Өлүмгә һөкүм қилинған адил рози һәққидә сөһбәт
Мухбиримиз арислан
2010.02.25
2010.02.25

AFP Photo
2009 - Йили 10 - айниң 12 - күни үрүмчидә ечилған сотта 6 уйғурни өлүмгә һөкүм қилип бир уйғурни өмүр бойи муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Шу қетимлиқ сотта өлүмгә һөкүм қилинғанларниң исимлири, абдулкерим абдуваһит, ғени йүсүп, абдуллаһ мәмәттохти, адил рози, нурәли һошур вә алим мәмәтйүсүп қатарлиқлар болуп, өмүр бойи қамақ җазасиға һөкүм қилинған кишиниң исми болса таһирҗан аблимит иди. Сот мәһкимиси буларни адәм өлтүрүш, от қоюш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблигән.
Шу қетим өлүмгә һөкүм қилинғанларниң қатаридики адил рози исимлик уйғур яш, ақсуниң шаяр наһийисидин болуп, биз адил рози һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн униң истанбулда яшаватқан сидиқҗан исимлик дости билән сөһбәт елип бардуқ.
Сидиқҗан бизгә адил розиниң қисқичә һаяти һәққидә сөзләп, униң есил әхлақлиқ, кәмтәр, кишиләргә яманлиқ қилишни халимайдиған, яхши нийәтлик, тиришчан яш икәнликини сөзләп бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, адил рози тоғрисида сидиқҗан билән елип барған сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.