Уйғурларниң олимпик ғәлибиси тоғрисида руқийә ханим билән сөһбәт

2008 ‏ - Йиллиқ бейҗиң олимпики әң маҗралиқ бир олимпик сүпитидә тарихқа айланди. Бу җәрянда вәтән ичи - сиртидики уйғур паалийәтчилири олимпикниң бейҗиңда өткүзүлүшигә қарши һәрхил шәкилдә һәрикәтләр елип барди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.08.27
kanada-rukiye-pegy1-305 Канада парламент әзаси пеггй наш ханим, һүсәйин җелил мәсилисидә хитайға қарита бесимни қайтидин күчәйтишкә үндәш намайишида.
RFA Photo / Kamil Tursun
 Бу һәрикәтләрдә күтүлгән үмид немә иди? немиләр қазинилди? бу һәқтә канада уйғур җәмийитиниң башлиғи руқийә турдуш ханим билән сөһбәт өткүздуқ.

Соал: бейҗиң олимпики аяқлашти, хитай олимпикниң ғәлибилик аяқлашқанлиқини тән - тәнә қиливатиду, хәлқарада һәрхил қарашлар мәвҗут. Сиз бейҗиң олимпикиниң нәтиҗисигә қандақ баһа берисиз?

Җаваб : хитай бейҗиң олимпики арқилиқ иқтисадий җәһәттики вә техника җәһәттики тәрәққиятини дуняға намайән қилди. Бу хитайниң бейҗиң олимпикидики ғәлибиси; хитай олимпик арқилиқ йәнә, мәдәнийәт җәһәттә, җүмлидин аң җәһәттә, техи көп арқида икәнликини ашкарилиди. Олимпик җәрянида йүз бәргән бир қисим сахтипәзликләр, һөкүмәт тәрипидин берилгән, әмма әмәлийләшмигән вәдиләр, хитайниң бу җәһәттики аҗизлиқлирини ашкарилиди. Бирла мисал алсақ, хитайниң олимпик җәрянида һечқандақ бир намайишқа йол қоймиғанлиқиниң өзила хитайниң тенч вә сағлам бир җәмийәт әмәсликини көрсәтти. Қисқиси хитайниң өз хәлқини адаләткә тайинип әмәс қорал күчигә тайинип итаәт қилдуруп келиватқанлиқини дуняға ашкарилиди.

Соал : дуня уйғур қурултийи бейҗиң олимпикиға қарши изчил қаршилиқ көрситип кәлди. Бу һәрикәтлиридә күткән үмиди немә иди? нәтиҗә немә болди?

Җаваб: дегиниңиздәк бейҗиң олимпикиға қарши мәйданда паалийәтләрни елип бардуқ, олимпикниң бикар қилинишини тәләп қилдуқ, асаслиқ мәқситимиз олимпик мәзгилидин пайдилинип шәрқи түркистан мәсилисини хәлқара җамаәт пикриниң күн тәртипигә әкилиш, уйғур мәсилисини дуняға кәң көләмдә тонутуш иди. Бу мәқситимизгә асасән дегүдәк йәттуқ.

Хитай 11 ‏ - сентәбир вәқәсигә қәдәр шәрқи түркистан мәсилисини дунядин изчил йошуруп кәлгән, шәрқи түркистан дегән намни тилға елиштинму өзини қачуруп кәлгән. 11 ‏ - Сентәбирдин кейин шәрқи түркистан мәсилисиниң мәвҗутлуқини етирап қилған болсиму уни бәзидә кичиклитип, бәзидә йоқ көрситип кәлгән. Хитай олимпикқа бир йил қалғанда олимпик бихәтәрликигә 1 ‏ - дәриҗилик тәһдит шәрқи түркистан террорчилири дәп әйибләп кәлди, бу арқилиқ хитай, шәрқи түркистан мустәқиллиқи дегән бир мәсилиниң мәвҗутлуқини йүксәк тон билән ашкарилиди. Униң үстигә шәрқи түркистан мәсилисиниң хитайдики биринчи дәриҗилик җиддий мәсилә икәнликини васитилик етирап қилди. Буниң нәтиҗисидә пүтүн дуня мәтбуатида, уйғур мәсилиси бүгүнгә қәдәр көрүлүп бақмиған дәриҗидә кәң көләмлик хәвәр вә мулаһизә темиси болди. Бу, биз - уйғурлар олимпиктә еришкән нәтиҗиләрдин бири.

