Хәлқара олимпик комитетиниң әмәлдари кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди
2007.07.13

Хәлқара олимпик комитетиниң бир юқири дәриҗилик әмәлдари, кишилик һоқуқ тәшкилатлириға 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикини өзиниң иҗтимаий паалийәтлириниң мәркизи нуқтиси қиливалмаслиқ тоғрисида агаһландуруш бәргәнлики үчүн, җүмә күни, хәлқарадики нопузлуқ икки кишилик һоқуқ тәшкилати, мәзкур әмәлдарни қаттиқ тәнқид қилди.
Hein Verbruggen: "Хәлқара олимпик һәрикитиниң ғайисини вә хәлқара олимпик комитетиниң әхлақ принсипини инкар қилди"
13 - Июл җүмә күни, нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин болған, хәлқара кишилик һоқуқ иттипақи (The Internatioanl Federation for Human Rights FIDH,) вә дуня тән җазасиға қарши туруш җәмийити ) (World Organisation Against Torture, OMCT, хәлқара олимпик комитети 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикиниң баш уюштурғучиси һейн вербругенгә(Hein Verbruggen) очуқ хәт йезип, униң кишилик һоқуқ тәшкилатлирини агаһландуруп ейтқан сөзлири, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини техиму әвҗигә чиқириду, дәп, тәнқид қилди.
Улар, олимпик комитети әмәлдари вербругеңә йоллиған очуқ хетидә, уни хәлқара олимпик һәрикитиниң ғайисини инкар қилди вә хәлқара олимпик комитетиниң әхлақ принсипиға асийлиқ қилди, дәп көрсәтти.
Франсийә агентлиқиниң 13- июлдики мәлуматида көрситилишичә, бу кишилик һоқуқ тәшкилатлири йәнә вербругенни, хитайдики кишилик һоқуқ һиматчилириниң олимпик намида тәһдиткә учраватқан әһвалини түзитишкә чақирған.
Униңдин башқа мәзкур тәшкилатлар йәнә, хәлқара олимпик комитетини, бу комитетниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ һиматчилириниң һоқуқини қоғдаш хитабнамисини қоллайдиғанлиқини ашкара елан қилишқа қистиди.
Олимпикниң әң әқәллий шәрти-шәхсиниң қәдир - қиммитини қоғдаш
Улар, вербругенгә язған очуқ хетидә "сизниң олимпик йиғинини кишилик һоқуқни тәрғиб қилиш сәһниси қилғучиларға қойған соалиңиз, вә йәнә, бейҗиң олимпик йиғинини тәшкилләш комитетини кишилик һоқуқ ишлирини нәзәрдин сақит қилишқа үндәшлириңиз, аллибурун кишилик һоқуқ һиматчилирини системилиқ бастуруп келиватқан хитай һакимийитиниң йүргини техиму қаптәк қиливетиши мумкин" дәп оттуриға қоюлған.
Хәлқара кишилик һоқуқ иттипақи вә дуня тән җазасиға қарши туруш җәмийити йәнә, " шәхсиниң қәдир - қиммитини қоғдашниң болса олимпикниң әң әқәллий шәрти "икәнликини оттуриға қоюп " сизниң мушундақ принсиплар асасида қурулған тәшкилатларниң паалийәтлиригә 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикидә орун йоқ, дәп ейтқанлириңиздин бәкму тәшвишләндуқ" дәп көрсәткән.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири "инсанпәрвәрлик, достлуқ, шәхсни һөрмәт қилиш олимпик ғайисини туғдурған"
Вербруген 5- июл гватемала шәһиридә хәлқара олимпик комитетиниң қурултийида, 2008- йиллиқи бейҗиң олимпикиниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин сиясий вә иҗтимаий паалийәтләр үчүн сәһнә сүпитидә ишлитиливатқанлиқини, буниң бәкму әпсуслинарлиқ иш икәнликини көрсәткән вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири күнтәртипкә қойған мәсилиләрниң гәрчә муһим болсиму, өзлириниң олимпикини ғәлибилик өткүзүштин ибарәт негизлик позитсийисигә дәхли қилишиға йол қоюлмайдиғанлиқини билдүргән болуп, вербруген йәнә, бейҗиң олимпикини тәшкилләш комитети чоқум һәрикәткә келип кишилик һоқуқ тәшкилатлири күнтәртипкә қойған ишларни нәзәрдин сақит қилиши керәк дәп тәкитлигән иди.
Хәлқара кишилик һоқуқ иттипақи вә дуня тән җазасиға қарши туруш җәмийити вербругенгә язған очуқ хетидә буниңға җаваб берип: "бизниң қаришимизчә, инсанпәрвәрлик, достлуқ, шәхсни һөрмәт қилиш қатарлиқлар олимпик ғайисини туғдурған болуп, буни 'әпсуслинарлиқ 'дәп сүпәтлимәк һәргизму мувапиқ әмәс " дәйду. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, кишилик һоқуқ миналири көмүлгән җайдин марафончә йүгүрүп өтүватиду
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай олимпиктин бурун қилишқа тегишлик 9 түрлүк ишни оттуриға қойди
- Америка дөләт мәҗлиси тунҗи қетим уйғурлар тоғрисида қарар лайиһиси қобул қилди
- Уйғурлар паспортидинму айрилғанда...
- Совет иттипақи дәвридики уйғур тәнһәркәтчи армийә һошуруф
- Хитай олимпик таварлирини ишләп чиқиридиған карханиларда әмгәк һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйибләнди
- 2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши чуқан күчәймәктә
- Хитай һөкүмити 4 - ийон вәқәсидин кейин уйғурларниң әркинликини чәкләшни қәбиһләштүрди
- Рабийә қадир ханим даңлиқ " вал стирит жорнили " гезитидә обзор елан қилди
- Бейҗиңда, йүзлигән уйғур әрздарлар қамап қоюлған
- Дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң мәхпий һөҗҗити һәққидә инкас билдүрди
- Хәлқ - ара кәчүрүм тәшкилатиниң қурултийида уйғурлар мәсилиси