Етан гутман: “хитайниң шинҗаңдики орган тиҗаритиниң җәряни”
Мухбиримиз ирадә
2011.12.16
2011.12.16
AFP
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, өлчәм һәптилик журнилида “хитайниң шинҗаңдики орган тиҗаритиниң җәряни” намлиқ мақалә елан қилинди. Мақалини етан гутман исимлик мухбир һазир чәтәлләрдә яшаватқан вә әйни чағда уйғур елидики орган тиҗаритиниң җәрянлириға бивастә қатнашқан вә яки әһвални өз көзи билән көргән кишиләрниң баянлириға асасән тәйярлап чиққан. Аптор буни баян қилиштин аввал уйғур елиниң вәзийити һәққидә мәлумат берип уйғур елиниң 1949 - йили хитай коммунист һакимийити тәрипидин ишғал қилинғандин бери, хитай һөкүмитиниң қаттиқ қоллуқ сиясити билән контрол астиға елинип кәлгәнлики, уйғур елигә көчүрүп келингән хитай көчмәнлири арқилиқ уйғур елидики нопус қатлимида өзгәртиш елип барғанлиқи һәмдә диний, миллий бесим әһваллиридин мәлумат бәргән.
11 - Синтәбир вәқәсидин кейин америкиниң террорлуққа қарши уруши елан қилиши биләнла, хитайниңму туюқсизла террорға қарши күрәш қиливатқан дөләт болувалғанлиқини вә уйғур сиясий өктичиләргә диний радикал, террорчи нами астида зәрбә беришкә башлиғанлиқини ейтқан. У, уйғурларниң сиясий мәһбуслири учраватқан инсан қелипидин чиққан муамилә үстидә алаһидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елини сиясий мәһбусларниң органлиридин “мол һосул” алидиған бир базиға айландурувалғанлиқини баян қилған вә әйни чағда сиясий мәһбусларниң органлирини кесип еливелиш ишлириға қатнашқан яки өзи бивастә көргән, әйни чағда уйғур елидә сақчи, дохтур, сестира болған вә һазир яврупа, канада қатарлиқ дөләтләрдә яшаватқан кишиләр тәминлигән учурларни әйнән баян қилған. У бу кишиләрниң бәзилириниң аилиисниң бихәтәрлики сәвәблик өз кимликини ашкарилашни халимиғанлиқини әскәртип, буни уйғурларниң хитайниң бесимиға учраватқанлиқиниң йәнә бир испати, дәп көрсәткән.
Етан гутманниң баян қилишичә, хитай даирилири түрмиләрдики өлүмгә мәһкум қилинған сиясий җинайәтчиләрдин сағлам, ички әзалири ишлитишкә ярамлиқ дәп қариғанлирини тизимлиғандин кейин, уларниң өлүм җазаси иҗра қилинидиған күни опиратсийә қилидиған дохтур аптомобили вә дохтурларни җаза мәйданиниң бир йеригә тохтитип қойидикән. Органлири елинидиған сиясий җинайәтчиләр чала өлтүрүлгәндин кейин дәрһал дохтур аптомобилиға йөткилидикән. Тәйяр болуп турған дохтурлар мәһбусқа һечқандақ мәс қилиш дориси бәрмәстинла униң қарнини йерип, ички әзалирини суғурувалидикән вә җараһәт изини әйнән тикип қойидикән. Шаһитларниң бәзилири мухбирға шу чағда чала өлүк қилинған мәһбусниң гәрчә қаршилиқ көрситәлмисиму, әмма һәммә нәрсини билип туридиғанлиқини, бәзилириниң һәтта ағриқ азабидин иңрашлирини көргәнликини ейтқан.
Шаһитларниң ейтип беришичә, бу сиясий мәһбусларни етиштин бурун уларға органлири қетишип қелишниң алдини алидиған бир хил окул урғандин кейин андин кейин уларни җаза мәйданиға апиридиған болуп, улар бу арқилиқ органни йөткигичә қетишип қелишиниң алдини алидикән. Аптор, чала өлүк қилинған бәдәндин елинған органни йеңи бәдәнгә көчүрүп селишниң үнүми техиму юқири болғанлиқи үчүн, хитай даирилириниң қурбанлирини чала өлүк һалда опиратсийә қилғанлиқини ейтқан.
Аптор бу мақалидә, 1995 - йили ғулҗа вәқәси йүз бәргән мәзгилдә йүз бәргән интайин ечинишлиқ вәқәләрни ашкарилиған. У әйни чағда ғулҗида сақчи вә сестира болуп турған кишиләрниң ейтип бәргәнлиригә асасән баян қилишичә, ғулҗа вәқәси мәзгилидә ғулҗидики барлиқ сақчиларға қорал тарқитилған болсиму, әмма уйғур сақчиларға “қоралиңдин чатақ чиқипту, ясиливатиду” дегән баһанә билән қорал берилмәй, улар гундипайлиққа селинған. Улар алаһәзәл 400 дәк уйғурниң қиш күни соғақта тоңлитип өлтүрүлгәнликини көргән.
