Өйгә кириштики әдәп - әхлақ қаидилири
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.07.31
2008.07.31
Дуняда һәр қандақ бир ишниң өзигә лайиқ қаидә - йосуни вә өзигә хас әдәп әхлақи бардур. Биравниң өйигә кириштә өй игисидин рухсәт сорап киришму шу әдәп - әхлақ қаидилиридин биридур.
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдулкәрим һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдулкәрим һаҗим билән сөһбәт
Абдулкәрим һаҗим биравниң өйигә кириштики әдәп әхлақ қаидилири һәққидә тохтулуп мундақ деди:" мусулманларниң әнәнилири, гүзәл әдәп - әхлақ қаидилири интайин көп. Меһман болуш, олтуруп - қопуш, йәп - ичиш, сөзлишиш, ухлаш, тазилиқ, саламлишиш, ишиктин кириш қатарлиқларниң һәммисидә бәлгилик әдәп - қаидиләр бар. Төвәндә өйгә киришниң әдәп - қаидилири һәққидә тохтилимиз: биравниң өйигә кирмәкчи болған адәм аввал ишикни чекип, өй игисидин рухсәт сорап кириши, рухсәт қилинмиса қайтип кетиши лазим. Аллаһ таала қуран кәримдә мундақ тәлим бәргән:" и мөминләр! башқиларниң өйлиригә (киришкә) иҗазәт соримиғичә вә өй игисигә салам бәрмигичә кирмәңлар, вәз - нәсиһәт елишиңлар (йәни бу гүзәл әхлақ - әдәбкә әмәл қилишиңлар) үчүн бу силәргә яхшидур. Әгәр башқиларниң өйлиридә һеч адәм болмиса силәргә иҗазәт берилмигичә кирмәңлар, әгәр силәргә қайтиңлар дейилсә қайтип кетиңлар, қайтип кетиш силәр үчүн әң яхшидур, аллаһ силәрниң қилидиған әмәллириңларни билип турғучидур. Шәхси туралғу болмиған (йәни дукан - сарайларға охшаш) өйләргә һаҗитиңлар чүшүп кирсәңлар, силәргә һеч гунаһ йоқтур"( нур сүриси 27 - 29 - айәтләр). Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә:" рухсәт үч қетим сорилиду. Рухсәт берилсә кириң. Әгәр рухсәт берилмисә қайтип кетиң" дәп көрсәткән.Ишикни чәккәндә, өй игиси " ким сиз?" дәп сориса, "мән" демәстин, исмини ейтип бериш, ишик ечилғанда ишикниң удулида турувалмастин, ишикниң ян тәрипидә, көзини ишикниң ичигә қараштин қачуруп туруш керәк. Шуниңдәк, ишиктин киргәндә, аввал өй игисигә салам бериш, ишиктин киргичә аяғларни қеқип, сүртүп, тазилап кириш, өйниң ичи паяндаз селинған болса униңға аяғни чиқирип кириш лазим.
Ишиктин кириштә аввал чоңлар, билим әһлилири, андин тәртип бойичә яшлар киргини яхши. Балилар ата - аниларниң өйлиригә киргәндә, аввал уларға салам бәргәндин кейин, һаман кечикмәстин әң гүзәл вә есил ибариләр билән улардин һал - әһвал сориши зөрүрдур.
Өйгә кириштә әдәпсизлик санилидиған ишлар
Абдулкәрим һаҗим биравниң өйигә кириштә әдәпсизлик санилидиған ишлар һәққидә тохтулуп мундақ деди:" гәрчә биравниң өйигә келидиғанлиқини алдинала хәвәр берип қойған болсиму, униң өйигә кириштә ишикни қақмастин яки алдирап салам бәрмәстин кириш, ишикни силиқ қақмастин өй игисини вә хошнилирини раһәтсиз қилидиған шәкилдә қаттиқ қеқиш яки үч қетимдин артуқ қеқиш әдәпсизликтур. Шундақла биравниң, хошниларниң, балиларниң тақақлиқ турған ишик - дәрвазилиридин марап қараш бәкму әдәпсизликтур. Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақларға аччиқлинип:" биравниң өйигә ишиктин яки төшүктин рухсәтсиз марап қариған адәмниң көзини оювәтсиму болиду" дәп сөккән. Чүнки мундақ қилиш һәм әдәпсизлик һәм башқиларниң мәхпийәтликигә қилинған еғир хиянәттур."Абдулкәрим һаҗимниң ейтишичә, ата - аниларниңму балилириниң ятақлириға ишикни чекип, рухсәт соримастин халиғанчә кирмәслики, балиларниңму ата - анисиниң ятиқиға мәйли күндүзи, мәйли ахшамлири ишикни силиқ чекип рухсәт алмастин кирмәслики лазим. Чүнки мундақ қилиш ата - анилар билән балилар оттурисидики иппәт - һаяниң аҗизлишип қелишиға, арисидики һөрмәт - еһтирамниң суслишип қелишиға сәвәб болиду. Бир аилиниң пәрзәнтлириму бир - бириниң ятақлириға кириштә әлвәттә ишикини чекип, рухсәт сорап кириши әдәп - әхлақниң җүмлисидиндур.