Бейҗиң олимпикидин кейиники хитайниң тәрәққият йөнилиши һәққидә мулаһизиләр
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.26
2008.08.26
1988 - Йилидики сиол олимпикидин кейин, җәнубий корийә демократийлишишкә башлиди. Әмди 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикдин кейин хитай қайси йолға маңиду?
Хитай һөкүмитиниң һазир ички қисмида қоллиниватқан сиясәтлири берлинчә, әмма депломатийә җәһәттә солчә боливатиду. Хәлқара һазир хитайниң қайси йолға маңидиғанлиқиға диққәт қилмақта, чүнки бу икки хил моделни тәң қоллиниш мумкин әмәс.
Роберт самилсон әпәндиниң баян қилишичә, хитайдин дуняға келидиған һәқиқий тәһдит хитайниң иқтисадий күчи әмәс, әгәр тәһдит болиду дейилсә, у пәқәт хитайниң пүтүн йәр шарида сода қаидилирини бурмилап - бузуп, дуняниң иқтисадида тәңпуңсизлиқ пәйда қиливатқанлиқи. Һазир пүтүн йәр шарида иқтисадий муқимсизлиқ мәвҗут, әгәр бундақ әһвал давамлишивәрсә дуня иқтисадий техиму яманлишиду.
Роберт самилсон әпәндиниң баян қилишичә, хитай 2001 - йили дуня сода тәшкилатиға киргәндин кейин, бу тәшкилатниң қаидилиригә әмәл қилмай, мәқсәтлик һалда хитай пулиниң базарда әркин абирот қилинишини чәкләп, өзиниң кона адити буйичә, башқа әлләрдә иқтисадий җәһәттә булаң - талаң қилишни давамлаштуруп кәлди. Хитайниң ташқи содидики тапавитиму, пүтүнләй хәлқ ичидики әрзан әмгәк күчлирини експилататсийә қилиш арқилиқ боливатиду.
Фаң җө әпәндиниң баян қилишичә, хуҗинтав демократийигә маңмай, кона йолға қайтиш хиялида болуп кәлди. Мәсилән, хуҗинтав дөләтниң һәммә органлирини өзиниң гепини аңлайдиған қилиш үчүн, худди һечқачан қанун оқуп бақмиған ваң шеңҗүнни әң али сот мәһкимисигә баш сотчиси қилғандәк, тәрәпбазлиқ билән шуғулланди. Һазир у һәрбий қисимларға өзиниң тәрәпбазлирини қоюп, һәрбий қисимларни өзиниң қумандисиға бой сунидиған қилиш үчүн һәрикәт қиливатиду.
Хитай һазир берлин билән сиол оттурисида
Әркин асия радиосиниң обзорчиси чен куйде әпәнди мәлум бир японийә мухбириниң 'олимпиктин кейин хитай муқәррәр һалда демократийилишишкә йүзлиниду' дегән қаришиға қошулмайду, униң қаришичә, бейҗиң олимпикидин кейинки хитайниң тәрәққият йөнилиши һәққидә һазир йәкүн чиқириш техи балдур, әмма шуниси ениқки, хитай һазир берлин модели билән сиол модели оттурисида теңирқап туриватиду.Хитай һөкүмитиниң һазир ички қисмида қоллиниватқан сиясәтлири берлинчә, әмма депломатийә җәһәттә солчә боливатиду. Хәлқара һазир хитайниң қайси йолға маңидиғанлиқиға диққәт қилмақта, чүнки бу икки хил моделни тәң қоллиниш мумкин әмәс.
Хитайдин дуняға келидиған һәқиқий тәһдит 'хитайниң иқтисадий күчи' әмәс
Һазир бәзи хитайчә учур вастилири, мәсилән: довей агенетлиқи, олимпиктин кейин хитай дуняға тәһдит болиду, дәватиду. Әмма пишқәдәм иқтисадий обзорчи роберт самилсон әпәнди бу көз қарашқа қошулмайду. Униң 'вашингтон пост гезити'дә елан қилған обзорида баян қилинишичә, һазир дейиливатқан 'гәрчә хитайниң һазирқи иқтисадий көлими америка иқтисадиниң аран төттин биричилик болсиму, әмма бу икки дөләт өзиниң һазирқи сүритидә тәрәққи қиливәрсә, хитай 2020 - йили америкидин ешип кетиду' дегән бу пәрәз тоғра әмәс. Әмәлийәттә хитай нупус бешиға тоғра келидиған кирим җәһәттә америкиға йетивелишқиму наһайити узун мусапә бар. 2050 - Йилиға кәлгәндә америкидики сәвийиниң йеримиға йетәлисә чоң гәп.Роберт самилсон әпәндиниң баян қилишичә, хитайдин дуняға келидиған һәқиқий тәһдит хитайниң иқтисадий күчи әмәс, әгәр тәһдит болиду дейилсә, у пәқәт хитайниң пүтүн йәр шарида сода қаидилирини бурмилап - бузуп, дуняниң иқтисадида тәңпуңсизлиқ пәйда қиливатқанлиқи. Һазир пүтүн йәр шарида иқтисадий муқимсизлиқ мәвҗут, әгәр бундақ әһвал давамлишивәрсә дуня иқтисадий техиму яманлишиду.
Роберт самилсон әпәндиниң баян қилишичә, хитай 2001 - йили дуня сода тәшкилатиға киргәндин кейин, бу тәшкилатниң қаидилиригә әмәл қилмай, мәқсәтлик һалда хитай пулиниң базарда әркин абирот қилинишини чәкләп, өзиниң кона адити буйичә, башқа әлләрдә иқтисадий җәһәттә булаң - талаң қилишни давамлаштуруп кәлди. Хитайниң ташқи содидики тапавитиму, пүтүнләй хәлқ ичидики әрзан әмгәк күчлирини експилататсийә қилиш арқилиқ боливатиду.
Хуҗинтавниң сиясий ислат елип бериш ипадиси көрүлмиди
Әркин асия радиосиниң обзорчиси фаңҗө әпәндиниң мулаһизә қилишичә, бейҗиң олимпикидин кейин, хуҗинтавниң сиясий ислат елип бериш җәһәттә һечқандақ ипадиси көрүлмиди. Бәлки униң әксичә, хуҗинтав олимпикни 'йеңи сиясий пурсәт' билип, дөләт ичидә хәлқниң пикир вә диний етиқат әркинликини техиму қаттиқ чәкләпла қалмай, дөләтниң һоқуқ қатлимидиму йәнә тәрәпбазлиқ арқилиқ қолидики һоқуқни кеңәйтип кона йолға қайтиш хиялида боливатиду.Фаң җө әпәндиниң баян қилишичә, хуҗинтав демократийигә маңмай, кона йолға қайтиш хиялида болуп кәлди. Мәсилән, хуҗинтав дөләтниң һәммә органлирини өзиниң гепини аңлайдиған қилиш үчүн, худди һечқачан қанун оқуп бақмиған ваң шеңҗүнни әң али сот мәһкимисигә баш сотчиси қилғандәк, тәрәпбазлиқ билән шуғулланди. Һазир у һәрбий қисимларға өзиниң тәрәпбазлирини қоюп, һәрбий қисимларни өзиниң қумандисиға бой сунидиған қилиш үчүн һәрикәт қиливатиду.