5 - Июлдин кейин уйғур елида оғри - янчуқчиларму сақчи болди

Инкаслардин мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин бери хитай даирилири уйғур елида уйғурлардин сақчи қобул қилишта униң мәдәнийәт сәвийиси билән қилчә һесаблашмастин, пәқәт униң зораванлиқ қилиш вә өз хәлқиғә йүзсизлик қилиш қабилийитинила асаси өлчәм қилмақта.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.12.07
Urumqide-yengi-Uyghur-saqchilar-305 Сүрәт, 4 - авғуст күни, хитай һөкүмити үрүмчидә йеңидин ачқан 3 сақчи тармақ едарисиға йеңидин ишқа елинған 500 уйғур сақчисиниң йеки иш өрниға ишқа чүшкән көрүнүшлиридин бири болуп, бу хитай һөкүмитиниң үрүмчидики йақа йуртлардин кәлгән нопусларни тизгинләш үчүн қоллиниватқан тәдбирлириниң бири икән.
AFP Photo


Бу өлчәм, уйғур җәмийитидики оғри - янчуқчиларниңму, хитай сақчи қошунида кәң орун елишиға йол ечип, уйғурларниң сиясий, иҗтимаи вәқә вә делоларда техиму көп йолсизлиқларға вә зиянкәшликкә учришиға сәвәб болмақта. Төвәндә диққитиңлар мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә уйғур елидики аһалиләрдин игилигән мәлуматлирида болиду:

Мәлум болушичә, уйғур елиниң хели бир қисим җайлирида ярдәмчи сақчи намида қобул қилинған сақчиларниң көпинчиси, оттура мәктәп тәрбийиси көрмигән, пәқәт җәмийәттә бузғунчилиқ характерида иш терип йүргән яшлар болуп, улар нөвәттә хитай сақчилириниң уйғур җәмийитини башқуруш, болупму сиясий, иҗтимаи делоларни паш қилиш вә бир тәрәп қилишида актип рол ойнимақта. Ақсуниң игәрчи йезисидики әрздарлардин әмәт қасим вә униң аилиси бу йил язда, әнә шу ярдмчи сақчи намида ишлитиватқан оғри - янчуқчиларниң шиддәтлик һуҗумиға учриған. Улар зораванлиқ қиливатқан чеғида һеч иккиләнмәстин “биз һәрқайсиңға охшаш һөкүмәткә қарши кишиләрниң әдипини бериш үчүн бу кийимни кейиватимиз, мааш еливатимиз” дегән вә “хәлқ сақчиси” дейилгән чүмпәрдисини елип ташлиған. Шу күнки һуҗумда әмәт қасимниң йүзи йерилған, оғлиниң йүзи көйдүрүлгән.

Нөвәттә сиясий җәһәттин гуманлиқ дәп қаралған вә сәзгүр мәсилиләр үстидә дава қиливатқан нуқтилиқ аилиләргә қоюлған пайлақчилар арисидиму оғри вә янчуқчиларниң барлиқи ашкариланди. Үрүмчидики дәртмән ана патигул ғуламни назарәт қиливатқан ярдәмчи сақчилардин бири, өзиниң әслидә бир янчуқчи икәнликини йошурмиған. У патигул ғуламға “әгәр мени мушундақ тиллавәрсиңиз, мән әсли кәспимни тепивалимән” дегән; патигул “әсли кәспиң немә?” дәп сориғанда “мән әслидә бир янчуқчи” дәп җаваб бәргән. Патигул ғулам болса “маңа пайлақчилиқ қилишиң янчуқчилиқтинму яман иш” дәп ләнәт оқуған.

Уйғур елидики бәзи рәсмий сақчилар, оғри, янчуқчиларни “минбиң”, “ярдәмчи сақчи“” намида яллап ишлитип зораванлиқ вә пайлақчилиққа салғандин башқа, йәнә бәзи җайларда, уларни өз йолиға әркин қоюветип, уларниң пайдисиға шерикләшкән. Қәшқәр йеңишәһәр наһийисиниң йеңиериқ сақчихана башлиқиниң алдинқи йили оғри - янчуқчилар билән шерикләшкәнлики паш болуп, амма арисида күчлүк ғулғула пәйда болған. Даириләр вәқә ашкарилинип кәткәндин кейинла мәзкур сақчихана башлиқини вәзписидин елип ташлиған. Бу вәқәни ғайип оғлиниң из - дерикини қилип мәзкур сақчиханиға барған турсунахун ака мундақ баян қилиду:

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқириқидәк вәқәләр сәвәбидин, нөвәттә уйғур җәмийитидә “һошуқтин диң - диң яман, сақчидин минбиң” дегән мақал, янчуқчиларниң сақчилиққа кәсп алмаштурғанлиқи һәққидә юмурлар пәйда болған. Бәзи көзәткүчиләрниң ейтишичә, 5 - июлдин кейин бир түркүм уйғур сақчилар һәқсизлиққә тақәт қилалмай вәзиписидин истипа бәргән; йеңи оқуш пүттүргән яшларму, сақчилиққа илтимас сунуштин өзини тартқан. Бу хитайниң уйғур елидики сақчилар қошунида бәлгилик бошлуқ пәйда қилған. Нәтиҗидә хитай даирилири уйғурлардин сақчи қобул қилишта, бурун униң зорванлиқ вә юзсизлик иқтидаридин башқа, бәлгилик тәлим - тәрбийә шәртини қатқан болса, әмдиликтә ахирқи шәртни әмәлдин қалдурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.