Хитай алий сот мәһкимиси өлүм җазасини тәкшүрүп бекитиш һоқуқини қайтуривалиду


2005.09.30

abduxelil-abdumijit-150.jpg
Ғулҗа вәқәсидики асаслиқ шәхсләрниң бири абдухелил абдумиҗит 2000-йили 15- өктәбир түрмидә өлтүрүлгән.

Хитай алий сот мәһкимисиниң муавин башлиқи вән ешияң бу һәптә бейҗиң тәбиий пән вә техника университетида сөзлигән нутқида, алий сот мәһкимисиниң өлүм җазасини тәкшүрүп бекитиш һоқуқини қайтуривалидиғанлиқини билдүрди. У алий сот мәһкимисиниң өлүм җазалирини бир тәрәп қилидиған үч җинайи ишлар сотини тәсис қилип, өлүм җазасини тәкшүрүп бекитиш җәрянида башқа органларниң арилишишиниң алдини алидиғанлиқини ейтти.

Хитай мәтбуалириниң хәвиригә қариғанда, вән ешияң хитайниң өлүм җазасини бикар қилиш һәққидики бесимға учраватқанлиқини етирап қилған. Әмма у хитайда һазирчә өлүм җазасини бикар қилмайдиғанлиқини билдүргән. Мәлуматларға қариғанда, әгәр оңушлуқ болғанда, өлүм җазасини тәкшүрүп бекитиш һоқуқи киләр йилиниң алдинқи йеримида алий сот мәһкимисигә өткүзилиду.

Наһәқ делолар үзүлмәй паш болмақта

Бу йил хитайда арқа- арқидин наһәқ, хата кесилгән чоң делолар паш болуп, җәмийәттә хитайниң әдилийә сестимисға гуман вә наразилиқларни пәйда қилған иди. Бу делолар ичидә, аялини өлтүрүш җинайити билән қарилинип, 15 йил түрмигә ташланған йүшяңлинниң делоси, бир аял күткүчини өлтүрүш җинайити билән өлүм җазаси иҗра қилнған тиң шиңшәнниң делоси қатарлиқлар бар. Кийин, бу икки делода өлтүрүлгән дәп қаралған аялларниң сақ- саламәтлики мәлум болған. Бу хил наһәқ делолар хитайдики қийнап иқрар қилдуруш вә өлүм җазасини бекитиш һоқуқиниң төвәңә берилишиниң сәлбий тәрәплирини ечип бәргән иди.

Америка мәрилән университети сиясий қанун факолтетиниң профессори чйо хуңда әпәнди, алий сот мәһкимисиниң өлүм җазасини бир тәрәп қилиш үчүн үч сот тәсис қилғанлиқи, хитайда өлүм җазаси берилидиғанлар саниниң көпликини көрситип беридиғанлиқини билдүрди. У йәнә алий сот мәһкимиси өлүм җазаси беришни тәкшүрүп бекитиш һоқуқини қайтуривалған тәғдирдиму, өлүм җазаси бериш җәряниниң адиллиқиға капаләтлик қилишниң тәсликини көрсәтти:

" Хитай сот мәһкимилиридә мәвҗут болған әң чоң мәсилә, униңда гумандарларни хәлқ сотчилири әмәс, хәлқ сот мәһкимиси сотлайду. Шуңа делолар йәнила сот комитетиниң қолидин өтиду. Бундақ болғанда башқа орунларниң арилишишини тосуп, адиллиққа капаләтлик қилмақ тәс. Шуңа хитайда өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларниң сани бәкла көп. Униң үстигә, адвокатлар буни тәкшүрәлмәйду".

Хитайда һәтта чириклик, хиянәтчилик қатарлиқ зоравансиз җинайәтләрни садир қилғанларғиму өлүм җазаси берилиду. Өлүм җазаси беришкә болидиған бундақ җинайәтләрдин хитайда 67 си бар. Буниңдин сирт, хитайниң әдилийә системиси ишәнчилик әмәс.

Икки қетим берип, икки қетим тартивелиш

Хитай һөкүмити 1970 - йили " күрәш қилиш, тәнқид қилиш вә өзгәртиш һәрикити" елип барған мәзгилдә, һәрбий идарә қилиш органлири өлүм җазаси бериш һоқуқини наһийә вә полик дәриҗилик һөкүмәт органлириға чүшүргән. Әйни вақитта, уйғур елидә сотсиз вә сорақсиз нурғун кишиләр өлүмгә һөкүм қилинған иди.

1979- Йили хитай йеңи " җинайи ишлар қануни" , " җинайи ишлар әрзийәт қануни"кни елан қилип, өлүм җазасини бериш вә тәкшүрүп бекитиш һоқуқини алий сот мәһкимисигә өткүзүп бәргән. Әмма төт йилдин кийин, хитай " җинайи ишларға қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" ни башлап, шундин кейин өлүм җазаси һөкүм қилиш вә тәкшүрүп бекитиш һоқуқини йәнә өлкә дәриҗилик сот мәһкимилиригә чүшүрүп бәргән.

Америкида қанун илмидә доктор аспрантлиқида оқуватқан алим сейитоф әпәнди, өлкә дәриҗилик сот мәһкимилириниң өлүм җазаси бериш вә тәкшүрүп бекитиш һоқуқи болғанда, наһәқ, хата кесилгән делоларниң көп болидиғанлиқини билдүрди.

Алим сейитоф әпәнди йәнә, хитай алий сот мәһкимисиниң өлүм җазасини тәкшүрүп бекитиш һоқуқини қайтуривелиши иҗабий бир қәдәм болсиму, бирақ бу арқилиқ, сотниң мустәқиллиқи вә адиллиқиға капаләтлик қилишниң мумкин әмәсликини тәкитлиди.

Хитайда 67 түрлүк җинайәткә өлүм җазаси берилиду хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайдики кишилик һоқуқ вә әдилийә системисиниң вәзийитигә интайин көңүл бөлүп келиватқан тәшкилатларниң бири. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу йил 4 - айда хитайдики өлүм җазасиниң еғирлиқи һәққидә мәхсус доклат елан қилип, хитайда өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлар саниниң дуняниң башқа җайлиридики барлиқ өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлар саниниң йиғиндисидинму көп икәнликини билдүргән иди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң лондондики асия ишлириға мәсул хадими бән кардерс хитайниң қанунида өлүм җазаси беришкә болидиған җинайи қилмишларниң түриниң көплики, сотниң адил болмаслиқи қатарлиқларниң хитайда өлүм җазасиниң көп қоллинилишини кәлтүрүп чиқириватқанлиқини билдүрүп мундақ деди:

"Хитайда һәтта чириклик, хиянәтчилик қатарлиқ зоравансиз җинайәтләрни садир қилғанларғиму өлүм җазаси берилиду. Өлүм җазаси беришкә болидиған бундақ җинайәтләрдин хитайда 67 си бар. Буниңдин сирт, хитайниң әдилийә системиси ишәнчилик әмәс".

У йәнә, хитайдики " җинайи ишларға қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" , сот мәзгилиниң қисқа болиши вә әдилийиниң мустәқил болмаслиқи қатарлиқларниң хата вә наһәқ делоларниң кәлтүрүп чиқириватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини ипадиләп, хитай һөкүмитини өлүм җазасини бикар қилишқа чақирди.

Чиюхуңда әпәнди вә алим сейитоф әпәнди, хитай һөкүмитиниң башқа мәдәний әлләргә охшаш, алди билән зораванлиқ һәрикәт елип бармиған кишиләргә берилидиған өлүм җазасини бикар қилиши керәкликини көрсәтти. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.