиясити, шәрқий түркистанда хитай помешчиклириниң көпийишигә сәвәбчи болмақта

Сабиқ совет иттипақидин киргән " помешчик " дегән бу кәлимә, әслидә йәр игилиригә қаритилған бир уқум иди, 50 ‏-- йиллардики аталмиш " йәр ислаһати " мәзгилидә бу уқум шәрқий түркистан районида наһайити тиз омумлашти.
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2008.09.08

 Хитайниң аталмиш " йәр ислаһати " вә өз йеғида өзини қоруш сиясити

Әйни чағдики " йәр ислаһати " мәзгилидә, хитай һакимийитиниң " помешчик " дәп аталған уйғур йәр игилириниң мал - ‏- мүлүк вә терилғу йәрлирини тартивелип, уни йери йоқ ялланма деһқанларға бөлүп бериш сиясити, хели көп уйғур деһқанлирини мәмнун қилған иди, чүнки йери йоқларниң сани, йәр игилириниң санидин көп иди.

Хитай һакимийити, юқириқидәк уйғурниң йерини тартивелип уйғурға бөлүп бериш сияситини, " адаләтсизликни йоқитип, һәммә кишини ортақ тәрәққи қилдуруш сиясити " дәп тәшвиқ қилған, хитайниң бу хил өз йеғида өзини қоруш сиясити әйни чағда қурбан тулумға охшиған көплигән садда уйғур деһқанларниң " дуаси " ға еришкән иди.

Йеңи баш көтүрүп чиққан хитай " помешчик " лар

Аридин йерим әсир өтүп, бүгүн шәрқий түркистанда йәнә " помешчиклар синипи " қайтидин баш көтүрүп чиқти, қизиқ йери шуки, бу һазирқи заман помешчиклири бу тупрақниң игилири һесабланған уйғурлар әмәс, бәлки илгири бир бурда нанға зар болуп шәрқий түркистанға еқип киргән хитай көчмәнлири, шәрқий түркистан хәлқиғә қилмиған әскиликлири қалмиған гоминдаң вә коммунист хитай әскәрлири асасида қурулған биңтүәнлик хитайлар иди.

Сизгә адди бир мисални көрситип өтәй, " шинҗаң гезити " ниң бу йил 9 - айниң 4 - күнидики санида елан қилинған бир хәвәрдә көрситилишичә, биңтуән йеза игилик 10 ‏- девизийиси 184 - полктики хитай деһқан шө хүй бу йил 6000 мо йәргә пахта териған, пахтисини йиғивелиш үчүн 1000 нәпәр ялланма деһқанға еһтияҗи болғини үчүн, өзи ниңшя өлкисиниң хиҗи наһийисигә берип 793 нәпәр хитайни ялливелип пойиз билән шәрқий түркистанға елип кәлгән, әмма үрүмчи пойиз истансисиға кәлгәндә, 710 нәпәр хитай қечип кетип, қумға сиңгәндәк йоқап кәткән.

Демәк, биңтүәнлик бир хитай деһқанниң игиливалған йери 6000 мо, өз бешимчилиқ билән хитай өлкилиридин йөткәп кәлгән мәдикарлириниң сани 793 нәпәр.

50 - Йилларда елип берилған " йәр ислаһати " җәрянида чалма ‏- кесәк қилип өлтүрүлгән миңлиған бичарә уйғур " помешчик " лириниң һечбириниң бунчә көп терилғу йери, бунчә көп мәдикари йоқ иди.

Бүгүн, шәрқий түркистанниң уйғурлар зич олтурақлашқан қәшқәр, атуш, хотән қатарлиқ җәнобий районлириниң йезилирида һәр бир уйғур әмгәк күчигә тоғра келидиған терилғу йәр көлими бир моғиму бармайду, демәк, биңтүәнлик юқириқи хитайниң игиливалған терилғу йери, қәшқәр, хотән вилайәтлиридики хели чоң бир йезиниң омумий терилғу йәр көлими билән тәңлишип қалиду.

Хитай һакимийитиму уйғур деһқанлириниң нөвәттики намратлиқ һалитини, " әмгәк күчи көп, терилғу йәр аз " дәп изаһлап келиватиду.

Хитай тилға елип кәлгән " ач - ялиңачлар " ниң һәммиси уйғур деһқанлири

" Аптоном районлуқ әмгәк вә хәлқ ишлири назарити " ниң санлиқ мәлуматлирида көрситилишичә, нөвәттә шәрқий түркистанда йиллиқ оттуричә кирими 700 юәндин төвән болған " намратлар " дәп бекитилгән 1 милйон 500 миңға йеқин деһқанниң һәммисила җәнобий районлардики уйғур деһқанлиридин ибарәт. Бүгүн, җәнобий районлардики уйғур деһқанлириниң йиллиқ киши бешиға тоғра килидиған оттуричә кирими 1500 юән әтрапида.

Хитайниң уйғур деһқанлириға қаратқан аталмиш " ғәмхорлуқ " сиясити

Хитай һакимийитиниң уйғур деһқанлирини бу хил намратлиқ һалитидин қутқузуш үчүн кичә - күндүз ухлимай ойлап тапқан чариси төвәндики 3 нуқтиға мәркәзләшкән.
 
