Мутәхәссисләр: “америкиниң пакистан билән болған зиддийити өзбекистанниң истратегийилик җәлпкарлиқини ашурди”

22-Өктәбир күни америка дөләт ишлири министири хилларий клинтон өзбекистанни зиярәт қилип, өзбекистан президенти ислам керимоф билән икки йерим саәт сөһбәт елип барған.
Мухбиримиз ирадә
2011.10.24
hillary-ozbekistan-ziyaret-305.jpg Америка дөләт ишлири министири хилларий клинтон ханим өзбекистанда зиярәттә. 2011-Йили 22-,23-өктәбир.
AFP

Америка дөләт ишлири министири хилларий клинтон ханим 22- вә 23-өктәбир күнлири өзбекистанда зиярәттә болуп, өзбекистан президенти ислам керимоф билән икки дөләт арисидики мунасивәтләрни яхшилаш, афғанистанниң нөвәттики вә бирләшмә қошун чекинип чиққандин кейинки вәзийити, өзбекистанниң кишилик һоқуқ хатириси, адәм әткәсчилики һәм бала ишчилар мәсилилири үстидә сөһбәт елип барған. Бу һәқтә чиққан хәвәрләрдин мәлум болушичә, хилларий клинтон ханим сөзидә, америкиниң өзбекистан билән ялғуз афғанистан мәсилисидила әмәс бәлки башқа нурғун иқтисадий-иҗтимаий саһәләрдә һәмкарлишишни, өзбекистанниң демократийилишишигә һәссә қошушни халайдиғанлиқини ипадә қилған.

У, өзбекистанниң районда муһим истратегийилик әһмийәткә игә дөләтликини тәкитләш билән биргә йәнә кишилик һоқуқ мәсилиси үстидиму алаһидә тохтилип, “әгәр өзбекистан тәрәққиятқа еришмәкчи болидикән, чоқум кишилик һоқуқ вә демократийиниң орнитилишини муһим күн тәртиплириниң бири қилиши керәк” дәп әскәрткән шуниңдәк ташкәнтни қанунниң үстүнлүкини ишқа ашуруш үчүн қәдәм ташлашқа дәвәт қилған.

Хилларий клинтон ханим өзбекистандики зиярити җәрянида оттура асияниң хәвпсизлики вә афғанистанда тинчлиқниң орнитилиши үчүн өзбекистанниң интайин муһим бир дөләтликини тәкитлигән. Бу йил сентәбир ейидиму өзбекистан өз мустәқиллиқиниң 20 йиллиқини хатириләватқан мәзгилдә америка президенти барак обама тәбрик телеграммиси әвәтиш билән бирликтә өзи биваситә ислам керимофқа телефон қилип, уни тәбриклигән һәм америкиниң өзбекистан билән болған мунасивәтлирини күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүргән иди.

Мутәхәссисләрниң қаришичә, америкиниң пакистан билән болған зиддийити америкини афғанистан урушида ғәлибә қилиш үчүн районда өзигә башқа һәмраһ издәшкә мәҗбурлаватқан болуп, йеқиндин буян шәкиллиниватқан бу хил вәзийәт өзбекистанниң җәлпкарлиқини ашурмақта икән. Әркин явропа радиоси өзбек бөлүминиң хәвәр қилишичә, русийә вә оттура асия мәсилилири мутәхәссиси лилит геворгиян бу һәқтики мулаһизисидә америкиниң пакистанниң җәнубидики каридорни атлап өтүп кетиш үчүн оттура асиядин афғанистанға улишидиған бир йол издәватқанлиқини ейтқан. У өз мулаһизисидә “пакистан билән болған зиддийәтләрдин кейин америка вә шималий атлантик окян әһди тәшкилати башқа бир йол издәшкә мәҗбур болди. Йеқинқи йиллардин буян биз пакистанниң җәнубидики каридорда бихәтәрлик мәсилилириниң вә өз-ара ишәнч қатарлиқларда нурғун кашилиларниң мәйданға кәлгәнликини көрдуқ. Бу, америка билән натони оттура асияни қайтидин ойлишишқа мәҗбурлимақта” дегән.

11-Сентәбир вәқәсидин кейин америка өзиниң афғанистандики һәрбий һәрикитиниң оңушлуқ болуши үчүн қирғизистан вә өзбекистанда һәрбий база қурған иди. 2005-Йили өзбекистанда әнҗан вәқәси йүз бәргәндә америкиниң өзбекистанни тәнқид қилиши һәм вәқә үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришни тәләп қилиш билән икки дөләт мунасивитигә соғуқчилиқ чүшүп, өзбекистан һөкүмити америкиниң өзбекистандики һәрбий базисини тақишини тәләп қилған, буниң билән америка қирғизистанниң бишкәк шәһиридики манас һәрбий базиси билән чәклинип қалған иди. Әмма мутәхәссис лилит гиворгиян америкиниң қирғизистанда һәрбий әшя йәткүзүш базиси болсиму, әмма өзбекистан арқилиқ афғанистанға ечилидиған йол бәкрәк қулайлиқ вә чиқими аз болғанлиқтин, өзбекистанниң қирғизистандин бәкрәк артуқчилиққа игә икәнликини, шуңа һазир буниңға қизиқиватқанлиқини тәһлил қилған.

Дәрвәқә, америка авам палатаси йеқинда өзбекистанға һәрбий ярдәм беришни чәкләйдиған қанунни өзгәртиш һәққидики тәклип лайиһисини мақуллиған. Барак обама кеңәш палатасиға өзбекистанға қоюлған қорал ембаргосини бикар қилидиған қанун лайиһисини мақуллаш һәққидә чақириқ қилған. Мана буларниң һәммиси америкиниң өзбекистан билән истратегийилик һәмкарлиқни әмәлгә ашурушқа әһмийәт бериватқанлиқиниң нәтиҗиси дәп қаралмақта.

Шуниң билән биргә, өзбекистанниң җәлпкарлиқиниң ешишидәк бир вәзийәт кишилик һоқуқ органлириниң әндишисини қозғаватқан болуп, улар өзбек һөкүмитиниң буни пурсәт билип, өзи билгәнни қилишини кәлтүрүп чиқиришидин әнсиримәктә. Бу сәвәбтин алдинқи һәптә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә хәлқара әмгәкчиләр һоқуқи мунбиригә охшаш онға йеқин кишилик һоқуқ оргини очуқ хәт елан қилип, америкини өзбекистанға һәрбий ярдәм бериш мәсилисидә мәсулийәтчан болушқа агаһландурди.

Улар әнҗан вәқәсини хатирилитип, ислам кәримофниң өз дөлитидики өктичиләрни бастуруш мәсилиси вә бала ишчиларниң мәҗбурий әмгәккә селиниш мәсилисини америкиниң унтуп қалмаслиқи керәкликини әскәртти.

Мутәхәссисләр болса нөвәттики шараитта америкиниң өзбекистанға һәрбий ярдәм бериши мумкинчиликиниң юқирилиқини, әмма америкиниң өзбекистанға қилидиған һәрбий ярдәмлирини өзиниң афғанистандики һәрбий һәрикәтлиригә таянч болидиған шәкилдә, қаттиқ контрол вә шәртләр асасида әмәлгә ашуридиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Мутәхәссисләр йәнә мәйли қайси шәкилдә болмисун, америкиниң өзбекистан билән болған мунасивәтлирини күчәйтишиниң өзбекистандики демократийә вә инсан һәқлирини илгири сүрүшкә пайдилиқ икәнликини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.