Осакадики уйғурлар: қундузниң мәқсити уйғурларни парчилаш, д у қ ға қарши туруш
2012.12.04
Йәни бу уйғурларниң бәзилири японийә пуқраси, бәзилири техи оқуш, тәтқиқат ишлири билән шуғуллиниватқанлардур.
Осакадики бир қисим уйғур зиялийлириниң инкасиға қариғанда, осакадики хитай консулханисиниң муавин консули қундуз йүсүпниң 2010-йили осакадики хитай консулханисиға келиши билән, хитай консулханисида түрлүк паалийәтләрни орунлаштуруш шундақла уйғур елидин кәлгән оқуғучиларға оқуш мукапати тарқитиш баһаниси билән уйғурларни консулханиниң башқурушиға йиғивалған. Буниң билән уйғур җамаити арисида зиддийәт пәйда болған,йәни консулханиға йеқин туридиған уйғурлар билән консулханиға йеқинлашмайдиған уйғурлар арисида бөлүнүш һасил болған, бу һәқтә зияритимизни қобул қилған осакадики бир уйғур өзиниң көз қарашлирини баян қилип: қундуз йүсүпниң мәқсити уйғурларни парчилаш,дуня уйғур қурултийиға қарши туруш деди.
Бу қарашларға нисбәтән д у қ ниң муавин рәиси илһам мәхмут, хитайниң муавин консули қундуз йүсүпниң японийидики уйғурларни парчилаш мәқситиниң һәргиз әмәлгә ашмайдиғанлиқини билдүрүп, өз қарашлирини оттуриға қойди.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса әпәнди, дуня уйғур қурултийиға қарши турушта, ялғуз японийидики хитай консули вә қундуз йүсүпкә охшаш кишиләрниңла әмәс, бәлки дуняниң һәммила йеридики хитай консулханилириниң маһийитиниң охшашлиқини билдүрди.
Тәпсилатини юқириқи улиништин аңлиғайсиз.