Муһәббәткә қоюлған он еғир шәрт
2012.11.23
21 - Ноябир күни фолло раюниниң мәркизи скида норвегийә уйғур комитети сәнәт гурупписиниң бивастә йитәкчиликидә уйғур мәдәнийәт кечилики өткүзүлди. Норвегийә уйғур комитетиниң сабиқ рәиси, норвегийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизиниң мәсули сәмәт абла уйғур мәдәнийити вә уйғурларниң бүгүнки кишлик һоқуқ вәзийитини тонуштуруп өтти.
Уйғур сәнәт гурупписиниң йитәкчиси мөминҗан меһманларға уйғур сәнити вә уйғур чалғу әсваплирини тонуштурғандин кейин, нилуфәр ханим уйғур тамақ мәдәнийити һәққидә тәсиратлирини баян қилди.
Уйғурлар һәққидә сөзләнгән қисқа нутуқлар вә арилиқта орунланған сәнәт нумурлиридин кейин, яшлар вәкили бабурҗан сөз қилип уйғур миллий һәрикитиниң йитәкчиси,дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимни тонуштуруп өтти. Шуниңдин кейин паалийәтниң әң муһим қисми болған “муһәббәтниң он шәрти” филими қоюлушқа башлиди. Филим қоюлуватқанда, бәзи меһманлар көз яшлирини төкти. Филим қоюлуп болғандин кейин мәдәнийәт паалийитигә кәлгән меһманлар филим һәққидә муназирә қилишип, уйғурларниң һазирқи сиясий әһвали, рабийә қадир ханимниң аилиси вә “муһәббәткә қойған” аҗайип еғир шәртлири һәққидә қизғинлиқ билән соалларни сорашти вә бу һәқтә өз пикир - қарашлирини оттуриға қойди.
Мөминҗан әпәнди зияритимизни қобул қилди.
Паалийәткә қатнашқили кәлгән бир норвег ханим мундақ деди: бу паалийәт наһайити тәсирлик өтти. Мән уйғурлардин ибарәт бу милләтниң тарихи вә мәдәнийитигә наһайити қизиқип қалдим, бу мәдәнийәт күни арқилиқ уйғурлар һәққидә хели көп чүшәнчигә игә болдум.
Икки йерим саәт давамлашқан бүгүнки мәдәнийәт паалийитигә йүзгә йеқин киши қатнашқан болуп, бу меһманларға бир өзи ялғуз он нәччә хил тамақни һазирлап кәлгән нилуфәр ханимға алқишлар яңриғанда, у зияритимизни қобул қилип йүрәк сөзлирини баян қилди.