Өзбәкистан нато вә явропа иттипақи билән музакирә елип барди
2011.01.28

Русийиниң "мустәқил гезити " дә елан қилинған "ислам кәримофниң уталмиған оюни" намлиқ мақалиниң аптори викторийә панфилова мәзкур сәпәрниң өзбәкистан билән нато оттурисидики һәмкарлиқни кеңәйтиш тоғрилиқ келишим һәм шундақла явропа иттипақи билән енергийә саһәсидә һөҗҗәткә қол қойғанлиқи билән аяғлашқанлиқини илгири сүргән.
Униң тәкитлишичә, кәримофниң брюсселға келишини өзбек һоқуқ қоғдиғучилири намайиш билән қарши елип, өзлириниң бу сәпәргә наразилиқини билдүргән.
Улар явропа иттипақидин өзбәкистан рәһбирини қобул қилмаслиқини яки өзбекистандики кишилик һоқуқни яхшилаш мәсилисидә униңға бесим көрситишни тәләп қилған. Әмма, кәримофниң явропа комиссийиси рәһбири җозие мануел баррозу вә нато баш катипи андерс расмуссен билән болған музакирилири давамида кишилик һоқуқ мәсилисиниң оттуриға қоюлмиғанлиқи түпәйли намайишниң диққәттин сирт қалғанлиқи пәрәз қилинған.
Панфилова буниң сәвәбиниң явропада демократийә мәсилилиригә әһмийәт берилмәйватқанлиқи әмәсликини көрситип, мәркизий асия вә кавказ бойичә мутәхәссис санобар шерматованиң мәзкур гезит мухбири билән болған сөһбитидин нәқил кәлтүргән. Шерматова мундақ дегән: "ғәрб мәркизий асия мәмликәтлири билән болған мунасивәтлиридә кишилик һоқуқ мәсилисидики өз мәвқәсини қайта қарап чиқти.
Мәркизий асияниң демократийини раваҗландуруштики ғәрб идийилирини илгири сүрүш зөрүр болған район әмәслики һәққидә пикир қелиплашқан. явропаниң иқтисадий вә һәрбий мәнпәәтлири биринчи орунға чиқмақта. Кәримофниң сәпири явропа сияситидики мушу бурулушни намайиш қилди."
Мақалә аптори кәримоф вә нато баш катипи оттурисида афғанистан мәсилисиниң муһакимә қилинғанлиқини, уларниң бу әлдә тинчлиқ вә муқимлиқни қолға кәлтүрүштә бир келишимгә келишниң зөрүрлүкини чүшәнгәнликини пәрәз қилмақта.
Панфилованиң ейтишичә, кәримоф бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң һимайисидә афғанистан билән чегридаш мәмликәтләрниң вәкиллири, шундақла а қ ш, нато вә русийә тәркибидики "6+3" алақә гурупписини қурушни йәнә бир қетим тәклип қилған болуп, бу гуруппа афғанистанниң ички әһвалини һәл қилишта иҗабий рол ойниған болаттикән. Әмма, бу тәклипни русийиниңму, ғәрбниңму қоллимайватқанлиқи ейтилған.
Панфилова шундақла өзбәкистан вә а қ ш оттурисида пәйда болған соғуқчилиқниң мәзкур учришиштин кейин бир қәдәр йеникләшкәнликини, америкилиқлар вә явропалиқларниң өзбекистанға қарита өз сияситини мәбләғ селиш вә йеңи технологийиләр арқилиқ түзүшниң зөрүрлүкини чүшәнгәнликини оттуриға қойған. Өз нөвитидә а қ ш өзбекистанға қошна афғанистанда төмүр йол селиш, енергийә билән тәминләш охшаш лайиһиләргә қатнишишни тәклип қилған.
Мәлуматларға қариғанда, кәримофни брюсселға кимниң тәклип қилғанлиқи мәсилисидә һәр хил қарашларниң барлиқи илгири сүрүлмәктә. Шундақла "хәлқаралиқ кәчүрүм тәшкилати", "кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати", "мухбирларни қоғдаш комитети", "хәлқаралиқ кризис гурупписи", явропа парламентниң кишилик һоқуқ комитетиға охшаш һоқуқ қоғдаш тәшкилатлири кәримофниң брюсселда қарши елинишиға наразилиқини билдүргән.