Намайишчилар афенадики олимпик мәшилини йеқиш мурасимида хитайға қарши кашила чиқирип һәйвә көрсәтти


2008.03.24

Olimpik-China-Athen-200.jpg
24 - Март күни афинада, чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң бир хадими, хитай олимпик вәкилиниң сөзини бөлүп, лозонкилар билән нәқ мәйданда наразилиқ билдүргән. AFP Photo

2008 ‏ - Йилқи бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәшилини йеқиш мурасими дүшәнбә күни гретсийә пайтәхти афенадики олимпийә теғида өткүзүлди. Мурасимға хәлқара олимпик комитети рәиси җәкс роге вә бейҗиң шәһириниң башлиқи лю чи қатнашқан иди. Мурасимда гретсийә сақчи даирилири җиддий бихәтәрлик тәдбирлирини алған болсиму, лекин бу тибәт вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң мурасим мәйданиға кирип, хитайға қарши һәйвә көрситишини тосиялмиди.

" Кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан бу дөләтни байқут қилайли"

Дүшәнбә күни бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәшилини йеқиш мурасими гиритсийә пайтәхти афина сиртидики олимпийә теғида өткүзүлгәндә, чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң мәсули роберт менард башчилиқидики 3 кишилик бир гуруппа 5 данә койзиниң рәсими чүшүрүлгән бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш мәзмунидики лозункиларни чиқирип, олимпик мусабиқисини бейҗиңда өткүзүшкә етираз билдүрди. Вәқә йүз бәргәндә бейҗиң шәһәр башлиқи лю чи мурасимда сөзләватқан болуп, сақчилар чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң бу үч хадимини нәқ мәйдандин дәрһал йирақлаштурди.

Гретсийә һөкүмити олимпийә теғидики мурасимни қоғдаш үчүн 1000 нәпәр сақчини сәпәрвәр қилған болсиму, лекин чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң хадимлири сақчиларниң бихәтәрлик чәмбирикидин мувәппәқийәтлик өтүп, мурасим мәйданиға қәдәр киришкә қадир болалиған. Уларниң һәрикити лю чиниң сөзини бөлүветәлмиди, лекин хитай телевизийә қаналлири бу һәқтики хәвәрлиридә мурасимдики бу вәқәни бәрмигән.

Мурасимда чегрисиз мухбир тәшкилатиниң бир хадими "кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан бу дөләтни байқут қилайли" дегән лозунка чиқарди. Йәнә бир хадим лю чиниң алдидики микрафонни тартивалмақчи болди, лекин мәқсидигә йетәлмәй " әркинлик, әркинлик " дәп варқириди.

" Бейҗиң олимпик мәшилиниң тибәт земинидин өтүшини бикар қилиш керәк "

Олимпик мәшили дунядики 20 нәччә дөләт вә районни айлинип, 8 ‏ - айниң 8 ‏ - күни бейҗиңға йетип бериши керәк. Хитайлар мәшәлни тибәт вә җумулаңма чоққисиға қәдәр йәткүзүш пилани барлиқини елан қилди. Лекин чәтәлдә сүргүндики тибәтләр хитай һөкүмити тибәт хәлқини бастуруватқан әһвалда олимпик мәшилини тибәт земинида айландурушниң өзи олимпик роһиға " һақарәт " дәп әйиблимәктә.

Гритсийидики тибәт паалийитиниң бир йетәкчиси радиомизға," хәлқара олимпик комитети хитайниң тибәттики зораванлиқи вә бузғунчилиқини көрмәскә селиватиду. Мән тибәт хәлқиғә вакалитән хәлқара олимпик комитетини бейҗиң олимпик мәшилиниң тибәт земинидин өтүшини бикар қилишқа чақиримән "дәп көрсәтти. Олимпик мәшили дүшәнбә күни олимпийә базирида бир гуруппа тибәтләрниң тосушиға учриди.

