Өчлүк сақлимаслиқ гүзәл әхлақ
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.05.29
2008.05.29
Инсанларниң һәммиси шундақ болидиған болса пүтүн дуня хәлқи бәхт - саадәттин ортақ һузур алған вә өзара сөйгү - муһәббәт ортақлашқан болар иди.
Әгәр у сөз әтрапқа тарқитилғанда бәзи от қуйруқ, сухәнчи( йәни гәп тошуғучи) адәмләр уни техиму пүвләп ялқунҗитиду - дә, учқуни һәммә яққа тутушуп тәсвирлигүсиз азаб - оқубәтләрни елип келиду. Шуңа пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдисидә:" сухәнчи җәннәткә кирмәйду"дәп көрсәткән.
Биравға өчи болған адәм униң әйиблирини йепиш уяқта турсун, униң яхши ишлириниму кишиләргә яман қилип көрситишкә уруниду. Шуңа пәйғәмбәр әләйһиссалам:" кимки биравниң әйибини билип туруп япса, қиямәт күнидә аллаһ униң әйибини япиду," дәп көрсәткән.
Өчлүк - адавәтниң хәтири чоң
Сәуди әрәбистанниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә турушлуқ алим муһәммәд нияз һаҗим өч - адавәтниң хәтири үстидә тохтилип мундақ деди:" мәрһум устаз муһәммәд ғазали 'мусулманниң әхлақи' намлиқ әсиридә мундақ дәп язған: ' шүбһисизки, дүшмәнлик, өчмәнлик вә адавәтләр инсанлар арисида өсүп тәрәққи қилип йилтиз тартса, униң тикәнлири шахланса иманниң назук чечәклирини солаштуруп меһри - муһәббәт вә тинчлиқтин ибарәт гүзәл изналирини йоқитип қойиду. Бу вақитта ибадәтләрни орундиғанниңму пайдиси болмайду. Чүнки бузулған қәлб билән қилинған ибадәтниң пайдиси йоқ. Дүшмәнлишиш, адавәт сақлаш әқилни суслаштуруп адимигәрчиликкә хилап болған кичик гунаһларни, ләнәткә дучар қилидиған чоң гунаһларни садир қилишқиму сәвәб болиду. Әхлақий пәзиләтләрдин көз юмдуруп рәзилликләрни чоң көрситиду. Бәзидә ялған - явидақ гәпләрни тоқуп чиқишқа үндәйду. Буларниң һәммиси начар ишлар болуп, дунядики пүтүн динлар уни рәт қилиду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир күни саһабилириға :' мән силәргә роза тутуш, намаз оқуш вә сәдиқә бериштинму дәриҗиси юқири болған бир ишни ейтип берәйму? у болсиму адавәтлишип қалғанларниң арисини яраштуруп қоюштур,' дәп көрсәткән.' "Өчлүк барчә яманлиқларниң башламчиси
Муһәммәд нияз һаҗим өчлүк вә адавәтниң барчә яманлиқларға түрткә болидиғанлиқи үстидә тохтилип мундақ деди: " дуняда нурғун пәс әхлақлар бар болуп, диққәт қилған адәм униң мәнбийини биләләйду. Шүбһисизки, уларниң ипадилиниши охшаш болмисиму униң сәвәби пәқәтла бирдур. У болсиму өчлүк вә адавәт сақлаштин ибарәт. Мәсилән: башқиларға төһмәт чаплаш қаттиқ өчлүктин келип чиқидиған бир бир җинайәт болуп, һәқиқәтни астин - үстүн қиливетиш, гунаһсиз кишиләргә азар бериштәк пассип тәсири зор болғачқа у пүтүн инсанийәтниң луғитидә әң қәбиһ җинайәт санилиду. Мусулманларға нисбәтән әң еғир гунаһтур. Кишиләрниң әйибини издәш, мәқсәтлик һалда уларға әйиб қоюш шу адәмниң вуҗудидики рәзиллик вә пәсликниң аламитидур. Пәйғәмбәр әләйһиссалам мусулманларни кишиләргә төһмәт чаплашниң яман ақивитидин агаһландуруп:" кимки башқиларға әйиб қоюш үчүн йоқ ишни бар дәп униңға чаплиған болса, шуниң һәқиқитини елип кәлмигичә аллаһ уни дозахтин чиқармайду"дәп көрсәткән. ялғандин чаплиған төһмәтниң һәқиқитини қандақму елип кәлгили болсун! бу мумкин әмәс иш."Гәп тошуш рәзил хулуқтур
Муһәммәд нияз һаҗимниң ейтишичә, яман гәпни аңлиған адәм уни тарқитивәтмәстин шу орнидила йепивәтсә көплигән көңүлсизликләрниң алдини алған болиду. Чүнки нурғун яман сөзләр барки, у дейилгән йәрдила қалса өзликидин йоқап кетиду.Әгәр у сөз әтрапқа тарқитилғанда бәзи от қуйруқ, сухәнчи( йәни гәп тошуғучи) адәмләр уни техиму пүвләп ялқунҗитиду - дә, учқуни һәммә яққа тутушуп тәсвирлигүсиз азаб - оқубәтләрни елип келиду. Шуңа пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдисидә:" сухәнчи җәннәткә кирмәйду"дәп көрсәткән.
Өчлүк сақлимаслиқ есил пәзиләт
Муһәммәд нияз һаҗимниң ейтишичә, өчлүк вә адавәт сақлимаслиқ бир хил есил пәзиләт болуп, бундақ пәзиләткә игә болған адәм өзиниң ғәлибә вә мәғлубийитини башқиларға бағливалмайду. Чүнки өзи мәғлуб болған вақитта башқилар ғәлибә қазиниши мумкин. Өзи кәйнидә қалған вақитта башқилар алдиға өтүп кетиши мумкин. Әмма өзи пайда алалмиғанлиқи үчүн пайда алған һәр бир адәмниң зиян тартишини үмид қилиш толиму әхмәқлиқ вә пәсликтур. Қәлбтики өчлүк - адавәт игисини һәр хил рәзилликләргә иттириду.Биравға өчи болған адәм униң әйиблирини йепиш уяқта турсун, униң яхши ишлириниму кишиләргә яман қилип көрситишкә уруниду. Шуңа пәйғәмбәр әләйһиссалам:" кимки биравниң әйибини билип туруп япса, қиямәт күнидә аллаһ униң әйибини япиду," дәп көрсәткән.