Орал алтай тиллиқ қәләмкәшләр моңғулийидә илмий муһакимә елип барди

Орал алтай тиллири қәләмкәшлириниң илмий муһакимә йиғини 1-июлдин 8-июлғичә моңғулийиниң пайтәхти уланбатор қатарлиқ бир қанчә шәһәрдә елип берилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.07.12
oral-altay-tilliq-qelemkeshler-305.jpg Орал алтай тиллиқ қәләмкәшләр моңғулийидә илмий муһакимә йиғини көрүнүши. 2011-Йили июл.
RFA

Моңғулийә дөләтлик мәдәнийәт академийиси вә хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиниң уйғур қәләмкәшләр шөбиси қатарлиқ орунларниң күч чиқириши билән орал алтай тиллири қәләмкәшлириниң илмий муһакимә йиғини 1-июлдин 8-июлғичә моңғулийиниң пайтәхти уланбатор қатарлиқ бир қанчә шәһәрдә елип берилған. Тилшунас, язғучи вә архилоглардин тәркиб тапқан йиғин қатнашқучилири, илмий муһакимиләрдин кейин йәнә моңғул яйлақлиридики уйғур қәдимий ядикарлиқ изналиридин билгә қағанниң қәбригаһи, көлтекин мәңгү теши, қәдимки уйғур ханлиқи пайтәхти қара баласағун қатарлиқ мәдәнийәт ядикарлиқ орунлирида зиярәттә болған.

oral-altay-tilliq-qelemkeshler1-385
Йиғинға қатнашқучилар көлтекин мәңгү тешини зиярәт қилмақта. 2011-Йили июл.
RFA

Бу илмий паалийәтниң тәпсилати һәққидә мәлумат елиш үчүн, уйғур қәләмкәшләр җәмийити рәиси қәйсәр өз һун әпәндигә мураҗиәт қилдуқ, юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз гүлчеһрәниң қәйсәр өз һун әпәнди билән өткүзгән телефон сөһбитигә диққәт қилғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.