Пакистан ички ишлар министирлиқи өмәр уйғур вәхпиниң алий сотқа сунған әрзигә җаваб қайтурди
2012.01.24
Буниң билән мәзкур тәшкилат мәсуллири ички ишлар министирлиқи үстидин пакистан алий сотиға әрз сунған иди. Қануний тәртип бойичә, йеқинда мәзкур министирлиқ, мәзкур әрзгә қарита алий сотқа җаваб йоллиған. Министирлиқ җавабида, өмәр уйғур вәхпиниң пакистан дөлитигә қарши паалийәт билән шуғулланғанлиқиниң вә тәшкилат мәсуллириниң америкиға қечишни пиланлиғанлиқиниң байқалғанлиқини, шуниң үчүн уларниң чеградин чиқишиға чәклимә қойғанлиқини баян қилған. Министирлиқ соттин мәзкур әрзни бикар қилиш билән бирликтә дәвагәрләрни җазалашни тәләп қилған.
Йеқинда пакистан алий сот мәһкимиси, өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллириға, пакистан ички ишлар министирлиқиниң даваға қарита җавабини қисқичә хуласиләп йоллап бәргән. Сотниң бу қәғизи инглизчә тәйярланған болуп, бу хәт төвәндики мәзмунларни өз ичигә алған:
A. Дәвагәр: муһәммәд өмәр хан, муһәммәд әкбәр хан
B. Җавабкар: пакистан ички ишлар министирлиқи
Җавабкарниң чүшәндүрүши:
- Исми тилға елинған дәвагәрләрниң дөләткә қарши паалийәтләр билән шуғулланғанлиқи һәм пат йеқинда америкиға қечишни пиланлиғанлиқи байқалғанлиқи үчүн, бихәтәрлик тармақлиримизниң тәлипигә асасән, чеградин чиқишини чәкләш тизимликигә киргүзүлди.
- Ички ишлар министирлиқимиз қануний тәртип бойичә барлиқ тәкшүрүшләрни елип берип, дәвагәрләрни 2011-йили 2-айниң 19-күнидин башлап, чеградин чиқиштин чәклиди.
- юқириқи пикиргә асасән, алий сотниң мәзкур давани инавәтсиз қилишини вә дәвагәрләрни җазалишини үмид қилимиз.
Өмәр уйғур вәхпиниң башлиқи вә дәвагәр өмәрҗан бу тоғрисида оз пикирлирини билдүрди. Өмәрҗан пикриниң ахирида әгәр ички ишлар министирлиқи өзлирини хитайға қарши һәрикәтләр билән әйиблигән болса, буниңдин пәхирлинидиғанлиқини, әмма, дөлити пакистанға қарши әйиблигини үчүн вәқәдин әпсусланғанлиқини билдүрди. Әмма у йәнә алий сотниң ахири тоғра қарарни беридиғанлиқиға ишинидиғанлиқиниму әскәртип өтти.
Өмәр уйғур вәхпиниң тәркибидә актип паалийәт елип бериватқан яшлардин бири, абдуқейим шәмшидиндур. Абдуқейим ички ишлар министирлиқиниң алий сотқа бәргән җавабида һәқиқий әһвални йошурғанлиқини оттуриға қойди. Униң билдүрүшичә, уларниң қара тизимликкә киргүзүлүшидә хитай һөкүмитиниң тәлипи, бесими муһим рол ойниған. Әмма ички ишлар министирлиқи, өмәр уйғур вәхпини пакистанға қарши һәрикәт қилиш вә америкиға қечишни пиланлаш билән әйибләп, вәқәниң әсли маһийитини йошурған.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.