Пакистандики өмәр уйғур вәхпи пакистан ички ишлар министирлиқи үстидин пакистан алий сотиға әрз сунди

Пакистан өмәр уйғур вәхпи мәсуллири түркийидә ечилған “шәрқи түркистанлиқлар учришиш” йиғиниға қатнишиш үчүн йолға чиққанда, пакистан сақчи органлири тәрипидин чеграда тосуп қелинған иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.07.08
Pakistan-Omer-wexpi-barin-305 Пакистанниң исламабат шәһридә йашаватқан уйғурларму 4 ‏- айниң 5 ‏- күни өмәр уйғур вәқпиниң уйуштуришида, барин вәқәсиниң 19 йиллиқи мунасивити билән барин шеһитлирини хатириләш паалийити өткүзгән.
RFA Photo / Erkin Tarim

Улар тосуп қелинишниң сәвәбини сүрүштә қилғанда, пакистан ички ишлар министирлиқиниң хитай һөкүмитиниң тәлипигә бинаән мәзкур тәшкилатниң ака-ука мәсуллири билән бирликтә җәмий 6 нәпәр уйғурни чәтәлгә чиқиштин чәклигәнлики ашкариланған иди. Бүгүн мәзкур тәшкилат мәсуллири адвокати арқилиқ пакистан ички ишлар министирлиқи үстидин пакистан алий сотиға әрз сунди.

Хитай һөкүмитиниң чәтәл вәтәндашлиқиға өтүп болған уйғурларға аваричилик туғдуруш вә зәрбә бериш қилмишлири йеңи бир әһвал әмәс. Әмма, бу хил зиянкәшликкә учриған уйғурлар арисида, өзлири туруватқан дөләтниң қануни арқилиқ өзлирини қоғдаш вә хитайниң тосқунлуқлириға тақабил турушқа атлиниши тунҗи қетимдур. Пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллиридин әкбәрҗанниң юқириқи баянлиридин бу әрзниң нисбәтән мурәккәп бир җәрян билән давам қилидиғанлиқи мәлум болмақта. Тәшкилат мәсуллири өмәрҗан вә әкбәрҗанниң тәхмин қилишичә, делониң тәрәққияти давамида, пакистандики хитай әлчиханиси пакистан алий сотиғиму қол тиқип беқиши, пакистан ички ишлар министирлиқи болса, бу ака-ука паалийәтчиләрни әрздин вазкечишкә мәҗбурлиши мумкин. Әмма булар, әрздә бәлгилик нәтиҗә қазанмиғучә, басқан қәдимидин янмайдиғанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.