“оттура асия түрклири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң ечилиш мурасими өткүзүлди
2011.11.01
Ечилиш мурасимиға истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан яшлар җәмийитиниң мәсуллиридин тибәт йүҗәтүрк, турғут байқал, шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин абдулкәрим куча, шәрқий түркситан көчмәнләр җәмийитиниң башлиқи яқупҗан вә баш катипи доктор фәтһи әхмәтйүксәл, шәрқий түркистан меһри-шәпқәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи йүсүп йүсүп оғли қатарлиқ аммиви тәшкилатларниң мәсуллири һәм көп санда уйғур, қазақ өзбек түрклири қатнашти.
Мурасимда һәр қайси җәмийәтләрниң мәсуллири сөз қилип “оттура асия түрклири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити” ни тәбриклиди вә хизмәтлиригә мувәппәқийәт тиләш билән биргә хизмәт-паалийәтләрдә һәмкарлишидиғанлиқини ипадилиди.
Биз бу җәмийәт һәққидә толуқ мәлумат елиш үчүн бу җәмийәтниң мәсуллиридин абдухелил һаҗи билән сөһбәт елип бардуқ. Абдухелил һаҗи, бу җәмийәтниң қурулуш мәқситини ипадиләп мундақ деди: өзбекистан қатарлиқ оттура асиядин түркийигә келип олтурақлишип қалған өзбекләр үчүн хизмәт қилиш уларни бир йәргә җәм қилип бирлик баравәрлик һасил қилиш.
Түркийигә һәр хил йоллар арқилиқ қечип келиватқан өзбекләрниң түркийигә кәлгәндин кейин дуч келиватқан һәр хил маддий вә мәниви қийинчилиқлирини һәл қилиш, оттура асиядики түркий тилда сөзлишидиған хәлқләрниң мәдәнийәт вә өрп-адәтлирини җанландуруш, оқуш йешидикиләрни мәктәпкә орунлаштуруш, түркийидә турушлуқ рухсәт кинишкиси елиш, түркийә пуқралиқиға өтүш йолида дуч келиватқан бир түркүм қийинчилиқлирини һәл қилиш үчүн хизмәт қилиш вә оттура асия түрклириниң пайда-мәнпәити мәқсәт қилинған хизмәт-паалийәтләрдә башқа аммиви тәшкилат вә органлар билән ортақ һәмкарлишиштин ибарәт.
Биз бу җәмийәт һәққидә пикир-қарашлирини елиш үчүн шәрқий түркистан аммиви тәшкилатларниң мәсуллириниң пикир қарашлирини алдуқ. Шәрқий түркистан яшлар җәмийитиниң башлиқи турғут байқал вә шәрқий түркистан меһри-шәпқәт җәмийитиниң башлиқи йүсүп йүсүпоғли бу һәқтики пикир қарашлирини ипадиләп, хизмәт-паалийәтләрдә “оттура асия түрклири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити” билән йеқиндин һәмкарлишишни халайдиғанлиқини ипадилиди.
Мурасим ахирида истанбулниң зәйтинбурну райониға җайлашқан йипәк йоли ресторанида “оттура асия түрклири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң намида зияпәт берилди.