Өзини чоң тутушниң зиянлири

Өзини чоң тутуш, өзини алаһидә чағлаш, давамлиқ зоруқуп өзидә аз - тола бар болған адәттики артуқчилиқларни толиму юқири мөлчәрләп, өзини қалтис чағлап, мәнмәнчилик қилиш роһий һалити көплигән кишиләрниң роһий дунясиға йепишип йилтиз тартип кәткән.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.06.18

 Бу хил роһий һаләткә игә кишиләр сағлам, нормал роһий һаләттин толиму чәтнәп кәткән кишиләр болуп, бир хил роһий кесәлликкә, писхика аҗизлиққа гириптар болған кишиләрдур. Бу хил роһий һаләт һаман уларниң җисманий сағламлиқиға, шундақла роһий писхика сағламлиқиға зор дәриҗидә сәлбий тәсир көрсәткәнликтин, уларда җәмийәткә маслишалмаслиқ яки башқиларниң әйиблишигә учраш, адәттики көплигән кишиләр еришкән хушаллиқ, роһий азадиликкә еришәлмәслик, сиқилиш ичидә яшаш, җисманий җәһәттин балдур зәиплишиш әһвали көрүлиду. Биравда өзини чоң тутуш роһий һалитиниң болғанлиқи униң әхлақий җәһәттинму сағлам әмәсликини ипадиләйду.

Шуңа қуран кәрим бу хил начар илләттин мәний қилип, лоқман һакимниң оғлиға қилған муну вәсийитини баян қилған:" кишиләрдин мәнситмәслик билән йүз өрүмигин, земинда ғадийип маңмиғин, аллаһ һәқиқәтән һакавур, өзини чоң тутқучиларни дост тутмайду."

Сираҗиддин һаҗим билән сөһбәт

Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ вәтәнпәрвәр яш алим сираҗиддин әзизий өзини чоң тутушниң зийини һәққидә тохтилип мундақ деди:" өзини чоң тутуштин ибарәт бу иплас роһий һаләт инсанийәткә роһий - писхика, әхлақий вә җисманий җәһәтләрдин көп тәрәплимилик зиянларни елип келиду:

1. Роһий җәһәттики зийини: өзини чоң тутуш бир хил нормал болмиған роһий һаләт болғачқа, бу хил зиддийәтлик роһий һаләт адәм меңисидики сағлам тәпәккур һүҗәйрилирини тунҗуқтуруп, адәмни сағлам тәпәккур қилиштин мәһрум қилиду.

 2. Писхика җәһәттики зийини: өзини чоң тутидиған адәмниң миҗәзи толиму чус болиду. Аччиқлинишқа тегишлик болмиған ишларғиму аччиқлинип өзини қийнапла өтиду. Башқилардин қандақтур бир орунсиз қусурларни издәпла йүриду. Өзигә чоқунмиған, өзини чоң билмигән кишиләрни инкар қилиду. Бундақ кишиләргә тола чағларда көрәлмәслик кесилиму биргә чаплашқан болиду. Қизиқ йери шуки, мундақ кишиләр өзидики әйибләрни етирап қилмай техи башқиларни әйибләшкә алдирайду.

3. Әхлақи җәһәттики зийини: өзини чоң тутуш кәйпияти омумий әхлақ принсиплириға түптин хилап кәйпият болуп, өзини чоң тутидиған адәмни һечким сағлам, яхши әхлақлиқ дәп қаримайду. Һечким ундақ адәм билән арилишишни халимайду.

4. Җисманий җәһәттики зийини: начар роһий кәйпиятлардин ғәм - қайғу, қорқунч, тәшвишлиниш, көрәлмәслик, роһий чүшкүнлүк қатарлиқларға охшашла өзини чоң тутуш роһий һалитиму җисманий җәһәттики сағламлиққа зор дәриҗидә тәсир көрситиду. Мутәхәссисләрниң тәҗрибилиригә асасланғанда, 90 пирсәнт кесәллик начар роһий кәйпиятниң сәвәбидин болидикән. Қалған 10пирсәнт кесәллик химийилик маддилардин зәһәрлиниш, бактерийә вә вируслардин юқумлиниш қатарлиқлардин келип чиқидикән. Өзини чоң тутидиған кишиләр, олҗа издәп маңған ит олҗиға еришәлмисә көңли арам тапмиғандәк башқилардин давамлиқ һөрмәт, мәдһийә тәмә қилип, башқилар алдида қандақтур өзиниң қалтислиқини намаян қилалмай, сиқилиш ичидә яшайду."

Гүзәл кийиниш өзини чоң тутқанлиқ әмәс

Сираҗиддин әзизийниң ейтишичә, өзини чоң тутуш - һәқиқәтни көзгә илмаслиқ, башқиларни чөкүрүшкә урунуштин ибарәт болуп, сағлам гүзәлликкә интилиш, чирайлиқ, салапәтлик кийиниш һәргизму өзини чоң тутқанлиқ әмәс, әлвәттә.

Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир күни саһабилириға:" қәлбидә қича чағлиқ кибир бар киши җәннәткә кирәлмәйду"дегәндә, бир киши " ярәсуләллаһ! мән кийимимниң, аяғлиримниң вә (ат һәйдәйдиған) қамчилиримниңму чирайлиқ,гүзәл болушини арзу қилимән. Мушуму кибир боламду?"дегән. Бу чағда пәйғәмбәр әләйһиссалам " аллаһ гүзәлдур, гүзәлликни яқтуриду, бәндисигә бәргән назу - немәтләрниң, әсириниң униңда намаян болушини яқтуриду. Хунуклукни вә хунүк боливелишни яман көриду. Әмма кибир дегән һәқни мәнситмәслик, башқиларни чөкүрүштур"дәйду. Шундақла өзидә бар иқтидарни намаян қилиш, өзигә ишиниш туйғусида болуш өзини чоң тутқанлиқтин саналмайду.

Кәмтәрлик гүзәл әхлақ

Кәмтәрлик дуняда һәр ким улуғлайдиған вә униңға интилидиған есил пәзиләт вә улуғвар әхлақтур. Өлималардин бири мундақ бир һекмәтлик сөзни қалдурған:" кәмтәрлик шан - шәрәпни қолға кәлтүрүшниң муһим васитиси болуп һесаблиниду. Кәмтәрлик кимдә болидикән, у чоқум чоң бир инамға еришкән болиду. Кәмтәрликтин башқа һәр қандақ бир немәт игисини башқилар көрәлмәйду. Кәмтәрликтин ибарәт бу хисләтни игиливалған киши һечкимниң дәхли - тәруз қилишиға учримайду."

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.