Язғучи нурмуһәммәд ясин (өркиши) хитай даирилири тәрипидин қолға елинди
2005.01.12

Уйғур һазирқи заман әдәбият сепидики яш чолпанларниң бири, қәшқәрлиқ язғучи вә шаир нурмуһәммәд ясин (өркиши), өткән йилниң ахирлири қәшқәрдә хитай дөләт бихәтәрлик даирилири тәрипидин қолға елинған.
Йәнә бир мәдәнийәт инқилаби
Мәркизи германийидики шәрқий түркистан учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, нурмуһәммәд ясин өткән йили 11 - айларда қәшқәр вилайәтлик дөләт бихәтәрлик идарисидики мәхпий сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән. Шәрқий түркистан учур мәркизи, язғучиниң "қәшқәр әдәбияти" жорнилида елан қилинған "көк кәптәр" намлиқ әсири сәвәбидин қолға елинғанлиқини билдүрди. Хитай дөләт бихәтәрлик идариси нурмуһәммәд ясинни идиологийә җәһәттә бөлгүнчилик пикирини тәрғип қилиш "җинайити" билән әйиблигән.
Амма қәшқәр шәһәрлик партком тәшвиқат бөлүмидики исмини ашкарилашни халимайдиған әмәлдарлар, нурмуһәммәд ясинниң қолға елинғанлиқидин хәвири йоқлиқини билдүрүп, бу һәқтә илгирләп тохтилиштин өзини қачурди.
Нурмуһәммәд ясинниң "көк кәптәр" намлиқ нәсири қәшқәр әдибиятиниң 2004 - йиллиқ 5 - санида елан қилинған. Шәрқий түркистан учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, қәшқәрдики мунасивәтлик даириләр "қәшқәр әдибияти " жорнилиниң баш муһәррири вә мәсул муһәррирләр үстидин тәкшүрүш елип беришқа башлиған шундақла "қәшқәр әдәбияти" ниң 2004- йиллиқ 5 - санини йиғивелиш һәққидә буйруқ чүшүргән.
Мол һосуллуқ қәләмкәш
Нурмуһәммәд ясин, уйғур әдәбият сепидики мол- һосуллуқ яш чолпанларниң бири болуш сүпитидә тонулушқа башлиған иди. язғучиниң "йүрәк йиғлайду" , " балилиқни сеғиниш" қатарлиқ әсәрлири 12 - вә 13 - нөвәтлик хантәңри әдәбияти мукапатиға еришкән.
Аяли қәшқәрдики мәлум бир мәктәпниң оқутқучиси болған нурмуһәммәд ясин мустәқил қәләмкәш болуп, турмушини әдәбий иҗадийитидин алған қәләм һәққигә тайинип қамдайтти. У, қәдимий долан дияри маралбешиниң ават базиридики бир деһқан аилисидә 1974 - йили дуня кәлгән.
Нурмуһәммәд ясин өзиниң әдәбий һаяти қандақ бих тартқанлиқини мундақ дәп чүшәндүриду: "гүзәл ривайәтләр сирлиқ әпсаниләр билән толған бу қәдимий долан дияри вә өзгичә нахша-усул, мәдәнийәт қатлимиға игә бу хәлқ, мениң тунҗи оқутқучим болди. Мән уйғур хәлқ чөчәклириниң рәңдар тил ретимлири арисида өсүп, йетилип өзүмгә мәнсуп болған әдәбият дәрвазисиниң ачқучиға ашулар арқилиқ игә болдум."
Нурмуһәммәд ясин, тарихшунас тохти музарт вә шаир турсунҗан әмәтләрдин кейин қолға елинған уйғур әдипләрниң бири.
Йеңи қалпақ - "идеологийә бөлгүнчилики"
Хитай һөкүмити бир қанчә йилниң алдида японийидә оқуған тарихшунас доктор тохти музартни дөләт мәхпийәтликини чәтәлликләргә ашкарилиди, дигән җинайәт билән әйипләп, 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. 2000 - Йили мәрһум музикант нурмуһәммәд турсунниң сәнәт кечиликидә шеир оқуған турсунҗан әмәтни қолға елип, аптоном район бойичә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған идиологийә сепидики бөлгүнчиликкә қарши туруш һәрикити қозғиған иди. Шәрқий түркистан учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, нурмуһәммәт ясин бу қетим хитай һөкүмити тәрипидин идеологийә сепидә бөлгүнчилик пикирини тәрғип қилиш "җинайити" билән қолға елинған.
Мол мәзмунлуқ әсәрлири
Нурмуһәммәт ясин али билим юртлирида оқуш пурситигә еришәлмигән язғучиларниң бири. У бу җәһәттики бошлуқни қандақ толдурғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ дигән:
"Мән хәлқимниң тили вә авазида сөзләнгән һәр қандақ әсәрни издәп, тепип билим елиш нисип болмиған һаятимниң бир қисими сүпитидә толуқлап кәлдим вә шу асаста билип- билмәй бир қәләм әһли болуп қалдим."
Нурмуһәммәт ясин һазирқи заман уйғур әдәбияти сепидики мол һосуллуқ яш язғучиларниң бири һесаблиниду. Униң һазирға қәдәр "ойнайдиған бала барму?", "тунҗи муһаббәт", " йүрәк йиғлайду" қатарлиқ китаблири нәшр қилинған шундақла 40 парчидин артуқ әсири бир қанчә топламға киргүзүлгән. "Йүрәк йиғлайду" қатарлиқ он нәччә парчә әсири толуқсиз вә оттура техником мәктәпләрниң дәрсликигә қоюлған иди. язғучиниң һәр хил мукапатларға еришкән әсири 30 парчидин ашиду.
Уйғур тәшкилатлириниң инкаси
Нурмуһәммәт ясинниң қолға елинғанлиқи чәтәлдики уйғур тәшкилатларниң қаттиқ тәнқитигә учримақта.
Мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәл, хитай һөкүмитиниң уйғур язғучиларни шундақла уйғур сәнәтчиләрни бастуруш һәрикити, әмәлийәттики уйғур мәдинийитигә қаритилған бузғунчилиқ, дәп көрсәтти. У хитай һөкүмити уйғурларниң наразилиқ һәрикитини бастуруштин, пикир қилиш вә ойлаш әркинликини боғушқа өткәнликини илгири сүрди.
Нури түркәл йәнә, хәлқара җәмийәтни уйғур мәдинийитигә қаритилған бузғунчилиққа қарши қоғдаш қануни чиқиришқа үндәйдиғанлиқини илгири сүрди.
Нурмуһәммәт ясин қолға елинғандин кейин, униң уйғурчә тор понкитлардики " көк кәптәр" намлиқ әсири еливетилгән. Шәрқий түркистан учур мәркизиниң ашкарилишичә, қәшқәр вилайәтлик партком тәшвиқат бөлүми қәшқәр бойичә нурмуһәммәт ясинниң идиологийә җәһәттики зәһирини тазилаш һәрикити қозғиған. (Әркин)