Тибәтләр олимпик мәшилини елип маңғучиниң алдини торап, бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши шуар товлиғанда, гритсийилик сақчиларниң тутқун қилишиға учриди. Улар олимпийәдики бир меһманхана алдида өзини қизил рәңгә бояп, олимпийә базириниң асасий кочисида йетивалған вә хитайға қарши шуарларни товлиған иди.

"Олимпик мусабиқиси хитайниң өзгиришигә иҗабий һәссә қошиду "

Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси җәкс роге, дүшәнбә күни афенада бирләшмә ахбарат агентлиқиниң зияритини қобул қилип, хәлқара тәшкилатларниң хитайға бесим ишлитиш яки бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәққидики чақириқиға җаваб бәргән. Өзиниң бу мәсилиләрдә хитай билән " лам - җим дипломатийиси" елип барғанлиқини, хитайлар билән өткүзгән хупиянә сөһбәтләрдә кишилик һоқуқни үзлүксиз оттуриға қоюп келиватқанлиқини тәкитлигән җәкс роге, олимпик мусабиқиси хитайниң өзгиришигә иҗабий һәссә қошиду, дәп қарайдиғанлиқини әскәртмәктә.

Лекин роге, олимпик мәшили йеқиш мурасимида сөзлигән сөзидә бейҗиң даирилиригә олимпик йиғини ялғуз тәнтәрбийә мусабиқиси әмәсликини хатириләтти. У, " бейҗиң олимпик мусабиқиси ялғуз мунәввәр тәнтәрбийә түрлирини намайән қилиш пурсити әмәс, бу йәнә хитай вә пүтүн йәр шаридики инсанларниң қарши тәрәпни байқаш вә һөрмәт қилишни үгүниш пурситидур " дәйду.

"Сөһбәт тибәт мәсилисини һәл қилишниң бирдин ‏ - бир йолидур "

Бейҗиң шәһәр башлиқи лю чи мурасимда сөзлигән сөзидә тибәт вә чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң олимпик мусабиқисини байқут қилиш яки олимпик мәшилини тосаш һәққидики чақириқиға инкас қайтурмиди. У пәқәт олимпик мәшилиниң олимпик роһини тарқитип, 5 қитәгә тинчлиқ вә үмид чачидиғанлиқини илгири сүрди. Чәтәлдики тибәт вә тибәтни һимайә қилғучи органларниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш паалийити мәсилиниң бир тәрипи. Мәсилиниң йәнә бир тәрипи тибәт мәсилисиниң дөләтләрара дипломатик мунасивәтләрдә күн тәртипидики бир мәсилә болуп қеливатқанлиқидур.

Америка ташқий ишлар министири кандилиза райис, дүшәнбә күни һиндистанда хитай һөкүмитини тибәт мәсилисидә "давамлаштурғили болидиған" сиясәт йүргүзүшкә чақирди вә бирдин ‏ - бир йолниң тибәт роһани даһиси далай лама билән сөһбәт өткүзүш икәнликини әскәртти. Райис һиндистан ички ишлар министири сиң билән өткүзгән сөһбитидин кейин мухбирларниң суаллириға җаваб берип," биз тибәт мәсилисини һәл қилишниң усули хитай һөкүмитиниң тибәттә бир йүрүш давамлаштурғили болидиған сиясәт йүргүзүши, дәп қараймиз " деди. Хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақиридиғанлиқини тәкитлигән райис, " биз 2 тәрәпни сөһбәт өткүзүшкә риғбәтләндүримиз. Чүнки теги ‏ - тәктидин алғанда сөһбәт тибәт мәсилисини һәл қилишниң бирдин ‏ - бир йолидур " дәп әскәртиду.

Хитай тибәт роһани даһиси далай ламани бейҗиң олимпик мусабиқисини гөрүгә еливалмақчи болди, дәп әйиблигән болсиму,лекин далай лама олимпик мусабиқисиниң бейҗиңда өткүзүлүшини қоллап, олимпикни байқут қилиш чақириқиға аваз қошушни рәт қилмақта иди. У, алдинқи күни йеңи деһлида мухбирларға хитайниң далай олимпикни гөрүгә еливалмақчи, дегән әйиблишини " асассиз" дәп рәт қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.