Өтүкәндин истанбулғичә түрк тилиниң 1290 ‏йили намлиқ йиғин истанбулда башланди

Истанбул шәһәрлик һөкүмәткә қарашлиқ мәдәнийәт идариси тәрипидин 2010 _ йили 12 _ айниң 3 - күни истанбул фатиһ райониға җайлашқан әли әмри мәдәнийәт мәркизидә `өтүкәндин истанбулға түрк тилиниң 1290 йили ' намлиқ йиғин уюштурулди.
Ихтийари мухбиримиз арслан
2010.12.03
turk-tilining-1290-yiliqi-305 Өтүкәндин истанбулғичә түрк тилиниң 1290 ‏йили намлиқ йиғиндин көрүнүш
RFA/Arslan

3 Күн давам қилидиған бу йиғинға японийә, хитай, корийә, германийә, америка, русийә, франсийә, әнглийә, финландийә, венгрийә, чех җумһурийити, қазақистан, қирғизистан, моғулистан, өзбекистан, шәрқий түркистан қатарлиқ дөләт вә районлардин түрк тили вә тарих тәтқиқатчилар, түркологийә мутәхәссислири, академиклар қатнашти.

Йиғинға уйғурларға вакалитән, үрүмчидин абдубәсир шүкүр, арслан абдуллаһ, бейҗиңдин әркин ариз, әркин авғали қатарлиқ шәхсләр қатнашти.
Йиғинда түрк тили идарисиниң муавин башлиқи мәләк өзйетгин ечилиш нутиқи сөзлиди.

 Мәләк өзйетгин сөзидә, түрк тили дуняда сөзлишиштә әң көп қоллинилған тил икәнликини, түрк тилиниң сөз байлиқ җәһәттин болсун, чүшиниш мәнаси җәһәттин болсун дунядики әң бай тиллардин бири икәнликини, түркологийә вә түрк тили тәтқиқатларға алақидар түркийидә вә дуняда күндин күнгә җиддий бир қизиқиш вә диққәтни тартиватқан бир билим икәнликини, қәдими түрк тилини тәтқиқ қилишта, түрк тил идарисиниң алаһидә роли вә әһмийити барлиқини, түркийидә қәдими түрк тилиға алақидар тәтқиқатлар, тәшвиқатлири түрк тили идариси қурулғандин башлап елип бериливатқанлиқини илгири сүрди.

Бу йиғинниң асаси мәзмуни көктүрк дөлити вә тил йезиқлири, уйғур хақанлиқи дәвридики уйғур тили вә мәдәнийәтләр, көлтекин, билгәхақан, идиқут уйғурлири, турпан уйғурлириниң тил ‏- йезиқи вә мәдәнийәтлири, урхун абидилири һәққидә миладийиниң 720 ‏- йилидин 2010 ‏- йилғичә болған арилиқтики 1290 йиллиқ түрк тили вә йезиқниң тарихи, қәдими түрк хақанлиқ дәвригә аит тарихлар, түрк вә уйғур хақанлиқи дәвригә аит тил вә йезиқлар. Қәдими иран тиллири, қәдими түрк тили. Һон вә моңғул тилиниң тарихи вә буниң қәдимқи түркләргә бағлинишлиқи һәққидә муһакимә елип берилди.

Йиғинда, уйғур императорлуқ дәвридә өтүкән қәйәрдә иди? орхун йезиқлиридики бәзи сөзләр һәққидә, шәрқий көктүрк дөлитиниң ағдурулуши һәққидә анализ, моңғул, алтай тағлиридин тепилған көктүрк йезиқлири, көлтекин йезиқидики хитай мәнбәлири билән түрк мәнбәлиридә йезилған бәзи алаһидә аталғулар, қәдимий түркләрдә өтүкәнниң пайтәхт болушидики сәвәб немә, орхун йезиқлири һәққидә хитайда елип берилған тәтқиқатлар, қәдими түрк йезиқлириниң түрк тилиға қошқан төһпилири дегән темиларда йезилған илмий тәтқиқат мақалилири оқуп өтүлди.

Бу йиғин 12 ‏- айниң 3-‏ күнидин 5 ‏- күнигичә 3 күн давам қилидикән. "Өтүкәндин истанбулға түркчиниң 1290 йили" намлиқ бу йиғинниң кейинки давами, 12 ‏- айниң 5 ‏- күни йилдиз техника университетиниң йиғин залида өткүзүлиду.
Биз йәнә бу йиғинға қатнашқан бәйкәнт университети тил ‏- әдәбият факултетиниң оқутқучи профессор мәтин қараөрс әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Мәтин қараөрс әпәнди уйғурлар тил йезиқ тарихи һәққидә мундақ деди:
Тарихта, көктүрк һакимийитидин кейин уйғур импиратурлуқи мәйданға кәлди вә көктүрк йезиқини бикар қилип, соғди қәбилисидин алған соғдичә 18 һәрплик уйғур тил йезиқини қолланди. Уйғурлар кейинки дәврләрдә ислам динини қобул қилип ғәрб тәрәпкә күчүшкә башлиди вә җәнуб тәрәпкә кеңәйди, бу дәврләрдә, қутадғубилик, әтәбәтулһәқайиқ, түркий тиллар дивани қатарлиқ әсәрләр йезилди. Уйғур тил йезиқи бу дәврләрдә әң гүлләнгән дәвр һесаблиниду. Түрк тили үч хил бөлүмгә айрилған болуп, җуғрапийә җәһәттә түрк дунясиниң шималий тәрәптики түркләр қипчақ түрк тилида сөзлишиду, ғәрбий тәрәптә яшайдиған түркләр оғуз түрк тилида сөзлишиду, шәрқий түркләр болса қарлуқ түркчигә тәвә тилда сөзлишиду, һазирқи уйғур тили қарлуқ тилидур. Тарихтики түрк тили бүгүнки шәрқий түркситанда сөзлишиватқан тилдур. У дәвирдики йәни қарлуқлар вә қараханилар дәвридин мирас болуп қалған тилниң давами вә бу тил мәвҗут болуп туруватқан түрк тил шивисиниң бир қисми һесаблиниду. Бүгүнки күндә сөзлишиватқан түрк шивилири тарихтики түрк тил шивилириниң йеқин бир қсими һесаблиниду, түркийә түркчиси түрк тилиниң бүгүнки күндә сөзлишиватқан йеқин шивиси һесаблиниду. Әзәрбәйҗан, қазақ, өзбек вә шәрқий түркистанда сөзлишидиған уйғур шивилири түрк тилиниң йеқин шивилири һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.