Вәқә мәзгилидә ғулҗидики мәлум бир дохтурханида сестира болған бир аялниң мухбирға ейитп беришичә, шу мәзгилдә һәрқандақ дохтурниң уйғур яридарларни қобул қилиши чәкләнгән. яридарларни давалиған дохтурниң бири 15 йиллиқ йәнә бири 20 йиллиқ қамақ җазаси билән җазаланған. Дохтурхана даирилири “әгәр кимки йәнә уйғурларни давалайдикән, силәрму охшаш җазаға учрайсиләр” дегән. Шуңа һечким яридар болған уйғурларни давалашқа җүрәт қилалмиған. У мәзгилдә дохтурханидики уйғур вә хитай дохтур, сестира вә доригәрләр арисидики мунасивәтму йириклишип кәткән. Хитай дохтурлар дориханиниң ачқучини тиқивалидиған болған. Иккинчи балисини туғуш үчүн дохтурханиға уйғур аял кәлсә, туғут дохтуриниң балини тәкшүрүп көргәндин кейин, пенсилин дәп балиға укул уридикән. Үч күн өтмәйла бала көкирип өлүп қалидикән. Шуниң билән хитай дохтурлар бовақниң ата - анисини “балаңлар бәк аҗизкән, дорини көтүрәлмәпту” дәпла йолға селип қойидикән. Бу сестира хитай дохтурларниң бирму хитай балисиға мундақ окул урғанлиқини көрмигән.
Аптор мақалисидә йәнә, хитай компартийисиниң чоң башлиқлириға, уйғур елидики сиясий мәһбусларниң органлири көчүрүлгәнликидәк әһвалдин мәлумат бәргән. Униңға әһвални баян қилип бәргән мурат исимлик бу уйғур дохтур әйни вақитта үрүмчидики мәлум бир чоң дохтурханида дохтур болуп ишлигән. Аптор мундақ дәп баян қилған:
- Муратниң дохтурханисиға ички әза кесилигә гириптар болуп, әзаси алмаштуруши керәк болған 5 чоң башлиқ ятқан. Чоң дохтурларниң бири бир күни муратқа үрүмчидики сиясий мәһбусларни тутуп туридиған түрмигә берип қан елип келишни буйриған. Мурат түрмигә барғанда 20 яшлар әтрапидики 15 нәпәр уйғур яшни көргән. Мурат йиңнисини чиқарғанда улар муратқа “сәнму уйғур туруп нимишқа бизгә бундақ қилисән?” дегән. Әмма мурат әйни чағда әһвалдин хәвәрсиз “мән пәқәт қан алғили кәлдим. Бу силәрниң саламәтликиңлар үчүн” дегән вә уларниң қенини елип қайтип кәткән. Мурат қайтип кәлгәндин кейин дохтурдин “улар һәммиси өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларму ?"” дәп сориған. Дохтур униңға “шундақ мурат, сән көп соал сорима. Улар әски адәмләр, улар дегән дөлитимизниң дүшмәнлири” дегән. Әмма мурат дохтурдин бу қанни немә қилидиғанлиқини соравәргән вә у ахири әслидә дохтурлар өзлири еһтияҗлиқ болған қан типлиқ мәһбусларни тапса, уни апирип көкрикиниң оң тәрипидин оқ етилип чала өлүк қилинғандин кейин, органлириниң суғурувелинидиғанлиқини, андин бу органлар партийә, һөкүмәт рәһбәрлиригә йөткилидиғанлиқини, андин уларниң кесәл каривитидин саламәт қопуп кетидиғанлиқини билгән.
Мақалидә ейтилишичә, дохтур муратқа сиясий мәһбусларниң органлирини елишниң нормал әһваллиқини, һәрбий район дохтурханилириниң буниң алдида маңидиғанлиқини ейтип бәргән. Апторниң баян қилишичә 1999 - йиллардин кейин хәлқарадин кәлгән бесимлар нәтиҗисидә хитай һөкүмити мәһбусларниң органлирини елиш әһвалиға бәзи чәклимиләрни йолға қойған болсиму, әмма уйғур елидә әһвалниң башқичә икәнликини ейтқан. У, 2009 - йили үрүмчи вәқәси мәзгилидә хитай даирилириниң барлиқ алақә вастилирини үзүп ташлап, үрүмчидики миңлиған уйғур әрләрни тутуп кәткәнликини баян қилип, түрмигә елинған яшларниң бәзилиридин елинған учурлардин үрүмчи вәқәсидә тутулғанларниң бәзилириниң саламәтлик тәкшүрүш арқилиқ органлириниң тәкшүрүлгәнликини вә уларниңму охшаш ақивәткә дучар болғанлиқини баян қилған.
Аптор мақалисидә йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур елини пәқәт орган тиҗарити базисила әмәс, бәлки йәнә атом синиқи елип баридиған тәҗрибә мәйдани қилғанлиқи һәққидиму тәпсилий мәлуматларни бәргәндин кейин мақалисини мундақ дәп аяқлаштуриду :
13 Милйон уйғурниң сани аз, улар һәм үмидсиз. Улар күрәш қилиши мумкин. Уруш бир күн кәп қелиши мумкин. Шу күн кәлгәндә икки тәрәпни сөһбәткә чақиридиған һәммә дөләт өз тарихиға қарап бақса болиду. Әгәр мәндин сорисиңиз, мән бир йәһуди болуш сүпитим билән шуни дийәләймәнки, өлүк бәлким өчини алалмаслиқи мумкин. Әмма һечқандақ бир киши мәңгү бесим астида яшашни давам қилалмайду.