Османли империйисиниң оттура асияға әвәткән мәхпий разведка хадимлири (1)
2011.04.18

Йеқинда түркийиниң бир қанчә муһим гезитлиридә бир мақалә елан қилинған болуп бу мақалидә, әйни замандики османли империйисиниң дөләт бихәтәрлик идариси болған иттиһад вә тәрәққий тәшкилатиниң рәһбири әнвәр паша, оттура асияда түрк бирлики қуруш мәқситидә оттура асияға мәхпий вәзипә үчүн әвәткән адил һекмәт қатарлиқ 5 нәпәр разведка хадиминиң оттура асиядики қирғизистанға барғанлиқи вә русларға қарши қирғизларни қозғилаң көтүрүшкә чақириқ қилип, йәттә су урушини кәлтүрүп чиқарғанлиқи вә қирғизларға қоманданлиқ қилғанлиқи, кейин йеңисар, йәкән вә қәшқәр шәһәрлиригә берип паалийәт елип барғанлиқи баян қилинған.
2011-Йили 4-айниң 14-күни анатолийә мухбири ели еһсанчам тәрипидин “шаңхәйдә 5 османли җасуси” дегән темида бир парчә мақалә елан қилинди. Бу мақалә түркийидә чиқидиған, заман гезити, сабаһ, түркийә вә радикал гезитлиридә охшаш вақитта елан қилинди. Мақалидә мундақ дейилгән:
“иттиһад вә тәрәққий” тәшкилатиниң рәһбири әнвәр паша, пантүркизмни турғузуш вә оттура асияда түрк бирлики қуруш мәқситидә оттура асияға мәхпий вәзипә үчүн адил һикмәтбәй қатарлиқ 5 нәпәр разведка хадимини оттура асияға әвәткән. “тәшкилати мәхсус” намлиқ дөләт бихәтәрлик тәшкилатиниң намида 1914-йили һиндистан арқилиқ оттура асияға әвәтилгән адил һикмәтбәй қатарлиқ 5 нәпәр һәрбий генерал дәсләптә оттура асияниң бир қанчә районлирида паалийәт елип барған. Адил һикмәтбәй һиндистанға барғанда 1-дуня урушиниң башлиниши болуп, бу адил һекмәт вә сәпдашлириниң мәркәз билән болған мунасивитиниң үзүлүп қелишқа сәвәб болған. Әмма, адил һекмәт вә сәпдашлири нурғун қийинчилиқларға дуч кәлгән болсиму һиндистан арқилиқ афғанистанға, у йәрдин қирғизистан вә қазақистанға барған. У йәрдә “иттиһад вә тәрәққий” тәшкилатиниң бәргән вәзиписи бойичә түрк бирлики иш пиланини әмәлгә ашуруш үчүн паалийәт қилған. У дәврдә османли дөлитигә қарши уруш қилған русларға қарши қирғизларни қораллиқ һәрикәтләндүргән адил һикмәтбәй вә сәпдашлири нәччә йил давам қилған вәқәләр җәрянида бир қанчә қетим қолға елинған. Түрмиләргә қамалған һәтта өлүмгә һөкүм қилинған болсиму қечип қутулған вә паалийәтлирини давам қилған.
Мақалиниң давамида йәнә мундақ дейилгән: адил һикмәтбәй вә сәпдашлири оттура асиядин шәрқий түркистанға өткән у йәрдә хитай, рус вә инглиз җасуслири уларниң пейигә чүшкән. Улар хәтәр астида қалғанлиқини һес қилип, қуруқлуқ йоли билән шаңхәйгә қечип кәткән вә шаңхәйдә голландийә вә германийә консулханисида панаһланған. Адил һикмәтбәй хитайлар тәрипидин тутулуп кетиш хәвпини көздә тутуп түркийигә қайтип кетишни ойлап, голландийиниң шаңхәйдики консулханисиға мәктуп язған. Голландийә консулханиси бу һәқтә ярдәм қилалмайдиғанлиқини билдүргән. Бу арида адил һикмәтбәй әсиргә чүшкән германийә әскәрлириниң японийиниң бир парахоти билән һамбургқа йолға селинидиғанлиқини аңлиған вә у дәврдә шаңхәйдә һакимийәтни қолға алған японлардин ярдәм тәләп қилған нәтиҗидә бир япон дохтур германийигә әсир йөткәйдиған парахотқа адил һикмәтбәйни селип йолға салған. Адил һикмәтбәй һамбург портиға келип у йәрдин түркийигә сақ -саламәт қайтип кәлгән. Адил һекмәт билән оттура асияға мәхпий вәзипә үчүн әвәтилгән “тәшкилати мәхсус” ниң әзалири қушчи баши селим шами, һөсәйн әмруллаһ, әсли қиримлиқ болған һүсәйин бай, әсли җурҗи болған бурсалиқ ибраһим һәқли қатарлиқ кишиләрдин тәркиб тапқан.
Адил һикмәтбәйниң әслимилирим болған “асияда бәш түрк” намлиқ китаб нәшр қилинған болуп, бу китабта адил һикмәтбәйниң қәшқәр вә йеңисар зиярити һәққидә язған хатирилиридин нәқил қилип мундақ дейилгән: 1914-йили 9-айниң 15-күни пишавурдин йолға чиқип 60 йол йүргәндин кейин йәни 1914-йили 11-айниң 15-күни йеңисарға йетип кәлдуқ. Чин түркистанниң йеза -мәһәллилирини арилап кетивататтуқ. Мәһәллиләрдин өтүватқанда кишиләр бизгә қоғун, тавуз берәтти. Кишиләр бизниң түрк икәнликимизни билгәндин кейин тамақ вә мевиләр билән меһман қилатти. Мана бу мән нәччә йилдин бири хиял қилип яшап кәлгән түркистанни көрүвататтим. Мана бу мубарәк қитәниң түрклири. Мән уларниң ичигә сиңип кәткән идим, буниңдин кейин мушу йәр бизниң паалийәт сәһнимиз иди. Пүткүл ишлиримизни булар билән бу әтрапта қилаттуқ. Бу йәрләр әҗдадлиримизниң юрти иди. Бу йәрдики хәлқниң чирайидин күлкә-тәбәссум көрәттим. Уларниң һеч бири муз чирай әмәс иди. Йеңисарниң өйлири анатолийиниң өйлиридин һеч қандақ пәрқи йоқ иди. Бу йәрдики кишиләр хушал-хурам көрүнәтти.