Соал: уйғурларниң олимпикта еришкән нәтиҗилири сүпитидә йәнә немиләрни тилға елиш мумкин?

Җаваб: әң муһими дуня олимпик җәрянида уйғурларниң мустәқиллиқ ирадисидин һәрқандақ бесим астидиму ваз кәчмәйдиғанлиқини көрди. Қәшқәр вә кучадики вәқәлири уйғурларниң миллий мустәқиллиқ ирадисиниң қәтий вә тәхирсизликини пүтүн дуняға җакарлиди вә испатлиди. Бу уйғурларниң олимпикта еришкән әң чоң утуқ һесаблиниду.

Буниңдин башқа хитай һазирға қәдәр хитай өзлиригә қарши қораллиқ күрәш қиливатқан уйғур мустәқилчилирини террорчи дәп әйибләп кәлгән. Қәшқәр, куча вәқәлири асаслиқ хитай әскәр вә һөкүмәт орунлириға қарши йүз бәргәчкә, хитайниң әйиблимилириму әмәлий һәркәт арқилиқ инкар қилинди. . Йәни қәшқәр - куча вәқәлири шәрқи түркистан мустәқиллиқ күришигә чүшкән бир қисим гуманларни йәшти.

Соал: олимпикқа йеқинлашқанда уйғур паалийәтчилири һәрхил шәкилдә қаршилиқлар көрсәтти, сизчә буларниң ичидә әң зор тәсир пәйда қилғини қайси?

Җаваб: әлвәттә, 4‏ - авғуст сәмән йоли вәқәси вә 10 - авғуст куча вәқәси . Олимпик мәзгилидә көрүлгән миллий қаршилиқ һәрикәтлири ичидики әң тәсирлик вәқәләр йәнә, кучадики сақчи вә һөкүмәт орунлириға қарши һуҗумда икки нәпәр қиз барлиқи, түркийидики намайишта мәмәт турсун исимлик намайишчиниң өзигә от қойғанлиқи.

Соал: йәнә олимпик мәзгилидә гүзәлнур турди исимлик бир қизниң айропилан булашқа урунғанлиқи, олимпикқа һуҗум қилишни пиланлиған икки қораллиқ гуруппиниң қолға елинғанлиқи хәвәр қилинди, андин түркистан ислам партийиси намида баянатлар елан қилинди. Сизчә олимпик мәзгилидә уйғурлар тәрипидин берилгән баянлар вә һәрикәтләр ичидә уйғур миллий һәрикитигә сәлбий тәсир бәргәнлири болдиму?

Җаваб: хәлқара мәтбуатни изчил көзитип турдум, мәнчә мундақ бир әһвал болмиди. Бу һәқтики барлиқ хәвәр вә һәрикәтләр, дуня җамаитиниң шәрқи түркистан вәзийитигә мәркәзлишишигә сәвәп болди. Қәшқәр - куча вәқәлириниң тәсадипий бир һәркәт әмәс; миллий һәркәт икәнлики вә әркинлики күриши икәнликиниң кәң көләмдә билинишигә сәвәп болди.

Соал: уйғур тәшкилатлири олимпик мәзгилидики һәрикәтлиридин чиқарған бир дәрс яки хуласә барму?

Җаваб: бу һәқтә тәшкилатлиримиз мәхсус бир музакирә елип бармиди, бундин кейин елип бериши мумкин. Мениң шәхсий қаришим: мәсилимизни дуняға аңлитишта вәтән ичидики һәрикәтләрниң муһим орунда туридиғанлиқи йәнә бир қетим испатланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.