Шаңхәйдә бир уйғур аял сақал тиғи билән беликини кесип һөкүмәткә наразилиқ билдүрди

Хитай 2001-йили әмгәк қанунини йолға қоюп, охшаш ишта ишләватқан ишчиларға вақитлиқ ишчи вә дөләт ишчиси дегән айримичилиқ билән пәрқлиқ миқдарда һәқ берилишини чәклигән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.04.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
baosteel-bagang-305.jpg Үрүмчи полат завутиниң шаңхәйдики баш ширкити.
AFP

Әмма хитай қануниниң бу адалити үрүмчи полат завутиниң уйғур ишчилириға несип болмиған. Завуттики уйғурларни асас қилған 1000 дин артуқ вақитлиқ ишчи, завуттики хитайларни асас қилған нәччә миңлиған дөләт ишчилириға нисбәтән һәр айда 1000 йүән әтрапида төвән һәқ алған. 3 Йилдин бери мана бу һәқсизлиққа қарши қануний йол билән дава қиливатқан уйғур ишчи рәйһангүл мәтреһим, өткән пәйшәнбә күни полат завутиниң шаңхәйдики ширкәт бинасиниң алдида биликини сақал тиғи билән кесип ширкәт вә һөкүмәткә наразилиқ билдүрди.

Полат завутидики уйғур ишчиларға, охшаш сехта ишләватқан хитай ишчиларға нисбәтән һәр айда 1000 йүән әтрапида төвән һәқ берилмәктә. Бу әһвалниң хитайниң әмгәк қануниға хилап икәнликини техи йеқиндила байқиған бир түркүм уйғур ишчилар, завуттин кәм берилгән маашини толуқлап беришни тәләп қилип давалашмақта. Бу ишчиларниң һесабати бойичә, завуттики 1000 дин артуқ уйғур ишчиниң һәрбиригә 100 миң йүән билән 200 миң йүән арисида төләм берилиши керәк. Булар 3 йилдин бери ширкәткә тәләп сунуш вә сотқа әрз қилиш йоли билән давалишип кәлгән. Дәвагәрләрдин рәйһангүл мәтреһим нөвәттә полат завутиниң шаңхәйдики баш ширкити билән давалашмақта.

Уйғурларниң бешиға келиватқан түрлүк-түмән қийинчилиқлар кишиләрни түрлүк шәкилләрдә қаршилиқ көрситишкә мәҗбурлимақта. Алдинқи йили үрүмчидә йүз бәргән йиңнә санҗиш вәқәси, түнүгүн қәшқәрдә йүз бәргән йолдин өткәнләргә пичақ тиқип арқидин өзини боғузливелиш вәқәси вә рәйһангүлниң бертива билән беликини кесип қан еқитиш арқилиқ авазини аңлитишқа тиришиши, бир тәрәптин уйғур вәзийитидики чарисизлиқни ипадилисә, йәнә бир тәрәптин уйғурларниң тәбиитидики һәқ-һоқуқтин ваз кәчмәсликни әкс әттүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.