1986-Йилқи чернобил паҗиәсиниң зәрдабини уйғурларму тартмақта
2011.04.18
Алмата шәһириниң турғуни ташполат пәхирдиноф әнә шуларниң бири болуп, у радиомиз зияритини қобул қилип өз кәчүрмишлирини оттуриға қойди.
Буниңдин 25 йил муқәддәм, йәни 1986-йилниң 26-апрел күни окраинаниң чернобил атом електр истансисиниң 4-бөлүмидә йерилиш һадисиси йүз берип, униңдин бөлүнүп чиққан радиоактип маддилар сабиқ совет елиниң, шундақла явропаниң һава бошлуқини булғиған иди. Чернобил атом истансиси совет дөлитидики әң қуввәтлик атом електр истансиси болуп, апәт йүз бәргәндин кейин униң адәм вә иқтисад җәһәттин йәткүзгән чиқими интайин кәң көләмдә болғанлиқи ениқланған.
Мәлуматларға қариғанда, дәсләпки үч айниң ичидә 31 адәм һалак болған. Зәһәрлик маддилар 15 йил ичидә йәнә 60–80 адәмниң вапат болушиға елип кәлгән. Улар шундақла адәм организмида түрлүк кесәлләрниң пәйда болушиға вә уларниң күчийишигә, йәнә миңлиған адәмниң өлүмигә һә, мәңгүгә нака болуп қелишиға сәвәб болған. Чернобил апитини йоқитиш һәрикәтлиригә пүткүл совет җумһурийәтлиридин 600 миңдин ошуқ адәм сәпәрвәр қилинған иди.