Уйғур елидә пиландин сирт туғулған балилар оқушсиз қалмақта
2005.06.22
Сәйшәнбә күни хитай шинлаң тор бетидә елан қилинған бир хәвәрдин ашкарилинишичә, или области көнәс наһийисиниң таштөпә йезисиға қарашлиқ икки кәнттә, 6 яштин 18 яшқичә болған оқушсиз балиларниң сани миңдин ашқан.
Чәт яқа икки кәнттә оқушсиз балилар сани миңдин ашқан
Хәвәрдә көрситилишичә, оқушсиз балилар пәвқуладдә көп болған бу икки кәнт көнәсниң таштөпә йезисиға қарашлиқ йеңидин ечиветилгән кәнтләр болуп, 1996 -йили бу йезилар ечиветилгәндин буян техичә су, ток, қатнаш, һөкүмәт оргини қатарлиқ әсләһәлириниң һеч бири толуқланмиған икән. Шуңа бу кәнтләрдики амма бу икки кәнтни "һөкүмәтсиз кәнт" дәп атайдикән.
Биз бу икки кәнтниң әһваллири һәққидә мәлумат елишқа урунуп 114 истансиси арқилиқ телефон номурини сүрүштә қилдуқ. Әпсус бу кәнтләрниң телефон номури һәтта намиму тизимға елинмиған икән.
Хәвәрдә көрситилишичә, нөвәттә бу кәнтләрдики амминиң һәммидин чоң ғеми, балиларниң оқушсиз қелиш мәсилиси болмақта икән.
Оқушсиз қелишидики әң чоң сәвәб - нопусизлиқ
Мунасивәтлик тармақлар бу икки йезидики оқушсиз балиларниң санини елиш үчүн барғанда, оқушсиз қалған миңлиған саватсиз бала, тизимға алдуруш җәдивилигә исмини язалмиғачқа бармақ изини қалдурған.
Көнәс наһийилик маарип идариси, бу икки кәнттики миңларчә балиларниң оқушсиз қелишиға бу җайларниң маарип, мәктәп шараитиниң яхши болмаслиқидин башқа әң муһим сәвәбниң, оқушсиз қалған бу балиларниң пилансиз туғулған, нопуссиз балилар икәнликини, уларниң оқуш ишиға көңүл бөлгән тәқдирдиму, бу хитайниң пиланлиқ туғут сиясити билән мунасивәтлик болғачқа, һазирғичә бу балиларниң оқуш мәсилисиниң һәл болмай келиватқанлиқини билдүргән.
Гәрчә хитай һөкүмити уйғур елидә тоққуз йиллиқ мәҗбурий маарипниң асасән әмәлгә ашурулғанлиқини көрситиватқан болсиму әмма, уларниң бериватқан сани пәқәт нопустики балиларниң мәктәпкә кириш нисбитидур.
Уйғур елидин игилишимизгә қариғанда, емилйәттә уйғур елиниң һәр қайси җайлирида пиландин сирт туғулған, нопусқа елинмиған балиларниң һәр қандиқиниң оқушқа кириш һоқуқи болмайдикән. Шундақла бу хилдики нопуссиз болғанлиқи үчүн мәктәп йүзи көрәлмигән балилар интайин көп болуп бу һәқтә хитай һөкүмитиму һазирға қәдәр ениқ санлиқ истатестика елан қилип бақмиди.
Ата- анилар нопуссиз балилириниң тәқдири үчүн тәшвишләнмәктә
Йеқинда, радиомизға телефон қилған бир уйғур, үчүнчи балиси хитай һөкүмити тәрипидин пилансиз туғулған дәп қаралғачқа нопусқа елинмай, нурғун ишларда қолайсиз боливатқанлиқини, балисиниң тәқдиридин әндишә қиливатқанлиқини, билдүргән иди.
Йеқинда уйғур елидин германийигә қечип келип яшашқа мәҗбур болған бир уйғур ана, хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сияситиниң зиянкәшлики билән өзи һәм балисиниң яқа юртларда сәрсан болушқа мәҗбур болғанлиқини билдүрди.
Уйғурларниң билдүрүшичә, уйғур елидә балиларниң оқушсиз қелишиға бирси намратлиқ сәвәб боливатқан болса, балиларниң пиланлиқ туғут сиясити түпәйли нопусқа елинмаслиқиму асасий сәвәбниң бири болуп кәлмәктә.
Нөвәттә уйғур елидә пилансиз пәрзәнт һисапланған балилар нопусқа елинмиғанлиқи үчүн, улар давалиниш, маарип қобул қилиш вә башқа имканийәтләрдин бәһриман болалмай һәтта зиянкәшликкә учримақта.
Нопуссиз хитай балилиричу?
Әҗәплинәрлики, хитай һөкүмити уйғурларниң пиландин сирт туғулған балилирини қәтий нопусқа алмиған бир пәйттә, уйғур елидики хитай аққунлириниң уйғур елидә туғулған пилансиз балилириға пәрқлиқ муамилә қилип, алаһидә имтиязлардин бәһриман қилмақта. Буниң испати, 2004 - йили 7- айда уйғур аптонум районлуқ һөкүмәт, ишләпчиқриш қурулуш армийисидики 1993 - йилидин буян пилансиз туғулған балиларниң, мәктәпкә кириш мәсилисини һәл қилиш үчүн, мәхсус уқтуруш чүшүргән. 149 - Туәндила җәмий 39 нәпәр хитай балисини уйғур райониға нопусқа алған. Мәзкур хәвәр әйни вақитта шинхуа хәвәр торида елан қилинған иди.
Хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясити -1988йили рәсмий йолға қоюлғандин буян, бу сиясәтниң уйғурға охшаш, нопус җәһәттә хитайдәк көп болмиған милләтләргә қаттиқ қоллуқ билән йүргүзүлиши, уйғурларниң изчил наразилиқини қозғап кәлмәктә. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Намрат оқуғучиларниң оқуши қейинлашмақта
- Хитай вә уйғур елидики намрат оқуғучилар көпәймәктә
- Хитай йезилиридики оқуғучилар йәнә оқуштин тохтап қалмақта
- Хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлири уйғур балилириниң оқуш арзулирини набут қилмақта
- Уйғур балилириниң мәктәпкә кириш нисбитиниң өрлиши билән уйғур маарип сүпитиниң мунасивити