Биринчидин, уйғур деһқанлириму худди хитайлардәк бирла пәрзәнт көрүши, һәтта һеч пәрзәнт көрмәслики керәк, чүнки бала ‏-- чақиниң көп болуши, намратлиқниң асаслиқ сәвәблириниң бири. Әгәр асан бай болимән десәң, аялиңни дохтурханиға апирип туғмаслиқ опиратсийиси қилдуруп яки өзәңни ахта қилдуруп, " пиланлиқ туғут шәрәп гуваһнамиси " елишиң керәк, нәслиңни қурутуш бәдилигә еришидиған мукапат пулуң 3000 ‏- 5000 юән әтрапида.

Иккинчидин, әмгәк күчи көп, терилғу йәр аз болғини үчүн, юрт ‏- маканиңни ташлап башқа юртларға, һәтта хитайниң өлкилиригә мәдикарчилиққа беришиң керәк. Хитайниң бу сиясити, пәқәтла қәшқәр райониниң өзидила йилиға йерим милйонға йеқин уйғур деһқанниң башқа юртларға сәрсан, - сәргәрдан болуп чиқип китишигә, 10 миңлиған уйғур қизлириниң хитайниң өлкилиридә хорлуқ чекишигә сәвәбчи болмақта.

Үчинчидин, әгәр истиқбалим парлақ болсун десәң, җәзмән хитайчә өгинишиң, бала ‏- чақилириңни хитайчә йәсли ‏-мәктәпләрдә оқутушуң шәрт, хитайчә билмисәң өз вәтиниңдә иш йоқ, аш - нан йоқ. Хитай вәдә қилған бу аталмиш " истиқбал ", өзәңниң миллий алаһидиликлирини йоқитиш бәдилигә тохтайдиған җазанихорларчә бир " истиқбал " дин ибарәт !

Хитай һакимийитиниң өз көчмәнлиригә қаратқан етибар бериш сиясәтлири

Әмма дәл буниң әксичә, коммунист хитай һакимийити шәрқий түркистандики хитай көчмәнлиригә, болупму өз һакимийитиниң түврүки һесабланған биңтүәнлик хитайларға қарита әйни вақиттики гоминдаң һөкүмити " помешчик " дәп аталған байларға қарита қандақ етивар бериш вә қоғдаш сияситини йүргүзүп кәлгән болса, дәл шу сиясәтни гоминдаңдинму ашуруп иҗра қилип кәлмәктә.

Мәсилән, " шинҗаң ахбарат тори " ниң 2007 ‏- йили 2 - айниң 24 - күнидики хәвиридә көрситилишичә, хитай һакимийити, аталмиш " ишләпчиқириш қурулуш биңтуәни " қармиғидики 3 милйонға йеқин хитай ишчи - хизмәтчиләрдин елинидиған йәр беҗини пүтүнләй бикар қилишни қарар қилған.

Йәнә мәсилән, " биңтуән гезити " дә көрситилишичә, хитай һөкүмити биңтүәнлик хитайлардин ғәллә ‏- парақ елиш уяқта турсун, әксичә 2006 - йилиниң өзидила биңтүәнлик хитайларниң олтурақ өйлирини йеңилаш, дохтурхана, мәктәп селиш, су иншаати қурулушини тәрәққи қилдуруш үчүн 910 милйон юән мәбләғ аҗратқан.

Терилғу йәр көлиминиң йерими дегүдәк биңтуәнниң контроллуқида

Бәзи статистикиларға асасланғанда, нөвәттә биңтуән тәрипидин ишғал қилинған терилғу йәр көлими, пүтүн шәрқий түркистандики омумий терилғу йәр көлүминиң тәхминән йеримиға йеқинрақини тәшкил қилған болуп, биңтүәнлик һәр бир хитайға оттура һесаб билән 30 ‏- 40 модин терилғу йәр тоғра келиду.

Мәсилән, " тяншан тори " ниң бу йил 8 ‏- айниң 25 - күнидики бир хәвиридә көрситилишичә, бу йил шәрқий түркистанда 17 милйон мо йәргә пахта терилған болуп, буниң ичидә биңтүәнлик хитайларниң игилигән йери 7 милйон 920 миң мо, йәни пүтүн шәрқий түркистанниң пахта терилғу йәр көлиминиң йеримиға йеқин. Әмәлийәттә биңтүәнлик хитайларниң нопуси, пүтүн шәрқий түркистанниң омумий нопусиниң пәқәтла 11 - 12 пирсәнтини тәшкил қилиду.

Бүгүн йериниң көпликидин әмгәк күчи йетишмәй йилиға хитайниң өлкилиридин милйонлап хитай көчмәнлири йөткәватқанлар йәнила биңтүәнлик хитайлардин ибарәт.

Қисқиси, хитайниң сияси вә иқтисади җәһәттики адаләтсиз сиясити бүгүн, әйни чағдики уйғур " помешчик " лирини йеңи баш көтүрүп чиққан хитай " помешчик " лириниң ялланма деһқанлириға айландуруп қойди !

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.